Ву баңгониң уйғур елигә қаратқан зиярити чәтәлләрдики уйғурлар арисида охшимиған инкасларни пәйда қилди

Хитай хәлқ қурултийиниң мудири ву баңго 16-июлдин 19-июлғичә уйғур елиниң хотән, қәшқәр, үрүмчи, санҗи қатарлиқ җайлирида зиярәттә болған.
Мухбиримиз ирадә
2011.06.20
wu-bangguo-ikki-yighin-305.jpg Ву баңгониң икки чоң йиғинида хитайда көп партийилик демократийә түзүмини йолға қоймаслиқ һәққидә соз қилди. 2011-Йили 10-март.
AFP

2009-Йили 5-июл күни йүз бәргән үрүмчи вәқәсиниң 2 йиллиқ хатирә күнлиригә санақлиқ күнләр қалғанда, хитай хәлқ қурултийиниң мудири ву баңго уйғур елигә хизмәт тәкшүрүшкә кәлгән. Җуңго хәвәрләр ториниң хәвиридә ейтилишичә, ву баңго уйғур елигә қаратқан зиярити җәрянида, ишқа орунлишишниң хәлқ турмушини яхшилашниң асаси икәнликини, шуңа уйғур елидики аз санлиқ милләтләрниң ишқа орунлишиш мәсилисигә алаһидә әһмийәт беришни тәкитлигән. Бу, қисқиғинә үч ай ичидә хитай мәркизи һөкүмитиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң 3-қетим уйғур елини зиярәт қилиши һесаблинидиған болуп, әмәлдарлар өз зиярәтлиридә мәркәзниң уйғур елигә қаратқан сиясәтлирини вә шинҗаң хизмити йиғининиң роһини изчил әмәлийләштүрүшни вә уйғур елидики хәлқниң турмуш сәвийисини қисқа муддәттә көтүрүш һәққидә вәдиләрни вә йолйоруқларни бәрмәктә. Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири болса буниң хитай мәркизи һөкүмитиниң 5-июл вәқәсиниң хатирә күнлири йетип келиш алдида уйғурларниң наразилиқини пәсәйтиш, уларни алдаш үчүн ойнаватқан оюни икәнликини илгири сүрмәктә. Шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң муавин рәиси абдулла әхәт әпәнди бу һәқтә мундақ дәйду.

Ву баңго уйғур елигә қаратқан зиярити җәрянида қәшқәр, хотән қатарлиқ уйғурлар зич олтурақлашқан районлар вә шундақла үрүмчи, санҗи вә шихәнзиләргә зиярәттә болған болуп, җуңго хәвәрләр ториниң бу һәқтики хәвиридә, ву баңго зиярити җәрянида, хәлқ аммиси билән сөһбәттә болуп, деһқанларниң дәрдини аңлап, уйғур елидә хәлқ турмушини яхшилашни чиң тутуш һәққидә йолйоруқ бәрди, дейилгән. Шветсийә уйғур җәмийитиниң рәиси маһинур ханим болса хитай мәркизи һөкүмитиниң хәлқ турмушини яхшилашқа охшаш бундақ вәдиләрни илгириму нурғун қетим бәргәнликини, әмма буларниң һечқачан әмәлийлишип бақмиғанлиқини билдүрди.

5-Июл вәқәси йүз бәргәндә хитай даирилири мәзкур вәқәни “үч хил күчләр ”ниң қутратқулуқ қилиши билән җәмийәттики бир учум яман нийәтлик кишиләр кәлтүрүп чиқарған дәп елан қилип, намайишни қаттиқ қоллуқ билән бастурған, хитай һөкүмити вәқәдин кейин хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә вә адил вә очуқ-ашкара сот ечиш һәққидики чақириқлириғиму пәрва қилмай, қануний сот тәртипини йүргүзмигән асаста кәйни-кәйнидин өлүм җазалирини иҗра қилған иди. Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди бу һәқтә өз көз қаришини оттуриға қоюп, әмдиликтә уйғур районида хәлқ турмушини яхшилашни, уйғурларни ишқа орунлаштуруш керәкликини тәкитләватқан хитай һөкүмитиниң әйни чағда 5-июл вәқәсини “миллий мәсилиму әмәс, диний мәсилиму әмәс, бу пәқәт үч хил күчләр пәйда қилған қалаймиқанчилиқ” дәп қаттиқ бастурғанлиқини, мана мушу нуқтидин алғанда, ву баңгониң бу сөзлириниңму сәмимий әмәсликини ейтти.

Шветсийә маарип уюшмисиниң муавин рәиси абдуллаһ әхәт әпәнди болса уйғур райондики мәсилиниң пәқәтла уйғурларни ишқа орунлаштуруш вә хәлқ турмушини яхшилап қоюш билән һәл болидиған ундақ аддий мәсилә әмәсликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.