Вен җябавниң германийә зияритидә иқтисад вә тибәт мәсилиси музакирә қилинди
Мухбиримиз әркин
2009.01.29
2009.01.29

AFP Photo
Хитай - германийә мунасивити 2007 - йили германийә баш министири ангела меркелниң сүргүндики тибәт роһани даһиси далай ламани баш министирлиқ сарийида қобул қилиши билән җиддийлишип, хитай һөкүмити германийә билән елип баридиған қанун вә кишилик һоқуқ саһәлиридики бир қатар көрүшүшләрни тоңлатқан иди.
Анализчилар хитай баш министири вен җябавниң пәйшәнбә күни германийини зиярәт қилип, ангела меркелниң күтүвелишиға еришкәнлики икки тәрәп арисидики тоңниң еригәнликини көрситидиған бишарәт дәп қарашмақта. Вен җябавниң германийә зиярити униң явропа сәпириниң 2 - бекити болуп, у германийигә келишниң алдида шветсарийиниң давос базирида дуня иқтисад мунбириниң йиғиниға қатнашқан.
Вен җябавниң ангела мекел билән елип барған сөһбитиниң мәзмуни иқтисад, сода, мәбләғ селиш, пул - муамилә кризиси, експорт мәсилилирини асас қилған болсиму, лекин ангела мекел сөһбәт җәрянида тибәт мәсилисини тилға елишни унтуп қалмиған. У, сөһбәттин кейин вен җябав билән биргә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бейҗиңниң тибәт роһани даһиси далай лама билән болған сөһбәтни әслигә кәлтүрүшни тәләп қилғанлиқини ашкарилиди. Мухбирларға "германийә далай лама билән болған сөһбәтниң әслигә келишигә алаһидә қизиқиду " дәп тәкитлигән мекел ханим йәнә мундақ дегән": биз тибәт вәзийити вә германийиниң бу җәһәттики тонушини сөзләштүқ, далай лама билән сөһбәт өткүзүш һәммимизниң ортақ мәнпәәтигә уйғун келидиғанлиқини чүшәндүрүшкә тириштим."
Лекин вен җябав мухбирларни күтүвелиш йиғинида тибәт мәсилисини тилға алмай ангела меркелниң 2007 - йили далай лама билән көрүшкәнлик сәвәби хитай - германийә арисида келип чиққан ихтилапни има қилип, германийә билән җуңго "охшимиған пикирләрдә өз - ара бир - биригә һөрмәт көрситәләйду" дәп тәкитлигән. Ангела мекел ханим болса, әгәр керәклик болса германийиниң (хитай - тибәт арисидики сөһбәткә) "иҗабий төһпә қошуш" ни шәрәп дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
Вен җябав, ангела меркелниң баш министирлиқ сарийиға йетип кәлгән вә икки тәрәп сөһбәт өткүзүватқан мәзгилдә, көп қисими тибәт һәрикитини қоллайдиған германлар билән тибәтләрни асас қилған шундақла наһайити чәклик сандики бир қисим уйғурларни өз ичигә алған тәхминән 50 дәк киши меркелниң баш министирлиқ сарийи алдида намайиш өткүзүп, германийә даирилириниң хитайға далай лама билән сөһбәтни әслигә кәлтүрүш тоғрисида бесим ишлитишини тәләп қилған.
Вен җябавниң германийә зиярити явропа иттипақи гуантанамодики уйғурларни қобул қилишни ойлишип көрүшкә мақул болған шундақла бу мәсилә германийә мәтбуатлирида талаш - тартиш қозғиған бир мәзгилгә тоғра кәлгән иди.
Явропа иттипақиниң ташқи ишлар алий дәриҗилик вәкили солана дүшәнбә күни явропа иттипақи ташқи ишлар министирлар йиғинида явропаниң гуантанамо мәсилисигә ярдәм беришни халайдиғанлиқини, лекин гуантанамодики тутқунларни қобул қилиш яки қилмаслиққа қарар қилиш мәсилисидә йәнә тохтап туруш керәкликини билдүргән. Германийә һазирға қәдәр бу мәсилигә ипадә билдүрмигән болсиму, лекин германийә ташқи ишлар министири штаймер германийиниң бу мәсилидики мәйданини ипадиләйдиған бәзи бишарәтләрдә болған болуп, у "биз әлвәттә алдирап - салдирапла бу мәһбусларни қобул қилмаймиз. Бу америкиниң гуантанамони тақаш яки тақимаслиқи билән мунасивәтлик болсиму, лекин бу ишәнч мәсилиси " дегән. Хитай һөкүмити болса гуантанамодики уйғурларниң хитайға қайтурулиши керәкликини, һәр қандақ бир дөләтниң уйғурларни қобул қилишиға қарши туридиғанлиқини әскәртип кәлмәктә иди.
Меркел билән вен җябав арисидики сөһбәтниң бу түрдики мәсилиләргә четилған яки четилмиғанлиқи мәлум әмәс, лекин кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң баянатлирида германийә вә ғәрбниң хәлқара пул - муамилә кризисида хитайниң ярдимигә муһтаҗ болуватқанлиқини, бу әһвалда кишилик һоқуқниң қурбан қиливетилиш еһтимали өзлиридә әндишә яритиватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатиниң германийидики ишханисиниң мәсули германийә долқуни радиосиға бәргән баянатида бу җәһәттики әндишисини ашкара оттуриға қойған. Хәлқара пул - муамилә кризиси вен җябав билән меркелниң сөһбитидә мәркәзлик музакирә қилинған мәзмунларниң бири иди. Вен җябав мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай билән германийә"һәмкарлиқни күчәйтип, кризисни биргә йеңиш" ни тәкитлигән. У " биз чәтәл ширкәтлириниң асаси қурулуш түрлиригә актип қатнишишини, техника җәһәттики үлчәмни юқири көтүрүшкә йолбашчи болушини қарши алимиз " дәйду.
Хитай 2008 - йили 11 - айда иқтисадни қутқузуш пилани җакарлап, 586 милярд доллар мәбләғ аҗратқанлиқини, бу мәбләғниң асаси қурулуш түрлиригә селинидиғанлиқини билдүргән иди. Вен җябав, германийә ширкәтлириниң мәзкур түргә һәмшерик болушини қарши алидиғанлиқини тәкитлигән. Вен җябавниң германийә сәпиридә икки дөләт сода, мәбләғ, һава килимати, аптомобил вә юқири сүрәтлик төмүр йол қурулушиға мунасивәтлик бир қатар келишимләрни имзалиған. Вен җябавниң явропа сәпириниң кейинки бекити явропа иттипақиниң мәркизи белгийә пайтәхти берюселдур. У җүмә күни береюселда явропа комитетиниң президенти хусей мануел барросо вә явропа комитетидики юқири дәриҗилик әмәлдарлар билән сөһбәт елип бариду.
Явропа иттипақиниң ташқи ишлар алий дәриҗилик әмәлдари солана вен җябав билән өткүзүлидиған сөһбәт тоғрисида мундақ дегән ": биз униң билән ялғуз иқтисади кризисни әмәс, хәлқара җамаәтчилик көңүл бөлидиған зор мәсилиләр, йәни хитай муһим рол ойнайдиған хәлқара пиландики мәсилиләр үстидә сөзлишимиз." Лекин солана хитай муһим рол ойнайдиған хәлқара пиландики бу зор мәсилиләрниң немиләр икәнликини тәпсилий чүшәндүрмигән.