Хитайлар уруп қийниған уйғур өсмүрниң синалғу көрүнүши түркийидә бәс-муназирә қозғиди
2011.07.26

Хәлқаралиқ синалғу тор бети youtube.Com Дин нәқил қилип тарқитилған бу синалғу лентидики 10 яш әтрапидики бир уйғур балини бир бөлүк хитайларниң өлгидәк урушлири, қолиға дәссәп изишлири, бешиға тепишлири, әтрапта шунчә көп адәм болсиму, у кичик балиниң налә-пәрядлириға һечкимниң пәрва қилмай күлүшлиридин ибарәт начар қилмишлири түркийә хәлқиниң қаттиқ ғәзәп-нәпрәтлирини қозғиди. Бу синалғу көрүнүши түркийә мәтбуатлирида кәң тарқитилғандин кейин түркийидә бәс-муназирә қилинди. Хитайға болған ғәзәп-нәпрәтләр көпәйди.
Бу синалғу филим ихлас учур агентлиқи қатарлиқ мәтбуатларда “уйғур өсмүрни хитайлар уруп қийниди”, “өйғур өсмүргә хитай зулуми”, “буни қандақ инсанлиқ дейишкә болиду?” дегәнгә охшаш темиларда тарқитилди. Түркийиниң вәтән, сабаһ, милләт, ахшам қатарлиқ гезитлиридә бу синалғу лентиси тоғрисида учурлар тарқалди вә мәзкур гезитләрниң тор бекәтлиридә уйғур пәрзәнтини хитайлар уруп қийнаватқан синалғу көрүнүшләр тоғрисида бәс-муназирә қилинди.
Хәвәр7 тор бетидә бу һәқтә мундақ дейилгән: синалғу көрүнүштә кичик бир бала бир гуруппа инсанлар тәрипидин вәһшийләрчә урулмақта. Таяқ йәп налә қиливатқан кичик бала уйғур болуп, уруватқанлар вәһший хитайлар дейилгән.
Бу синалғу көрүнүш һөрийәт гезитиниң тор бетидә 52522 қетим көрүлгән вә у тор бетидә бу һәптә ичидә әң көп көрүлгән синалғу көрүнүши болуп рикорд яратқан. Хәвәр7 тор бетидә бу синалғу 30649 қетим көрүлгән вә 95 киши инкас язған. Сабаһ гезитиниң тор бетидә бу синалғу көрүнүши 37019 қетим көрүлгән. 149 Киши инкас қайтурған.
Сабаһ гезитиниң тор бетидә йезилған инкасларниң биридә мундақ дейилгән: инсан оғли қандақму бу хил вәһшийликни қилалайду, бу балини қутқузуш үчүн чоқум бир иш қилайли. Әлиф исимлик бир инкасчи мундақ язған: и аллаһ у балиға сән игә чиққайсән!, миллити немә болуштин қәтийнәзәр бундақ қилиш тоғриму? хитайлар қурт-қоңғуз, мүшүк вә ит йәверип инсанлиқтин чиқипту. Хақан исимлик бир инкасчи мундақ язған: инсанлиқтин тегишлик һәссисини алмиған хитайлар, дуняниң бешиға бала болидиған милләт. Һайванларни тирик тутуп кесип йигәнләрму булар. Буларни инсан дейишкә болмайду, булар адәм гүши йәйдиған мәхлуқлар. Бир яндин уруп қийнаватса йәнә бир яндин көлүватиду, милләтчилик дегән мушундақ начар илләт.
Башқа бир инкасчи мундақ язған: әйни заманда чингизхан кичик вақтида, хитайлар чингизханниң қәбилисини шундақ искәнҗә арқилиқ қийниған икән. Кейин чингизхан чоң болуп хан болғанда тунҗи иши хитайлардин интиқам илиш болған икән. Шуниң үчүн бейҗиңниң кочилирида нәччә ай қан аққузуп қәтлиам қилған икән. Буниңдин шуни көрүвалғили болидуки, хитайлар үчүн йеңи бир чингизләр келиду.
Башқа бир инкасчи мундақ язған: у бала гәрчә хата иш қилған тәқдирму, уни уруш-қийнаш бир инсан үчүн мунасип әмәс, миллити немә болса болсун, бир инсанға болупму бир кичик балиға бунчивала вәһшийлик қилинмас. Түркийә бу зулумға сүкүт қилма, уйғур түрклири бизниң қериндашлиримиз.
Йәнә бир инкасчи мундақ язған: хитайлар дуняда әң милләтчи милләт. Өз тилидин башқа бир тилда сөзлишишниму қобул қилмайду. Хитай маллирини байқут қилиш, уларға берилгән әң яхши дәрс болиду. Бу инкасни 51 киши қоллиған.
Башқа бир инкаста мундақ дейилгән: қәйәрдә, у дунядики кишилик һоқуқ қоғдиғучилири? бу инсанлар һайван һоқуқини қоғдаш үчүн дуняни титиритиду, әмма бу хил җинайәтләргә немә үчүн сүкүт қилиду? бу йәрдә кишилик һоқуқ қоғдиғучилириниң һәқиқий қияпити ашикариланди.
Әхмәт исимлик бир инкасчи мундақ язған: бу вәқәгә сүкүт қилип җим турған хәлқниң һайвандин пәрқи барму? бу инкаслиримиз, хитай әлчиханиси, дөләт әрбаблири тәрипидин оқулиду. Мән бир инсан болуш сүпитим билән бәк қайғуландим. Йәнә бир инкаста мундақ дейилгән: булар, коммунист, маркис маарип системисиниң мевилири. Хитай маллирини сетивелишта йәнә бир қетим ойлиниш керәк.
Йәнә бир инкаста мундақ дейилгән: мән бу синалғуни көрүп у балиниң орнида үзәм таяқ йәватқандәк һес қилип кәттим. Имканийитим болса иди, у йәргә берип, у балини өз баламдәк бағримға бесип қоғдиялиған болсам. Әй хитайлар, аллаһ силәрниң миң түрлүк җазаңларни бәрсун!. Һәммиңлар йоқилиңлар. Хитай искәнҗиси дегән мана бу. Хитай маллирини байқут қилайли.
Башқа бир инкасчи мундақ язған: бу синалғуни хитай әлчиханисиға әвәтимән. Бәлки инсан икәнликини есигә елиши мумкин. Йәнә бир инкаста мундақ дейилгән: һәммимиз бирликтә у балиниң ата-анисини, һаят болса уларни тепип түркийигә кәлтүрәйли, у йәрдә бихәтәр яшиялмайду.
Бу һәқтә милләт гезитиниң 23-июлдики санида “хитайлар уйғур пәрзәнтини уруп қийниди” дегән темида бир мақалә елан қилинди. Мақалә мундақ башланған: бу синалғуни көргән һәр қандақ адәм чоқум, булар қандақ инсан! бундақ бир вәһшийлик һәргизму мумкин әмәс дәйдиғанлиқиға ишинимән. Синалғу көрүнүшидә хитайлар топланған болуп, худди филим көрүватқандәк кичик балини қийнашларни көрүп күлүп туруватиду. Булар, материализм, коммунизм вә дарвинизм идийиси билән йетиштүрүлгән инсанлар. Һайвандин бәттәр, вәһшийлик билән инсанни қийнаштин рәһимсизләрчә көлүп туруп көрүватқанлиқини көрүп көзлиримгә ишәнмәй қалдим. Мән бир түркийә пуқраси болуш сүпитим билән түркийә җумһурийитиниң рәисимиз абдуллаһ гүлгә вә баш министир рәҗәп таййип әрдуғанға, пүткүл министирларға, мухалипәт лидәрләргә вә бу дөләтниң һәр бир пуқрасиға хитаб қилимәнки. Бунчивала бир виҗдансизлиқ алдида һәргизму сүкүт қилип турмайли! бу вәһшийлик һәргизму сүкүт билән кәтмәйду. Буни көргән виҗданлиқ инсан һеч иш болмиғандәк яшашни давам қилалмайду, пәләстиндики мусулман хәлқни қоғдиған түркийә, хитайдики уйғур түрклиригиму чоқум игә чиқиши керәк. Түркийә дәрһал бүйүк түрк ислам бирликини қуруп чиқимиғичә пүткүл дунядики мушуниңға охшаш вәһшийликләр давам қилиду. Һәр бир түрк пуқраси қолини виҗданиға қойсун, өзини у бичарә, мискин, игә-чақисиз қалған, ач, сусиз, йетим қалған, ана йүртидин сүргүн қилинған зулум аситида һаят қелиш үчүн күрәш қиливатқан инсанларниң орниға қоюп бақсун вә чоқум түрк-ислам бирликини қурулуши үчүн тиришчанлиқ көрсәтсун!
Мақалиниң ахирида йәнә мундақ дейилгән: бүгүн бу түрк бирлики үчүн һеч тиришчанлиқ қилмиғанлар, бичарә игә-чақсиз қалған бу инсанларни көрүп туруп өз ишини давам қиливатқан кишиләр чоқум буниң һисабини бериду. Бу залим коммунистлар уйғурларға нәччә йилдин буян бу хил дәһшәтлик зулум йүргүзүватиду. Қайта тәкрарлаймән. Әгәр дуняда мусулманлар бирлики болмиса, түркийиниң башчилиқида түрк-ислам бирлики қурулмиса, күчлүкләр аҗизларни давамлиқ изиду вә йоқ қилиду. Бу зулумни көрүп сүкүт қилғанлар чоқум залимға охшашла җинайәтчи болиду. Сәзгүр, виҗданлиқ, һәр заман мәзлумниң йенида болған дөлитимиз дәрһал уйғур түрклиригә игә чиқиши керәк.
Бу синалғу көрүнүши йотуб тор бетидин чиқириветилгән болсиму, түркийә вә башқа хәлқаралиқ тор бекәтләрдә әң көп көрүлгән синалғулар қатаридин орун алди.