Харий фан боммел:бу хәлқаралиқ кишилик һоқуқ әһдинамисигә хилап һәрикәт бопту
2011.06.21

2011-Йили 20-июн голландийиниң дәнһах шәһиригә җайлашқан парламент бинасида уйғур, моңғул вә хитай актиплиридин тәшкилләнгән бир гуруппа паалийәтчиләр, голландийә парламент әзаси, сп партийисиниң ғоллуқ рәһбири вә уйғурларға ярдәм бериш гурупписиниң қурғучиси харий фан боммел әпәнди билән көрүшүп, нөвәттики муһим мәсилиләр һәққидә доклат бәрди.
Голландийә уйғур бирлики тәшкилати рәһбәрлиридин бәхтияр насир вә ғәйрәтҗан рози әпәндиләрниң тәшкиллиши билән орунлаштурулған бу сөһбәткә, германийидә турушлуқ моңғул хәлқ партийисиниң башлиқи темтсилту шобтсод әпәнди, демократик паалийәтчиси вей гоаңҗоң әпәнди вә униң ханими, голландийидә турушлуқ хитай демократлаштуруш һәрикитиниң актиплиридин мона җиминтаң ханим қатарлиқлар қатнашти.
Сөһбәт әршидин исраил мәсилиси арқилиқ дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғур муһаҗирлири дуч келиватқан тәһдитләр, голландийидики илтиҗа ишлири һәл болмайватқан панаһланғучилар вә бу қетим йеңи елан қилинған “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ға аит филимни мәркәз қилған үч асаси нуқтиға мәркәзләшти.
Филим сөһбәт иштиракчилириға нәқ мәйданда көрситилгәндин кейин, һәммәйлән дегүдәк қаттиқ ғәзәпләнди вә зияритимизни қобул қилип бу һәқтә өз ипадисини билдүрди.
Хитай демократлаштуруш һәрикитиниң актиплиридин мона җиминтаң ханим мәзкур филим һәққидики һессиятини ипадиләп: инсанларға қаритилған бу хил һақарәтни тил билән ипадиләш аҗизлиқ қилиду, деди.
Парламент әзаси харий фан боммел әпәнди филим һәққидики инкасини ипадиләп: бу хәлқаралиқ кишилик һоқуқ әһдинамисигә хилап бир һәрикәт бопту, деди.