Америкидики уйғурлар җумһурийәт күнини хатирилиди

Америкиниң шәрқий қирғиқида яшайдиған уйғурлар 12 ‏- ноябир җүмә күни шәрқий түркистан җумһурийитиниң дөләт байримини хатириләш мурасими өткүзди. Мурасимни уйғур америка бирләшмиси билән хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити бирликтә тәшкиллигән. Паалийәт кәч саәт 7 дә, америка - түрк достлуқ җәмийитиниң фаирфакис шәһиридики паалийәт залида, елип берилди.
Мухбиримиз әқидә
2010.11.13
Sh-Turkistan-Jumhuriyiti-armiyisi-305.jpg Сүрәт, 1944 - йили ғулҗида қурулған шәрқи түркистан азадлиқ армийисидики бир қисим җәңчи офитсерләрниң сүрәтлири.
File photo

Дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурлар, 1933 ‏- йили 12 ‏- ноябир қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитини вә 1944 ‏- йили 12 ‏- ноябир ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини, дөләт байрими сүпитидә йиллардин буян хатириләп кәлмәктә.

Уйғур америка бирләшмиси вә хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити, америкида яшаватқан уйғурларниң вәтәнпәрвәрлик роһини ашуруш үчүн, икки җумһурийәт қурулған бу күнни хатириләш мунасивити билән әһмийәтлик паалийәтләр уюштурди.

Болупму, бу икки җумһурийәтни тунҗи программиси билән тәбриклигән шәрқий түркистан уйғур телевизийиси, уйғур миллий һәрикити рәһбири вә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң икки җумһурийәт һәққидики тәсирлик нутқи һәққидики мәхсус филимни көрситип, мурасим иштиракчилирини һаяҗанға салди.

Паалийәткә америкиниң вашингтон, виргинийә, мариланд, ню-йорк вә нюҗерсий шитатлиридин кәлгән меһманлар қатнашқан. Рабийә қадир ханимниң телевизийә нутқидин кейин, уйғур америка бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди, шәрқий түркистан дөләт марши билән бу қетимқи хатириләш мурасиминиң рәсмий башланғанлиқини елан қилди.
 
Қоллирини көксигә қоюп, шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ байриқиға еһтирам билдүрүп туруп дөләт маршини орунлиған мурасим иштиракчилири, көз яшлири ақтурди.

Алим сейитоф әпәнди, шәрқий түркистан дөләт маршидин кейин, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимни сөзгә тәклип қилди.

Рабийә қадир ханим алди билән икки җумһурийәтниң тарихи әһмийити һәққидә тохталғандин кейин, дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмисиниң йеқиндин буян елип барған хизмәтлиридин қисқичә доклат берип, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң вәтән ичидә хитай һакимийитиниң түрлүк сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт қирғинчилиқлири астида йоқилип кетиш хәвпигә дуч келиватқан хәлқи үчүн хизмәт қилишини, буниң билән тәң йәнә әҗдадлириниң изда меңип, икки җумһурийәтни миллий байрам сүпитидә изчил хатириләшни, "ғулҗа вәқәси" вә "үрүмчи вәқәси"гә охшаш, хәлқиниң қени төкүлгән күнләрни һәргиз унтумаслиқни тәләп қилди.

Паалийәт давамида, дуня уйғур қурултийи тәшвиқат мәркизиниң мудири пәрһат муһәммиди вә уйғур америка бирләшмисиниң муавин рәиси илшат әпәндиләр икки җумһурийәтниң әһмийитини қисқичә тонуштурғандин кейин, абдухалиқ уйғур вә башқа уйғур инқилабчилириниң шеирлирини декламатсийә қилди.

Паалийәткә америкиниң вашингтон, виргинийә, мариланд вә нюҗерсий шитатлиридин кәлгән уйғурлар вә уларниң пәрзәнтлири болуп, 150 тин артуқ адәм қатнашти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.