Хитай баш министири вен җябав нюйоркта (1)

Хитай баш министири вен җябав, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 63 ‏ - қетимлиқ омумйиғиниға қатнишиш түнүгүн нюйоркқа йетип кәлди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.09.24
wen-jiabao-305.jpg Хитай баш министири вен җйабав.
AFP Photo

У түнүгүн хитай - америка достлуқ җәмийити уюштурған күтүвелиш йиғинида сөз қилип, сүт парашуки вәқәсиниң җәмийәттә еғир вәһимә пәйда қилғанлиқини етирап қилди вә хитайниң йемәклик бихәтәрлики мәсилисидә америка тәрәп билән көп тәрәплимә һәмкарлишишни халайдиғанлиқини билдүрди.

Вен җябавниң бу қетимқи зиярити 48 саәт давам қилиду, у б д т омумйиғини вә б д т ниң 1000 йиллиқ тәрәққият пилан йиғини болуп икки чоң йиғинға иштирак қилиду. Бу вен җябавниң тунҗи қетим б д т йиғиниға қатнишиши вә иккинчи қетимлиқ америка зиярити һесаблиниду.

Вен җябав түнүгүнки сөзидә сүт парашуки вәқәси һәққидә тохтилип мундақ деди: биз һәр қайсиңларға вәдә беримизки, җуңгу һөкүмити мәһсулат сүпити вә йимәк бихәтәрлики вәзийитини түп йилтизидин оңшайду, биз ишләпчиқириватқан мәһсулатлар, болупму йимәк мәһсулатлири хәлқара вә дөлитимизниң өлчимигә тошуштин башқа, мәһсулатимизни импорт қиливатқан дөләтләрниң өлчимигиму тошуши керәк. Вен җябавниң бу сөзләр арқилиқ өзлиригә келидиған тәнқидниң алдини елишқа тиришқанлиқи пәрәз қилинмақта. Вен җябав сөзидә йәнә, сүт парашуки вәқәсидә хитай һөкүмитиниң мәсулийити барлиқини тонуди һәм миңлиған балиларға кәлгән зиянкәшлик сәвәблик өзиниң азап ичидә икәнликини билдүрди.

Баш министир вен җябав сичүәндә йәр тәврәш йүз бәргәндиму мушу хил тәләппузда сөз қилған, хәлқтин әпу сориған иди. Әмма көзәткүчиләр хитайдики мәсилиләрниң ялғуз хаталиқини тонуш вә зиянкәшликкә учриғучилардин әпу сораш билән түзәлмәйдиғанлиқини, мәсилиниң йилтизиниң түзүлмидә икәнликини оттуриға қоймақта. Вен җя бав сөзидә болса мәсилиниң йилтизини әхлақий тәрәпкә бурап чүшәндүрди вә тиҗарәтчиләрдә әхлақ қени болуши керәк, пулни дәп кишиләрниң саламәтликини қурбан қилмаслиқи керәк дәп әскәртти.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидә билдүрүлүшичә, вен җябав б д т омумйиғинида хитайниң хәлқара мәсилиләрдики мәйдани һәққидә сөз қилиду. Б д т ниң бу қетимқи йиғинида, дунявий характерлик иқтисадий мәсилиләр вә район характерлик мәсилиләр болуп, 150 дин артуқ мәсилә үстидә музакирә елип берилиду. Б д т ниң 1000 йиллиқ тәрәққият пилани 2000 ‏ - йили оттуриға қоюлған, дуняда йоқсузлуқ дәрдини тартиватқан хәлқләрниң нисбитини 2015 ‏ - йилиға қәдәр %50 төвәнлитиш пиланланған. Мәлуматлардин қариғанда, вен җябав хитайниң өз дөлити вә африқидики намратлиқни азайтишта иҗабий қәдәм басқанлиқини билдүрмәкчи.

Түнүгүн нәччә йүзлигән хитай муһаҗирлири нюйоркта вен җябавни күтүвелиш мурасимиға қатнашти, йәнә нәччә йүзлигән тибәтлик вә фалунгуңчилар вен җябавниң зияритигә қарши наразилиқ намайиши өткүзди. Вен җябавниң зиярәт күн тәртипидә, б д т ниң икки чоң йиғинидин башқа, америкидики хитай муһаҗирлири билән учришиш,хитай оқуғучилар вәкиллири билән сөзлишиш қатарлиқ 20 дин артуқ йиғин вә учришиш пиланланған.

Б д т омумй йиғинидики назук музакирә темилиридин бири косованиң мустәқиллиқи мәсилисидур. Тибәт вә шәрқи түркистан мәсилисидики сәзгүрлүки сәвәблик мустәқиллиқ темисида һәр вақит еһтият билән ипадә билдүрүп келиватқан хитай тәрәпниң бу қетимқи йиғинда қандақ позитсийә билдүридиғанлиқи диққәт билән көзитилмәктә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.