“ню-йорк вақти” гезитиниң вен җябавниң мал-мүлки һәққидики хәвири хитай һакимийәт қатлимида тәвриниш пәйда қилиши мумкин
2012.11.05

Мақалә бир йил тәкшүрүш вә тәтқиқ қилиш арқилиқ йезип чиқилған болуп, мақалидә нәқил кәлтүрүлгән пакитларниң хитай ичидики юқири дәриҗилик орунлардин елинғанлиқи мәлум.
Бу мунасивәт билән баянат елан қилған хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хоңлей бу вәқәни хитайниң ронақ тепиши вә гүллинишини халимайдиған бир очум ташқи күчләрниң хитай әмәлдарлириға қара чаплаш вә уларниң йүз абруйини йәргә уруш ғәризидә ойдуруп чиқириватқанлиқини илгири сүрүп вен җябав аилисини ақлиған. У йәнә қаттиқ тәләппузда “силәрниң яман нийитиңлар һәргиз әмәлгә ашмайду” дегән. Әмма у вен җябав аилисиниң зади қанчилик мал-мүлки барлиқи һәққидә изаһат бәрмигән. Ундин башқа хитай мәтбуатлирида вен җябав аилисиниң хитайдики мәшһур адвокатларни ялливелип “ню-йорк вақти” гезитидә елан қилинған мақалә һәққидә тәкшүрүш елип бериватқанлиқи илгири сүрүлүватқан болуп, чәтәл обзорчилири вен аилисиниң бу қилмишини әхмиқанилик дейишмәктә.
Хитай чоң қуруқлуқида чиқидиған мәтбуат хәвәрлиридә “ню-йорк вақти” гезитидә елан қилинған бу мақалиға нисбәтән гуманий қараш көпрәк тәкитләнгән болуп буниң сәвәби узун йиллардин буян, хитай компартийисиниң ғәрбни изчил һалда хитайға дүшмәнлик қиливатиду яки хитайни русийидәк тинч өзгәртивәтмәкчи болуватиду дәйдиған тәшвиқатлириниң нәтиҗиси икән.
“хәлқ гезити” дә елан қилинған бир баш мақалидә, вен җябавниң 4-ноябир күни лаоста ечилидиған асия-явропа йиғиниға қатнишидиғанлиқини, 8-ноябир күни хитайниң 18-қурултийиниң ечилидиғанлиқини тилға елип, мана мушундақ бир һалқилиқ пәйттә ғәрб күчлириниң хитай һөкүмәт әмәлдарлириниң дунядики инавитини чүшүрүш үчүн оюн ойнаватқанлиқини тәкитлигән.
Йәнә “хәлқ гезити” дә өткән дүшәнбә күни елан қилинған бир обзорда “ню-йорк вақти” гезитиниң давамлиқ һалда қалаймиқанчилиқ чиқирип келиватқанлиқи вә буниң ишәнчсиз бир гезит икәнликини тилға алған болсиму әмма бу гезитниң зади қандақ қалаймиқанчилиқ чиқирип келиватқанлиқи һәққидә пакит көрсәтмигән, шундақла, бу обзор әтиси күни тарқитилидиған чәтәл тилидики нусхисидин чиқириветилгән.
Әмма чәтәл мәтбуатлири “ню-йорк вақти” гезити елан қилған бу мақалә хитай һакимийәт қатлимини астин- үстүн қиливетиши, партийә ичидә изчил давамлишип келиватқан һоқуқ талишиш күришини кәскинләштүрүветиши мумкин дәп қаримақта. Б б с қатарлиқ тәсири юқири ахбарат васитилири вә хитайчә “йеңи таңлиқлар” тор бәтлиридә елан қилинған обзорларда, бу мақалиниң әслидинла сиясий оюнлар кәскин түс алған хитай һакимийәт қатлимини техиму қалаймиқан қиливетиши мумкинликини, хитай һакимийәт қатлиминиң “қизил террор” дәвригә кириши мумкинликини илгири сүрмәктә.
Бу һәқтә тохталған хитай мәсилиси анализчиси мат наизда мулаһизә йүргүзүп “ню-йорк гезити” дә елан қилинған бу мақалини җаң земин тәрәпдарлири пакитлар билән тәминлигән болуши мумкин дәп қарайду.
У мулаһизә йүргүзүп мундақ дәйду: “2001-йилидин кейин чәтәл мәтбуатлири хитайға һеч кирәлмигән. Чәтәл тор бәтлириму хитайда тақиветилгән иди. 2001-Йили 7-айда 'ню-йорк вақти' гезити фалунгоңчиларниң хитайда тән җазасиға учраватқанлиқиға мунасивәтлик 29 парчә мақалә елан қилған болуп, бу мәзгилләрдә ‛нев йорк вақти‚ гезити хитайниң фалунгоңчиларға йүргүзүватқан зулумлириға қарита әң актип мақалә елан қилған гезитләр һесаблинатти. Шу йили 8-айда бу гезит хитай рәиси җаң земин билән мәхсус сөһбәт өткүзгәнликини елан қилғандин кейин, бу гезитниң тор бети хитайға қарита ечиветилгән. Әмма шундин кейин ‛ню-йорк гезити‚ дә фалунгоң һәққидә берилидиған хәвәрләр азлап аран 4 парчиға чүшүп қалған. Ундин башқа бу гезит хитай коммунист партийиси һәққидә интайин еһтиятчан ибариләрни ишлитидиған болған. Демәк буниңдин көрүвелишқа болидуки 'ню-йорк вақти' гезити җаң земин тәрәпдарлири билән қоюқ мунасивәттә болуп вен җабавниң мал- мүлки һәққидики пакитлиқ учурларни җаң земин тәрәпдарлири тәминлигән болуши мумкин.”
Хитай анализчилиридин җайсен ма мулаһизә йүргүзүп “ню-йорк вақти” гезитидә елан қилинған бу мақалини “хитай коммунист партийиси ичидики гуруһларниң сиясий оюнлириниң мәһсули, биз төвәндики мәсилиләргә диққәт қилған вақтимизда хитай коммунист партийиси ичидики һоқуқ талишиш күрәшлириниң нәқәдәр кәскин вә нәқәдәр рәһимсиз елип бериливатқанлиқини көрүвалалаймиз” дәйду.
У мундақ дәйду:
“25-өктәбир күни йәни ‛ню-йорк вақти‚ гезитидә у мақалә елан қилиништин бир күн бурун ху җинтав һәрбий қисимдики генераллардин 4 кишини бирақла вәзиписидин елип ташлиди.26-Өктәбир күни әтигәндә бо шиләй хәлқ қурултийидин чиқириветилди буниң билән бо шиләйни қолға елишқа йол ечилди. Дәл шу күни 'ню-йорк вақти' гезитидә вен җябавниң аилә мал-мүлкиниң 2.7 Милярд доллар икәнликидәк бир бомба хәвәр елан қилинип пүтүн дуняни һәйран қалдурди. Демәк бу вәқәләрни бир биригә бағлап тәһлил қилған вақтимизда хитай коммунист әмәлдарлириниң бир-бири билән ундақ қазанға мундақ чөмүч дәйдиған сиясий оюнни ойнаватқанлиқини көрүвалмақ тәс әмәс.”