Германийидә уйғурлар билән тибәтликләр бирликтә вен җябавға қарши намайиш өткүзүлди

6-Айниң 27-күни германийиниң пайтәхти берлин шәһиридә уйғурлар билән тибәт тәшкилатлири бирлишип, вен җябавниң германийә зиярити мунасивити билән наразилиқ намайиши өткүзди.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.06.30
wen-jyabaw-germaniyede-namayish1-305.jpg Күни хитай баш министири вен җябавниң германийә зиярити мунасивити билән берлинда уйғурлар вә тибәтликләр бирләшмә намайиш елип барди. 2011-Йили 27-июл.
RFA/Ekrem

Явропадики үч дөләтни зиярәт қилған хитай баш министири вен җябавниң германийидики зиярити 6-айниң 27 -күнидин 28-күнигичә давамлашқан болуп, 6-айниң 26-күни кәч саәт 12:00 билән мюнхен шәһиридин икки аптомобилда йолға чиққан уйғурлар 6-айниң 27-күни сәһәрдә берлин шәһиригә йетип келип, тибәтликләр вә уйғур-тибәтни һимайә қилғучи хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәмраһлиқида вен җябавға қарши кәң көләмлик наразилиқ намайиши қилди.

Намайишни түгитип 28-июн күни берлиндин мюнхен шәһиригә қайтип кәлгән намайишчилардин д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, вен җябавниң уйғур, тибәт намайишчилирини көргәнликини, бу қетимқи намайишниң бәзи герман ахбарат васитилириниң диққитини җәлп қилғанлиқини тилға алди. У бу қетимқи намайишниң мәқсити һәққидә тохтилип, меркил һөкүмити вә германийә дөлитини иқтисади мәнпәәт үчүн кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмаслиққа чақириш икәнликини тәкитлиди.

wen-jyabaw-germaniyede-namayish2-385.jpg
Күни хитай баш министири вен җябавниң германийә зиярити мунасивити билән берлинда уйғурлар вә тибәтликләр бирләшмә намайиш елип барди. 2011-Йили 27-июл.
RFA/Ekrem

Бу қетимқи намайишта “уйғурлар вә тибәтләргә әркинлик!”, “хитайлар вәтинимиздин чиқип кәтсун!”, “явропа вә германийә хитайниң пулиға алданмаңлар!”, “яшисун кишилик һоқуқ, әркинлик вә демократийә !” дегәндәк шоарлар товланған.

Хитайниң җинайи қилмишлири паш қилинған тәшвиқат варақчилири тарқитилған.

29-Июн күни германийә ахбарат васитилиридә ашкариланған хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай баш министири вен җябав германийә тәрәп билән 10.5 Милярд ойролуқ иқтисади келишим имзалиған болуп, меркил һөкүмитиниң қизғин күтүвелишиға еришкән. Бирақ, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң күчлүк бесими сәвәблик, германийә баш министири меркил ханим хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини ашкара тилға алған. Сүрәтләр гезитиниң 29-июндики хәвиридә көрситилишичә, меркил ханим дәл хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини тилға еливатқанда, вен җябавниң тиңшиғучи бузулуп қелип, тәрҗиманниң гепини аңлиялмиған. Тиңшиғучниң раст бузулған яки ялған бузулғанлиқи ениқ әмәскән. Сиясий көзәткүчиләр бундақ вәқәниң бу йил январда ху җинтав ақсарайда зиярәттә болғандиму охшаш шәкилдә йүз бәргәнликини, кишилик һоқуқ мәсилисиниң хитай рәһбәрлириниң идийисигә реаксийә қилипла қалмастин, бәдәнлиригиму реаксийә қилидиған болуп қалғанлиқини тилға елип һәзил қилишқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.