Ваң лечүән қаршилашқучиларға " алдинала зәрбә беридиғанлиқи" ни җар салди

Бейҗиң олимпик мусабиқиси ахирлашқандин кейин хитай һөкүмити уйғур елидә аталмиш бөлгүнчиләргә қарши кәң көләмлик һәрикәт қозғиған иди. Лекин хитай бу һәрикәтниң "бөлгүнчиләргә" җисманий зәрбә бериш билән чәкләнмәйдиғанлиқи, келәр йили язға қәдәр идийивий аң сепидә қанат яйдурилидиғанлиқини билдүрмәктә.
Мухбиримиз әркин
2008.09.17
Wang-lechuan-305 Уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән.
AFP Photo

 Уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән мәқсәтниң уйғур пәрзәнтлиридә хитай мәдәнийәт кимлики йетилдүрүш икәнликини тәкитлигән. Лекин ваң лечүәнниң тәшәббуси чәтәлдики уйғур көзәткүчиләрниң тәнқидигә учриди.

Ваң лечүән, милләтләр иттипақи актиплириға бөлгүнчи күчләргә қарши "актип һуҗум қилиш, баш көтәргән һаман зәрбә бериш, алдинала қол селиш" йолйоруқида чиң турушни, "һәр милләт кадир - аммиси шәрқий түркистан күчлиригә қарши сияси иммунит күчини ашуруш" ни, дуня уйғур қурултейи рәиси рабийә қадир ханим вә шәрқий түркистан күчлирини паш қилишни вә һәр вақит һушяр турушни тәкитлигән.
Уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән сәйшәнбә күни уйғур елиниң мәркизи үрүмчидә өткүзүлгән 5 ‏ - нөвәтлик милләтләр иттипақида илғар шәхсләрни тәқдирләш йиғинида сөз қилип, уйғур аптоном районида йолға қоюлуватқан мустәқиллиқни тәшәббус қилғучилар вә уларниң қоллиғучилирини бастуруш һәрикитини идеологийә сепигә кеңәйтишниң зөрүрлүкини, идеологийә сепидики һәрикәтниң келәр йили язға қәдәр давамлишидиғанлиқини билдүргән. Ваң лечүән, милләтләр иттипақи актиплириға бөлгүнчи күчләргә қарши "актип һуҗум қилиш, баш көтәргән һаман зәрбә бериш, алдинала қол селиш" йолйоруқида чиң турушни, "һәр милләт кадир - аммиси шәрқий түркистан күчлиригә қарши сияси иммунит күчини ашуруш" ни, дуня уйғур қурултейи рәиси рабийә қадир ханим вә шәрқий түркистан күчлирини паш қилишни вә һәр вақит һушяр турушни тәкитлигән. Районда келәр йили язға қәдәр бөлгүнчиләргә қарши тәлим ‏ - тәрбийә һәрикити қанат яйдурилидиғанлиқини илгири ваң лечүән, " аптоном район парткоми нөвәттики вәзийәт астида бу йил қиш вә келәр йили әтиязда аптоном район миқясида бөлгүнчиликкә қарши мәркәзлик қайта тәлим ‏ - тәрбийә һәрикити қанат яйдуруш, кәң кадир вә аммиға бөлгүнчиликкә қарши күрәшниң узун муддәтлик, мурәккәп вә өткүр икәнликини илгирилигән һалда тонутуш вә идийини бирликкә кәлтүрүшни қарар қилди" дәп тәкитлигән.

У йәнә, районда сияси тәлим ‏ - тәрбийә һәрикитини қанат яйдуруштики мәқсәтниң кишиләрдә " хитай дөләт кимлики вә хитай мәдәнийәт кимлики тикләшни алға сүрүш" икәнликини, уйғур пәрзәнтлиригә хитай тили өгитишниң күчәйтилидиғанлиқини билдүргән. Ваң лечүән милләтләр иттипақи өлгилириниң йиғинида тәкитлигән бу чарә ‏ - тәдбирләр чәтәлдики уйғур тәшкилатлар вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учраватқан мәсилиләр иди.

Америкида яшайдиған вәзийәт көзәткүчиси, шихәнзә университетиниң сабиқ оқутқучиси илшат әпәнди, уйғурларда хитай мәдәнийәт кимлик еңи тикләш тиришчанлиқи әкс нәтиҗә беридиғанлиқини, буни уйғурларниң қобул қилмайдиғанлиқини билдүрмәктә.

Нөвәттики әһвалда һәрикәтни идеологийә аң сепигә кеңәйтишниң зөрүрлүкини илгири сүргән ваң лечүән, чүнки "әмәлийәт шуни көрсәттики, районимизниң идеологийә аң сепи әзәлдин бери ' ис түтәксиз' җәң мәйдани болуп кәлгән " дәйду. Ваң лечүән " ис - түтәксиз " җәң мәйданиниң қарши сепидикиләрни " шинҗаң тарихини бурмилиғучилар, шинҗаң әзәлдин тартип җуңхуа милләтләр аилисиниң әзаси икәнликини инкар қилғучилар, һәр милләт хәлқиниң улуғ вәтән тарихини биргә яратқанлиқини рәт қилғучилар...Кишилик һоқуқ, милләт байриқини көтүрүвелип, пикир җәһәттики бөлгүнчилик яратқучилар вә милләтләр иттипақини бузғучилар" дәп изаһлайду. Уйғур тарихи хитайлар билән уйғурлар арисида узун йиллар һәл болмай келиватқан чоң ихтилапларниң биридур. Америкидики илшат әпәнди хитайниң тарих мәсилисигә хитайниң уйғур илидики һөкүмранлиқиниң қануни асасиға мунасивәтлик зор мәсилә, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У, "тарихни бурмилиғучилар" ни бөлгүнчилик қатарида җазалаш пикир әркинликигә қилинған һуҗум, дәп әйиблиди.

Ваң лечүән актиплар йиғинида йәнә компартийиниң диний мәсилиләрдики сияситини шәрһилигән, диний паалийәтләрни башқуруш, диний затларни тәрбийиләшни күчәйтишни, лекин диний паалийәтләрниң иҗтимаий тәртип, хизмәт тәртипи вә турмуш тәртипигә тосалғу пәйда қилишиға болмайдиғанлиқини тәкитлигән. Ваң лечүән, "вәтәнпәрвәр диний затларға алаһидә вәзипини үстигә алған асасий қатлам кадирлириниң қатарида муамилә қилиш.... Уларниң турмушиға көңүл бөлүш керәк," дәйду.

Лекин америкидики илшат әпәнди ваң лечүән вә уйғур аптоном райони даирилириниң йеқиндин бери арқа - арқидин аталмиш "миллий бөлгүнчиләр" гә қарши нутуқларни елан қилишини тасадипий, дәп қаримайдиғанлиқини билдүрмәктә. У, йәрлик даириләр ғәрб әллириниң диққәт нәзири грозийә - русийә тоқунуши түпәйли русийигә ағдурулған, хәлқара җамаәтниң олимпик мәзгилидики хитай вә уйғур елигә болған қизиқиши суслиған мәзгилни уйғурларни бастуруш вә олимпик мәзгилидики қаршилиқниң өчини алидиған пурсәт, дәп қараватқан болуши мумкин, дәп көрсәтти.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.