Вен җябав тәхиттин чүшәмду ?

10 ‏ - Айниң 19 - күни таймис гезитидә елан қилинип, хоңкоңда чиқидиған ечиветиш журнилиға көчүрүп бесилған " нәзирийичиләр вен җябавға қоршап һуҗум қилмақта" намлиқ мақалигә асасланғанда, олимпиктин кейин хитай мәркизи комитетидики коммунистлар гуруһи билән сиясий ислаһатчилар тәрәпдарлири арисида кәскин тоқунуш йүз беришкә башлиған.
Мухбиримиз әкрәм
2008.10.22
merkel-beijing-win-305.jpg Меркел ханим бейҗиңни зийарәт қилғанда вин җйабав билән биргә.
AFP Photo

Коммунистлар гуруһиниң һуҗум нишани хитайниң һазирқи баш министири вен җябав болған.

Хитайниң ичкий қисмидики зиддийәт

Хәвәргә асасланғанда, вен җябав қисқа муддәт ичидә тәхиттин чүшүп, униң орнини хитайниң муавин рәиси ши җинпиң яки муавин баш министири ли кечиаң игиләйдикән. Хәвәрдә мундақ дейилгән: "хитай мәркизи комитетиниң юқири қатлимидики олимпиктин кейинки йеңи һәрикәт нишани: коммунистлар гуруһи билән сиясий ислаһатчилар тәрәпдарлири оттурисида хитайниң кәлгүси үстидә кәскин күрәш елип бериштин ибарәт болмақта."

Хәвәрдә, хитай мәркизи комитети тәшвиқат бөлүми билән хәлқ гезитидики коммунистлар гуруһи тәрәпдарлириниң вен җябавни ашкара һалда ғәрбниң демократийә вә кишилик һоқуқ қарашлириға һесдашлиқ қилди дәп әйибләшкә башлиғанлиқини оттуриға қойған.

Вен җябавниң хаталиқи

Хитай мәркизи комитети ичидики әвҗигә чиқиватқан һоқуқ талишиш күришидә, коммунистлар гуруһиниң вен җябавға қарши турушта дәсмайә орнида тутувалғини, өткән йили бейҗиңда чақирилған хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәшниң бирләшмә йиғинида вен җябавниң оттуриға қойған пикирлири болған.

Бу йиғинда вен җябав мундақ дегән: "илим ‏ - пән, демократийә, қанун ‏ - түзүм, әркинлик, кишилик һоқуқ қатарлиқлар ялғуз капитализимниңла мүлки әмәс, бәлки у инсанийәтниң узун муддәтлик тарихи тәрәққият мусаписидә ортақ интилгән қиммәт қариши вә ортақ яратқан мәдәнийәт мевисидин ибарәт."

Һуҗум нишани вен җябав

Вен җябавниң бу пикир арқилиқ алға сүргән идийиси, кишилик һоқуқ вә демократийидин ялғуз капитализм дунясидики инсанларла әмәс, бәлки хәлқимизниңму бәһирлиниш һоқуқи вә һәққи бар дегәндин ибарәт болған. Әмма бир партийилик мустәбит түзүмни мәңгү давам қилдуруш ширин хиялида яшаватқан, демократийә вә кишилик һоқуқтин өлгүдәк қорқудиған коммунистлар гуруһи, демократийә вә кишилик һоқуқниң хитайда әмәлгә ашқан күни, коммунистик һакимийәтниң завал тапқан күни болиду дәп қарап, мәркизи комитетидики сиясий ислаһатчилар тәрәпдарлириға қарши күрәшни күчәйткән.

Буниң үчүн, биринчи болуп хитай баш министири вен җябавни тәхиттин чүшүрүш күришини башлиған. Компартийиниң тәшвиқат қорали болған хәлқ гезити, олимпик ахирлишипла "хитайда бәзиләр ғәрб дөләтлири үчүн сәһнә һазирлап бәрмәктә" намлиқ мәхсус мақалә елан қилип, тиғ учини вен җябавға қаратқан.

Хитайниң һилиси

Таймис гезитидә елан қилинған бу мақалидә, хитай һөкүмитиниң ичкий қалаймиқанчилиққа дуч кәлгәндә яки һөкүмәтниң тәқдиридә давалғуш көрүлгәндә, һаман юқири дәриҗилик әмәлдардин бирлирини қурбан қилип вәзийәтни тизгинләшкә урунидиғанлиқиниң испати сүпитидә мундақ дегән: "бу йил хитайда йүз бәргән қар апити, йәр тәврәш, тибәт топилиңи, пайчеки кризиси, мал баһасиниң өрләп кетиши, зәһәрлик сүт паҗиәси, ениргийә сәрпияти тәннәрқиниң өрлиши, хәлқ пулиниң пахаллишиши, екиспорт игиликиниң хәтәргә қелиши қатарлиқ бир талай мәсилиләр хәлқниң турмушини техиму қейинлаштурувәтти. Бу демәк, хәлқ билән һөкүмәт арисидики зиддийәтниң партлаш басқучиға йәткәнлики демәктур. Буниң мәсулийити хитайниң әң чоң мәмури әмәлдари болған вен җябавниң үстигә йүклиниду. Йиқилидиғини баш министир вен җябавдинла ибарәт."    

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.