Вашингтон вақти гезити: ялтадин қалған чаң - тозаңлар
Мухбиримиз әркин
2008.11.26
2008.11.26

washingtontimes.com / Author Sidik Haji Rozi
Мақалисидә президент бушниң 2005 - йили латвийә пайтәхти ригада " ялта йиғини зор тарихий хаталиқ иди" дегәнликини хатириләткән сидиқһаҗи рози, "чоң дөләтләр 1945 " - йили ялта йиғинида асия, явропани бөлүшүп, уйғурларни бир чәткә қайрип қойғанлиқини тәкитлигән. У йәнә америкиниң 2002 - йили шәрқий түркистан ислам партийисини "террорчи тәшкилат" дәп елан қилғанлиқини, лекин хитайниң буни уйғур мәдәнийитини вәйран қилиштики пурсәт орнида қолланғанлиқини әскәртип, келәр нөвәтлик америка президентини гүәнтанамодики уйғурларни қоюп беришкә үндигән.
" Вашингтон вақти " гезитидә елан қилинған "ялтадин қалған чаң - тозаңлар" сәрләвһилик мақалисидә, исидиқһаҗи рози әпәнди, 1945 - йилдики ялта йиғини билән уйғурларниң һазирқи әһвали арисидики сәвәб - нәтиҗә мунасивити шәрһиләнгән болуп, уйғурларниң һазирқи әһвалға чүшүп қелиши ялта йиғининиң мәһсули икәнликини, хитай - совет иттипақи арисида имзаланған шәртнамиләрдә шәрқий түркистанниң хитайға өтүнүп берилгәнликини, лекин америкиниң буниңға зуван сүрмигәнликини илгири сүргән.
Аптор мақалидә буниң сәвәбини мундақ изаһлайду": чүнки америка генерали лисмус җаң кәйшиниң коммунист мав зедуң билән болған ички урушта униң һулини күчәйтишни үмид қилатти шундақла америка йәнә йирақ шәрқ сияситини йүргүзүштә совет иттипақини һәмкарлишидиған шерик, дәп қариған иди."
Вашингтон вақти гезитидики мақалидә йәнә 2002 - йилға кәлгәндә америкиниң шәрқий түркистан ислам партийисини террорчи тәшкилат елан қилип, ираққа һуҗум қилишта хитайниң қаршилиқиға учримаслиқни пиланлиғанлиқи, лекин хитайниң буни баһанә қилип, уйғурлар вә уйғур мәдәнийитини вәйран қилишни җиддиләштүргәнлики, уйғур паалийәтчилирини террорлуқ билән әйибләш, уларға өлүм җазаси бериш, уйғур тили вә мәдәнийитини чәкләш, уйғур әмгәк күчлирини, қиз - чоканлирини ичкиригә йөткәш, районниң нопус қурулмисини хитайларниң пайдисиға өзгәртип, уйғурларға етник нопус қирғинчилиқи елип бериватқанлиқи тәкитләнгән. Аптор йәнә, уйғурларниң америкиниң қошун чиқирип азад қилип қоюшини күтмәйдиғанлиқини, лекин һесдашлиққа еришишни үмид қилидиғанлиқини билдүргән болуп, мақалиниң ахирида келәр нөвәтлик президент обама яки америка дөләт мәҗлисиниң өз һоқуқини ишлитип, гүәнтанамодики уйғурларни азад қиливетишни тәләп қилиду.
"Вашингтон вақти гезити" консерватип пикир еқимдики америка гезитлириниң бири болуп, мәзкур гезит консерватип пикир еқимидики америкилиқларға хитап қилиду. Америкидики консерватиплар гүәнтанамодики тутқунларни америка земиниға қоюп беришкә қарши туруватқан күчләр иди. Сидиқһаҗи рози әпәндиниң мәзкур мақалиси америкида гүәнтанамодики уйғурларни қандақ бир тәрәп қилиш мәсилиси муназирә қилиниватқан бир мәзгилдә елан қилинди.
Алдинқи күни америка федерал әрзийәт мәһкимиси сот ечип, гүәнтанамодики уйғурлар мәсилисини көрүп чиққан. Шу күни йәнә америка дөләт мәҗлисиниң ташқи ишлар комитети испат бериш йиғини чақирип, мунасивәтлик тәрәпләрниң бу мәсилидики пикирини алған иди. Испат бериш йиғинида адвокатлар гүәнтанамодики тутқунлар лагирини тақаштики ачқучлуқ мәсилә уйғурларни қандақ бир тәрәп қилиш мәсилиси икәнликини тәкитлигән.