Алматада миллий армийә байрими хатириләнди


2005.04.08

8-Април күни алматада дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди вә сиясий паалийәтчи сабит абдурахманларниң тәшкиллиши билән сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийиси қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи хатириләнди.

Хатириләшкә сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисиниң офитсер – җәңчилири, қирғизистандин кәлгән вәкилләр вә шу атраптики уйғурлар қатнашқан болуп, қәһриман ғоҗамбәрди миллий армийә байрими билән бирликтә йәнә фашизимға қарши урушниң 60 йиллиқини хатириләйдиғанлиқини билдүрди.

Бу һәқтики мәлуматларни қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулладин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.