Хитай хәлқара бесимниң нәтиҗисидә уйғур районида интернетни әслигә кәлтүрди
Мухбиримиз ирадә
2010.05.14
2010.05.14
RFA Photo / XinYu
5 - Июл вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитай даирилири барлиқ учур - алақә васитилирини қаттиқ қамал қилип, уйғур райониниң ташқи дуня билән болған алақисини үзүвәткән иди. Хәлқара җәмийәтниң бесими нәтиҗисидә уйғур райониниң хәлқаралиқ телефон алақиси әслигә кәлтүрүлгән вә һөкүмәт игидарчилиқидики бир қисим тор бәтлири қәдәмму - қәдәм ечилған. Һалбуки, интернет техи пүтүнләй әслигә кәлмигән иди. 14 - Май, йәни " үрүмчи вәқәси" йүз берип, аридин 10 ай өткәндин кейин, уйғур районлуқ һөкүмәт даирилири интернет алақисиниң қоюветилгәнликини елан қилди.
Биз бу хәвәрниң растлиқи вә интернетниң қанчилик дәриҗидә әслигә кәлгәнликини дәлилләш үчүн үрүмчигә телефон қилдуқ. Үрүмчидики мәлум сағламлиқ буюмлири ширкитидә ишләйдиған бир киши зияритимизни қобул қилди.
Истансимиз игилигән мәлуматларға қариғанда, уйғур районида хәлқаралиқ чоң тор бәтләрдин "йотуб" (youtube) вә "фейсбук" (facebook) қатарлиқ тор бәтләр вә бир қисим сәзгүр тор бәтләр йәнила ечилмайдикән.
Зияритимизни қобул қилған бу кишиниң бизгә ейтип бәргәнлиригә қариғанда, уйғур диярида интернет раванлашқан болсиму, әмма йәнила бир қисим тор бәтлириниң ечилмайдиғанлиқи мәлум болмақта.
"Үрүмчи вәқәси" йүз бәргәндин кейин, хитай даирилириниң интернет қатарлиқ барлиқ учур -алақә васитилирини қамал қилиши хәлқара җәмийәтниң қаттиқ тәнқидигә учриған иди. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири өз доклатлирида хитай һөкүмитиниң бу қилмишиға "уйғур хәлқини кәмситкәнлик" дәп баһа бәргән вә "хитай даирилири интернетни қамал қилиш арқилиқ әмәлийәттә "5 - июл вәқәси"гә даир әмәлий пакитларниң сиртқа чиқип кетишиниң алдини еливатиду" дәп көрсәткән иди.
14 - Май " шинҗаң гезити" дә елан қилинған "сағлам, ечиветилгән тор муһитини көңүл қоюп қоғдайли" мавзулуқ мақалидә, хитай һөкүмитиниң интернет вә хәлқара учур алақә васитилирини контрол қилиши" 5 - июл вәқәсини тез бир тәрәп қилиш, җинайи һәрикәтләрниң баш көтүрүшиниң алдини елишта елинған тоғра бир тәдбир" дәп баһа берилди. Хәвәрдә йәнә, "интернетниң ечиветилиши партийиниң хәлқниң райиға көңүл бөлүп, хәлққә ғәмхорлуқ қилип, хәлқни һөрмәт қилғанлиқидин дерәк бериду" дәп көрситилди.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған түркийә измир университетиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди юқириқи сөзләргә баһа бәрди. У хитайниң интернетни ечиветишиниң хәлқара җәмийәтниң қаттиқ бесими, болупму һазир америкида елип бериливатқан америка - хитай кишилик һоқуқ сөһбити билән зич мунасивәтлик икәнликини ейтти.
"Шинҗаң гезити" дә елан қилинған мәзкур мақалидә, "интернетниң әслигә кәлтүрүлүши уйғур райониға ярдәм бәргили кәлгән 19 өлкә, биваситә қарашлиқ шәһәрниң шинҗаңға ярдәм берип, уни тәрәққий қилдуридиған зор тарихи пурсити алдида шинҗаңда һалқима тәрәққият вә әбәдий әминликниң ишқа ашидиғанлиқидин дерәк бериду" дәп баян қилинған. Профессор алимҗан инайәт әпәнди болса бу қарашларға баһа берип, ялғуз иқтисадниңла мәсилини һәл қилалмайдиғанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.