Хәлқ гезитиниң тәһририниң өзини өлтүрүвелиши хитайдики ахбарат әркинлики мәсилисини күн тәртипкә елип кәлди
2012.08.24
Төвәндә бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни мухбиримиз ирадәдин аңлиғайсиләр.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хәлқ гезитиниң “йәршари” универсал хәвәрләр сәһиписиниң 45 яшлиқ тәһрири шү хүәйчән чаршәнбә күни чүштин кейин саәт 2 әтрапида өзини бинадин ташлап өлгән. Униң өлүми хитайдики вейбо ториға охшаш иҗтимаий алақә тор бәтлиридә күчлүк инкас қозғимақта. Шундақла униң өзини өлтүрүвелишиға хитайдики ахбаратчилар үстидики бесимниң сәвәб болғанлиқи пәрәз қилинмақта. Чүнки шүниң тонушлириниң ейтишичә, у йеқиндин буян писхик нормалсизлиқ сәвәбидин давалиниватқан болуп, у һаят вақтида елан қилған бир баянатида “биз ойлиғинимизни сөзлийәлмәймиз, сөзлисәкму уни язалмаймиз, язсақму уни елан қилидиған йәр тапалмаймиз. Бу әһвал маңа қаттиқ бесим болуватиду” дегән. У йәнә сөзидә өзиниң мустәқил язғучи, ахбаратчиларға һәвәс қилидиғанлиқини, уларниң дөләт игиликидики ахбаратчиларға қариғанда көп әркинликини тилға елип “гәрчә мән мустәқил ахбаратчиларға һәвәс қилсамму, мән бу сестимидин қол үзәлмәймән. Чүнки мән чиқип кәтсәм, униң бәдилини аиләм төләйду” дегән.
Шү хүәйчән өзини өлтүрүвалғандин кейин, хәлқ гезити өз блогида шү хүәйчәнниң өлүмини дәлилләп, униң униң узундин буян роһий җәһәттики сағламлиқи яхши болмиғанлиқтин, дәм еливатқанлиқини билдүргән. Әмма истансимиз мухбирлири хәлқ гезитигә телефон қилғинида, телефонға чиққан киши бизниң бу әһвалдин хәвиримиз йоқ, дәп телефонни қоювәткән.
Шүниң писхикилиқ давалинишқа һәм ахири берип өзиниң җениға қейишиға ахбаратчилар үстидики бесимниң еғирлиқиниң сәвәб болғанлиқидәк пәрәзни күчләндүрүдиған йәнә бир амил болса, у һаят вақтида елан қилған “өлүмүм испат болсун” намлиқ әсири болуп, у бу әсиридә шундақ дәп язған “өлүм - бу наһайити бир еғир сөз. Әмма җуңгода нурғун ишларда сән өлмигүчә һечкимниң кари йоқ. Хәлқ униңға диққәт қилипму қоймайду. Шуңа бу дөләттә һечқандақ мәсилә һәл болмайду.”
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, гәрчә шүниң өзини өлтүрүвелиштин бурун немә үчүн бундақ қилғанлиқи һәққидә бир хәт қалдуруп қойған - қоймиғанлиқи техи ашкариланмиған болсиму, униң мана юқириқидәк сөз ибарилири хитайдики вейбо тор қолланғучилириниң аллиқачан вәқәниң хитайдики ахбарат әркинлики билән мунасивәтлик дәп қаришиға сәвәбчи болди. Вейбода күчлүк инкаслар қозғалди. Хитайдики мәтбуат органлириниң бир қисим мухбирлири өз блоглирида вәқәгә қарита өз һессиятини ипадиләп “шүниң писхикилиқ һалити хитайдики мухбирлар үстидики бесимни ярқин һалда йорутуп бериду” деди вә талантлиқ бир ахбаратчиниң өлүмидин қаттиқ ечинғанлиқини билдүрүшти.
Бейҗиңда турушлуқ кона мухбирлардин гав йү бу һәқтики баянида “мән хәвәр язғинимда, көпинчә һалларда тәһрирләрниң тәкшүрүшидин өтмәйду. Мән өзәмниң ойлиғинимни ипадә қилалмаймән. Мән җүрәт қилип бир нәрсә язсамму, уни басқузалмаймән. Әлвәттә бу бир ахбаратчи үчүн наһайити еғир роһий бесим пәйда қилидиған әһвал” дегән.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, хоңкоңдики чиңхүй университети ахбаратчилиқ факултити профессори хуаң ли сөзидә, шүниң писхикилиқ әһвалини узун йилдин бери ишләватқан хизмәт муһити билән мунасивәтлик дәп қараш мумкинликини билдүрүп мундақ дегән :
Хитайда йеқинқи йиллардин буян иқтисад учқандәк тәрәққий қилған болсиму, әмма сиясий ислаһат қәдими буниңға маслишалмай, иҗтимаий мәсилиләр өткүрлишишкә вә сү йүзигә чиқишқа башлиди. Һал бундақ икән, хитайдики ахбаратни башқуридиған органлар ахбаратни - учурни контрол қилиш арқилиқ, муқимлиқни қоғдимақчи болуватиду. Мана бу, һәрхил авазларниң, пикирләрниң оттуриға чиқишиға тосалғу болуватиду. Әлвәттә һөкүмәтниң ахбаратни һәр тәрәптин бундақ қамал қилиши ахбаратчилар үчүн еғир бесим пәйда қилиду. Ахбаратчилар өзиниң хизмәт әхлақи билән күн кәчүрүштин ибарәт икки хил идийиви күрәш астида делиғул болуп йүрүйду.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитай һөкүмитиниң ахбаратқа қаратқан чәклимиси хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тәнқид обикти болуп кәлмәктә. Чегрисиз мухбирлар тәшкилати дуня дөләтлирини ахбарат әркинлик вәзийитигә асасән дәриҗигә тизип чиққан әң йеңи доклатида, хитай 179 дөләтниң ичидә арқидин саниғанда 5 и йәни 174 - орунға тизилди. Дуня иқтисадиниң алдида келиватқан хитай ахбарат әркинлики җәһәттә африқидики нурғун дөләтләрниң арқисида, һәтта әтрапидики техи 10 нәччә йилниң алдида қурулған қирғизистан, қазақистан һәтта таҗикистанниңму кәйнидә қалди.
Кишиләр һазир 18 - қурултайдин кейин вәзипигә олтуридиған ши җинпиңдин кейин, хитайда яхшилиниш боламду, дәп мулаһизә қилишмақта. Әмма көзәткүчиләрниң ейтишичә, әйни йилларда ху җинтав вәзиипигә олтуруштин илгириму кишиләрдә охшаш үмид пәйда болған, әмма нәтиҗә болса йәнила охшаш һәтта илгирикидинму еғир бесим шәкилләнгән болуп, шуңа бу җәһәттин қариғанда, ши җинпиңниңму охшаш сиясий йолни давам қилидиғанлиқи еһтималға әң йеқин.