Хитай баш министири вен җябав мухбирларниң зияритидин қорқти
2012.09.21
Ройтерс, германийә ахбарат агентлиқи вә франсийә ахбарат агентлиқиниң 20 - синтәбирдики хәвәрлиридә көрситилишичә, икки күнлүк сөһбәт үчүн белгийә пайтәхти берюсселға йетип кәлгән хитай баш министири вен җябав, 20 - синтәбир күни яврупа бирликиниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири билән учришиштин бир күн илгири, мухбирларниң зияритини қобул қилмайдиғанлиқини, әгәр мухбирларниң зиярити әмәлдин қалдурулмиса, бу сөһбәттин баш тартидиғанлиқини билдүргән.
Баш шитаби берюсселдики хәлқара ахбарат җәмийитиниң билдүрүшичә, хитай тәрәп мухбирларниң пәқәт иккила соал соришиға рухсәт қилидиғанлиқини шәрт қилған. яврупа бирликидики исмини ашкарилашни халимиған бир юқири дәриҗилик әмәлдар, хитай тәрәпниң йәнә бу қетимқи йиғинға кәлмәкчи болған 15 нәпәр яврупа мухбириниң тизимликини беришини вә уларни тәкшүрүштин өткүзүш шәртиниму қойған. Буниң билән яврупа бирлики бу қетимқи учришишта мухбирларға хитай баш министиридин соал сораш пурсити бәрмәсликни қарар қилған.
Бундин икки йил илгири өткүзүлгән икки тәрәп юқири дәриҗиликләр сөһбити җәрянидиму охшаш әһвал йүз бәргән. Мухбирларни күтивелиш йиғини орунлаштурулуп болғанда, хитай тәрәп сәһнигә чиққили унимиған. Сәвәбини сориғанда, “бу мухбирларниң арисида чәтәлдики мустәқил хитай қәләмкәшлири, җуңгоға қарши мәйдандики кишиләр, тибәт мәсилиси вә кишилик һоқуққа охшаш назук темиларни сорайдиған мухбирлар баркән” дәп җаваб бәргән.
Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди хитай баш министириниң бу қетимқи сөһбәт җәрянида мухбирларни қобул қилған болса, уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ соралған соалларғиму җаваб бериш мәҗбурийитидә қелиши мумкинликини, чүнки д у қ ниң бу җәһәттә бирқанчә айдин бери паал һәрикәт қилип кәлгәнликини тилға алди. У сөзидә йәнә, яврупа бирликиниң иқтисадий мәнпиәтни дәп, хитайниң йолсиз шәртлирини қобул қилғанлиқини әйиблиди.
Хитай баш министири вен җябавниң бу қетимқи яврупа зиярити хитай - яврупа бирлики юқири дәриҗилик рәһбәрлириниң 2 - қетимлиқ сода кеңиши йиғиниға қатнишиш үчүн болуп, вен җябавниң мухбирларниң зияритини рәт қилиши ахбарат саһәсиниң күчлүк наразилиқини қозғиди. яврупа бирлики даирилири 19 - синтәбир күни баянат берип, бу қетимқи икки тәрәп юқири дәриҗиликләр учришишида хитай тәрәпниң шәртини сәвәблик мухбирларниң қатнишиши чәклинидиғанлиқини билдүргән.
Германийә парламент әзаси гернор ерлерниң мухбирларға билдүрүшичә, хитай баш министириниң бу ишидин, бейҗиң даирилириниң қайғусини чүшәнгили болиду, йәни бейҗиң һөкүмити наһайити еғир бир вәзийәткә дуч кәлмәктә. Вен җябав әмәлийәттә мундақ үч соалдин әң қорққан; бири, бо шиләй вәқәси, иккинчиси, болғуси хитай рәиси ши җинпиңниң икки һәптә ғайип болуп кетиш вәқәси, үчинчиси, аллибурун давриңи пур кәткән 18 - қурултайниң зади қачан ечилидиғанлиқи. Мана бу үч мәсилә, хитай мәркизи комитетидикиләрниң ичкий қисмида кәскин күрәш болуватқанлиқини ашкарилап беридиған болуп, һоқуқидин айрилиш алдида ахирқи қетим яврупа бирликини зиярәт қиливатқан вен җябавниң буниңға җаваб бәргидәк маҗали йоқ.
10 Йилдин буян, хитай билән яврупа бирликигә аза дөләтләр арисидики иқтисади келишимниң омумий соммиси 430 милярд доллардин артқан болуп, яврупа бирлики хитайниң әң чоң сода шерики һесаблиниду. яврупада йүз бериватқан иқтисадий кризисни әң чоң пай чеки записиға игә болған хитайниң ярдими арқилиқ мәлум дәриҗидә һәл қилиш үмидидә болған яврупа бирлики, хитай тәрәпниң бәзи шәртлиригә һәқсиз болсиму йол қоймақта. Хитай баш министири вен җябав 20 - синтәбир күни икки тәрәп сөһбити башланғанда сөз елип, икки тәрәп оттурисидики мунасивәткә юқири баһа бәргән. Арқидин, яврупа бирликиниң хитайға қарита йүргүзүп келиватқан қорал - ярақ имбаргосини әмәлдин қалдурушни, хитайни базар игиликигә өткән дөләт, дәп рәсмий етирап қилишни тәләп қилған. Мәлумки, 1989 - йилидики тйәнәнмин вәқәсидин кейин, яврупа бирлики хитайға илғар һәрбий техника вә қорал - ярақ екиспорт қилишни чәкләп кәлгәниди.