Тунҗи нөвәтлик 'бон хәлқара демократийә мукапати' ға еришкүчи шәхс - васлав хавел
Мухбиримиз әкрәм
2009.04.28
2009.04.28
Мукапат соммисини "германийә долқунлири" радиосиниң мәсули һәмдә "бон хәлқара демократийә мукапати" җәмийитиниң рәиси ерк беттерман әпәнди тарқатқан. Мурасимға германийә ташқи ишлар министери шитайин майер әпәнди башчилиқида һәр қайси дөләтләрдин кәлгән 200дин артуқ юқири дәриҗилик һөкүмәт вәкиллиридин сирт, яврупа парламенти вәкиллири һәм көплигән көзәткүчиләр қатнашқан.
Германийидә йолға қоюлған "бон хәлқара демократийә мукапати" -- дуняниң һәр қайси җайлирида әркинлик, демократийә вә кишилик һоқуқ үчүн күрәш қиливатқан пидакар кишиләрни нишан қилған. Васлав хавел әпәнди чех җумһурийитиниң призденти болуштин илгири әркинлик вә демократийә үчүн күрәш қилип 6 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинған вә барлиқини бу йолға атиған. У мукапат соммиси вә әркинликниң символи сүпитидә шар оюлған әйнәк нәқишлиқ совғини тапшуруп елиштин илгири "мән бу мукапатниң тунҗи намзати болғанлиқимдин наһайити хушалмән" дәп, өзиниң хурсәнликини билдүргән. Мукапатни тарқатқан ерк беттерман әпәнди болса "сөйүмлүк хавел әпәндим, сиз әзәлдин ғәрбниң асаси қиммәт қариши, демократийиси вә әркинликини нәзириңиздин сақит қилмидиңиз" дегән.
Германийә ахбарат вастилиридики хәвәрләргә асасланғанда, васлав хавел әпәнди президент болуштин илгири язғучи болуп, тәдриҗи әркинлик, демократийә йолида күрәш қилғучи җәңчигә вә ахирида мәшһур бир сиясийонға айланған. Германийиниң сабиқ ташқи ишлар министири һанс әпәнди униңға юқири баһа берип "хавел болмиған болса, хавелниң сөзи болмиған болса, хавелниң җасарити болмиған болса, тенич бирликкә кәлгән әркин германийә болмиған болатти" дегән.
Хәвәрләрдә көрситилишичә, васлав хавел әпәнди қолға елиништин илгири "77 маддилиқ асаси қанун " намлиқ әсәрни йезишқа вә уни тәрғип қилишқа қатнашқан. У мустәбит түзүмни ағдуруп, әркин, демократик чехисловакийә җумһурийити қурушни тәшәббус қилған. Пүткүл явропада тинчлиқ, әркинлик, демократийини тәрғип қилип, тинчлиқ күришиниң иҗаткари вә байрақдариға айланған. Униң нәзәрийисиниң түп негизи: "мәсилиләрни җидәл - маҗрасиз һәл қилиш. Диалогни қорал қилиш. Дүшмәнлири билән сөһбәт қуруш. Һәммә ишта әркинлик, демократийә вә кишилик һоқуқни асаси пиринсип қилиш .. " Қатарлиқлардин ибарәт болуп, бу нәзәрийә икки германийиниң тенч бирлишишигә вә сабиқ чехсловакийиниң сөһбәт арқилиқ чех вә силовакийидин ибарәт икки дөләткә айрилишиға сәвәп болған. Германийиниң асаси қануни хавел әпәндиниң нәзәрийисини асас қилған. яврупа бирликиниң шәкиллинишиму, униң нәзәрийисигә таянған.
Васлав хавел әпәндим "77 маддилиқ асаси қанун" ни 1977 - йили язған болуп, бу чақириқтики "һәр бир пухра дәхли - тәрүзсиз әркин яшиши вә һәр бир адәмниң хизмәт орни болуши керәк" дегән тәшәббуси әйни чағда күчлүк алқишқа еришкән. Соғуқ мунасивәтләр уруши ахирлашқандин кейин, у 1989 - йили чех җумһурийитигә президент болуп 10 йил хизмәт өтигән. Бу йил 73 яшқа киргән васлав хавел әпәндим явропада демократийә күришиниң символиға айлинип қалған.
Хитай зиялийлири өткән йили оттуриға қойған "8 маддилиқ асаси қанун" ниң әсли мәнбәси васлав хавел әпәндим язған "77 маддилиқ асаси қанун "и дин ибарәт болуп, васлав хавел әпәндим хитай зиялилириниң бу "8 маддилиқ асаси қанун" ни қоллиған. Әмма хитай дөлити хитай зиялилириниң бу тәшәббусиға иҗабий муамилә қилмиған. Вәтинимиздики қурбан исимлик бир кишиниң ейтишичә, васлав хавел әпәнди тоғрисидики бу хәвәрдин улар мәлуматсиз икән.
Бу йил 3 - айда, хавел әпәнди чех җумһурийитидә "8 маддилиқ асаси қанун" ни язған хитай зиялийлиридин иккисигә мукапат елан қилған вә хитай һөкүмитидин барлиқ бесимларға хатимә берип, пуқраларниң әркинлик, демократийә, кишилик һоқуқтин бәһримән болушиға йол қойсушни, "77 маддилиқ асаси қанун " ни үлгә қилишқа чақирған иди.