Ваң лишйоң қатарлиқ язғучилар очуқ хәт елан қилип хитай һөкүмитини нөвәттики милли сияситини түзүтишкә чақирди

Ваң лишйоң қатарлиқ хитай язғучилири очуқ хәт елан қилип, хитай һөкүмитини нөвәттики милли сияситини түзүтишкә чақирди. Тор бәтлиридики учурлардин мәлум болушичә, хәттә нуқтилиқ һалда тибәтләрниң өзини көйдүрүп наразилиқ билдүрүш вәқәлири һәм йеқиндин буян уйғур районида йүз бәргән һуҗум қилиш вәқәлири тилға елинған.
Мухбиримиз меһрибан
2012.03.09
wang-lixiong-dalay-lama-305.png Сүрәтт ваң лишюң әпәнди далай ламадин “һәқиқәт нури” мукапатини тапшуруп алмақта
AFP

Хәттә йәнә хитай һөкүмитиниң һазирқи милли сияситидә тәкитлиниватқан қаттиқ бастуруш йоли билән мәсилиниң һәл бомайдиғанлиқини, әксичә хитайдики тибәт, уйғур моңғул қатарлиқ милләтләр мәсилисиниң техиму җиддилишип кетидиғанлиқи илгири сүрүлүп, хитай һөкүмитиниң нөвәттики милли сияситини қайта тәкшүрүп түзүтиши тәләп қилинған.

7 - Март күни бейҗиңда ечиливатқан икки йиғинға қатнишиватқан уйғур аптонум райони әмәлдарлиридин җаң чүншән, нурбәкри қатарлиқлар һәмдә сичүән тибәт районидики әмәлдарлар мухбирларниң зияритини қобул қилип, бу районларда муқимлиққа капаләтлик қилиш үчүн, қаттиқ зәрбә бериш һәрикити елип баридиғанлиқини тәкитлигәндин кейин, хәлқара мәтбуатларда буниңға қарита җидди инкаслар берилиш билән биллә, хитай ичидики зиялийлармуинкас қайтуруп, хитай һөкүмитидин нөвәттә йүргүзүлүватқан милли сиясәткә түзитиш киргүзүшни тәләп қилди.

9 - Март күни ваң лишоң қатарлиқ хитай язғучилири торда очуқ хәт елан қилип, мәмликәтлик хәлқ қурултийидин нөвәттә тибәт һәм уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләр үстидин йүргүзүлүватқан қаттиқ қоллуқ билән бастуруштин ибарәт милли сиясәткә түзүтүш киргүзүшни тәләп қилди.

9 - Март күни твитер қатарлиқ аммиви тор бәтлиридә ваң лишоң әпәнди қатарлиқлар тәрипидин бейҗиңда ечиливатқан хәлқ қурултийиға қаритип йезилған, хитайдики тибәт, уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң нөвәттики вәзийити вә хитай һөкүмитиниң бу милләтләргә қарита йүргүзүватқан милли сияситини қайта тәкшүрүп түзитиш тәләп қилип йезилған хәт елан қилинди.

Хәттә нуқтилиқ һалда бултурдин буян давамлишиватқан тибәт раһиплириниң өзлирини көйдүрүш арқилиқ наразилиқини ипадиләш һәрикәтлири һәмдә уйғур аптонум районида йүз бериватқан һуҗум қилиш вәқәлири тилға елинип, хитай һөкүмитиниң нөвәттә тибәтләр һәм уйғурларға қарита йүргүзүватқан қаттиқ бастуруш сияситиниң, хитай һөкүмити арзу қилған “мәңгүлүк әминлик” вәзийитиниң орниға, бу районларда һөкүмәткә қарши наразилиқ кәйпиятиниң техиму күчийишидәк вәзийәтниң келип чиқиши мумкинлики илгири сүрүлди.

Хәттә бу нөвәтлик хәлқ қурултийиниң тибәттә йүз бериватқан өзини көйдүрүш арқилиқ наразилиқ билдүрүш һәикәтлириниң һәм уйғурлар районида йүз бериватқан һуҗум қилиш һәрикәтлириниң йүз бериш сәвәбини тәкшүрүп, милли сиясәттики хаталиқларни түзитиш тәләп қилинип, мундақ баянлар берилгән.

“йеқиндин буян тибәтләрниң өзини көйдүрүп өлүвелиш һәрикәтлири барғанчә көпәйди, шинҗаңда болса һуҗум қилиш вәқәлири тәкрар йүз бәрди. Тибәтләр һәм уйғурлар олтурушлуқ районларда сақчи аптомобиллири көпәйтилип, җәң мәйданини әслитидиған мәнзирә барлиққа кәлди. Илгирики чағларда нисбәтән тинч район дәп тәриплинип келиватқан ички моңғулдиму бултур милли қаршилиқ һәрикити йүз бәрди. Мана буларниң һәммиси нөвәттә йүргүзүлүватқан милли сиясәттә еғир мәсилә барлиқини билдүриду. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи милләтләр райониниң һәқиқи әһвалини ениқлаш үчүн тәкшүрүш елип бериши, нөвәттә йүргүзүлүватқан милли сиясәткә қарита тәкшүрүп - түзитиш елип бериши керәк.”

Хәттә хитай һөкүмәт даирилириниң тибәтләр һәм уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлиридин кейин, һөкүмәткә қарши қозғалған бу наразилиқ һәрикәтлирини чәтәлләрдики тәшкилатларниң қоли бар дәп әйибләш биләнла чәклинип, бу хил қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришидики һәқиқи сәвәбни аммиға елан қилмиғанлиқи баян қилинип, хәлқ қурултийидин вәқәниң һәқиқитини авамға ашкарилаш тәләп қилинди.

Хәттә бу һәқтә тохтилип," 2008 - йилидики11 - март лхаса вәқәсидин кейин, тибәт йәрлик даирилири“11 - март вәқәсини далай лама вә униң тәшкилат гуруһлири мәқсәтлик һалда пиланлиғанлиқи һәққидә толуқ испатимиз бар” дәп елан қилди. 2009 - Йилдики 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин, шинҗаң даирилири вәқәни чегра сиртидики 3 хил күчләр әтраплиқ пиланлиған һәм тәшкиллигән дәп елан қилди. Әмма таки бүгүнгә қәдәр вәқәниң йүз беришидики һәқиқи сәвәбни авамға елан қилмиди. Биз мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң мунасивәтлик орунларға қарита тәкшүрүш елип берип, тәкшүрүшниң нәтиҗисини елан қилишини тәвсийә қилимиз.” дейилди.

Хәттә йәнә, һөкүмәтниң милли сияситигә болған наразилиқ сәвәбидин қозғалған бу хил қаршилиқ һәрикәтлирини, даириләрниң чәтәлләрдики тәшкилатларға бағлашқа урунуп, һөкүмәт хизмитидики хаталиқларни йошурушқа тиришиватқанлиқи тәнқитлинип, хәлқ қурултийидин нөвәттики" қаттиқ қоллуқ билән бастуруш"сиясити йүргүзгүчиләрни чәкләш тәләп қилинди.

Хәттә мундақ дейилди: “милли мәсилиләрниң йүз бериш сәвәбини чәтәлләрдин издәп, һөкүмәтниң хаталиқини йошурушқа баһанә издәш, мәсулийәттин қечиш қатарлиқлар мәсилини техиму еғирлаштуриветиду. Нөвәттә йүз бериватқан милли мунасивәткә даир вәқәләрниң барғанчә көпийиши, кеңийиши, йүз бериш муддитиниң қисқириши қатарлиқларниң һәммиси буни испатлимақта. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи дөләтниң узун муддәтлик әминликини нәзәрдә тутуп, нөвәттики өз мәнпәәтигә чоғ тартидиған бийократлиқниң дөләтниң кәлгүси тәқдиридин юқири орунға қоюш қилмишини чәклиши керәк. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи нөвәттә әвҗ еливатқан қаттиқ қоллуқ билән бастуруш йолини талливалған әмәлдарларни әтиварлап ишлитиш хаһишиға чәк қоюши керәк. Чүнки бу хил қаттиқ қоллуқ билән бастуруш милли районлардики вәзийәтни техиму қатмаллаштуриветиду. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи чоқум бу хил сиясәткә түзүтүш киргүзүши керәк.”

Ваң лишуң қатарлиқ хитай язғучилири тәрипидин хәлқ қурултийиға қаритип йезилған бу очуқ хәт һәққидә хитай һөкүмәт мәтбуатлирида бүгүн һечқандақ хәвәр берилмиди. Ваң лишоң әпәнди билән биллә хитай хәлқ қурултийиға бу хәтни елан қилған хитайдики язғучи йиң дейи әпәнди бүгүн әркин асия радиоси хитай бөлүминиң зияритини қобул қилип, ваң лишоң әпәндиниң тибәт миллитидин болған аяли язғучи воисер бирликтә аилисидә нәзәрбәнд қилинғанлиқини билдүрди.

Алдинқи күни тибәт миллитидин болған язғучи воисер ханим әркин асия радиоси тибәт бөлүми һәм б б с агентлиқиниң зияритини қобул қилип, тибәтләрни әмди өзини көйдүрүп наразилиқини ипадиләшниң орниға нөвәттики реаллиқ алдида батурлуқ билән яшашқа чақирған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.