Америка хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүш тоғрисидики бесимини күчәйтти
2005.05.18

Җоңго ташқий перевот алмаштуруш мәркизи, 18 - май күни чәтәл перевоти билән елиш - бериш қилиш кәспини рәсмий йолға қоюп, хитай банкилириниң өз- ара елим - берим ишлирини сәккиз хил чәтәл перевотида беҗиришигә рухсәт қилди. Тиҗарәт рухсити берилгән сәккиз хил чәтәл перевоти явро, австралийә доллари, фондстерлиң, шветсарийә франики, хоңкоң гаңбиси, канада доллари, японийә йини шундақла америка доллири қатарлиқларни өз ичигә алиду.
Хитай һөкүмити юқириқи тәдбирни елан қилишниң бир күн алдида, америка малийә министирлиқи " 2004 -йилдики хәлқара иқтисад вә пул - муамилә базири" тоғрисида дөләт мәҗлисигә доклат сунуп, хитайниң пул түзүмини тәнқидлигән. Малийә министирлиқиниң доклатида, хитайниң һазир йолға қоюватқан пул түзүминиң нишандин адашқанлиқини вә буниң хитай иқтисадиғила әмәс, бәлки хошнилириға шундақла йәр шари иқтисадиниң тәрәққиятиға тәһдит селиватқанлиқини илгири сүрди.
Малийә министирлиқиниң доклатида агаһландурушичә, әгәр хитай һөкүмити һазирқи пул түзүмини 6 ай ичидә ислаһ қилмиса " еғир ақивәт" кә дуч келидикән. Америка, хитайниң һазирқи хәлқ пул түзүмини хитай - америка сода мунасвитидики қизил рәқәмниң мәнбәәси, дәп көрсәтмәктә.
Буш хитайдин сода келишимигә риайә қилишни тәләп қилди
Әгәр улар хәлқара җәмийәтниң бир қисими болушни үмид қилса, улар бу мәсилини ялғуз бир тәрәп қилиш әмәс, бәлки көпчилик билән биргә һәл қилиши керәк. Америкидин сирт техиму көп дөләтләр хитайниң ташқий перевот сияситигә қарши чиқиши мумкин
Америка президенти җорҗи буш, чаршәнбә күни хитайни хәлқара содидики мәсулийитини ада қилишқа чақирди. Америка президентиниң тәкитлишичә, хитайни содида адил болушқа үндәш америка баш сода вәкили роб портманниң муһим вәзиписи һесаблинидикән.
Президент буш чаршәнбә күни роб портманни америкиниң баш сода вәкили қилип тәйинлиди. Америка, бейҗиң даирилирини хәлқ пулиниң қиммитини чүшүрүп, хитай товарлириниң експорт миқдарини көпәйтиш, буниң билән америка вә явропа әллиридики карханиларни зиянға учритиш билән әйиплимәктә иди. Президент буш, хитайниң дуня сода тәшкилатиға әза болуши америка үчүн яхши иш, дәп көрсәтти. Әмма у, хитайниң сода келишимигә риайә қилишини тәләп қилди. Буш мундақ дәйду:
" Хитай дуня сода тәшкилатиға қатнашқанда хәлқара сода қаидилирини қобул қилған. Хәлқара сода қаидилиригә риайә қилиш хитай билән америка һәр иккилисиниң мәнпәәтигә уйғун "
Президент буш бу сөзләрни роб портманниң америка баш сода вәкили намзатлиқиға көрситилгәнликини елан қилиш йиғинида сөзлигән. Президент буш " биз содида дуч келиватқан қизил рәқәм наһайити зор. Буниң сәвәплириниң бири хитайларниң қаидигә риайә қилмайватқанлиқидур" дәп көрсәтти. Америка малийә министирлиқиниң сәйшәнбә күнки доклатида, хитай һөкүмити хәлқ пулиниң қиммитини контрол қиливатиду, дәп әйиплигән. Америка қануни бойичә, пулниң қиммитини контрол қилиш америка һөкүмитиниң имбаргосиға дуч келиду. Әмма хитай һөкүмити явропа иттипақи билән америкиниң пул түзүми ислаһати елип бериш тоғрисидики бесимиға қарши тиркәшмәктә.
Вен җябав : хитай пул түзүмини чәтәлниң бесими астида өзгәртмәйду
Хитай сода министири бо шиләй, чаршәнбә күни бейҗиңда өткүзүлүватқан " йәр шари байлиқ мунбири" ниң йиғинида, америкиниң хәлқ пули тоғрисидики тәнқиди асассиз, дәп көрсәтти. Бо шиләйниң тәкитлишичә, явропа иттипақи билән америкиниң хитай тоқулма буюмлар експортиға чәклимә қоюши адаләтсизликкән.
Алдинқи күни хитай баш министири вен җябав, пул ислаһати хитайниң игилик һоқуқиға алақидар мәсилә, дәп көрсәтти. Вен җябавниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити пул түзүмини чәтәлниң бесим астида өзгәртмәйдикән. Әмма вен җябавниң сөзи америка кеңәш палата әзаси ларий крейгниң тәнқидигә учриди. Крейг у мундақ дәйду:
" Әгәр улар хәлқара җәмийәтниң бир қисими болушни үмид қилса, улар бу мәсилини ялғуз бир тәрәп қилиш әмәс, бәлки көпчилик билән биргә һәл қилиши керәк. Америкидин сирт техиму көп дөләтләр хитайниң ташқий перевот сияситигә қарши чиқиши мумкин "
Бу арида дүшәнбә күни җоңго дөләтлик ташқий перевот идарисиниң муавин мудири вей бинхуа, хәлқ пули ислаһатиниң вақит җәдивили йоқлиқини билдүрди. Вей бинхуа "америка кеңәш палата әзалириниң хәлқ пули тоғрисидики тәнқидлирини қобул қилмайдиғанлиқини билдүргән иди.
Америка малийә министири җон сновниң көрситишичә, иқтисадий тәрәққияти һалсирап қалғанда ислаһат елип барғандин, иқтисади күчлүк чағда ислаһат елип бериш җоңго үчүн пайдилиқкән. Әмма хитай мәркизий банкисиниң мудири җав шявчүән, хәлқ пул сестимиси пат арида ислаһат қилиниду, дәп қарашниң тоғра болмайдиғанлиқини билдүрди. Хитай һөкүмити пул ислаһатиниң шәрт - шараити пишқанда елип берилидиғанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай мәркизи банкисиниң мудири "хәлқ гезити" ниң хәвирини инкар қилди
- Хитай хәлқ пулиниң қиммитини көтүрүш бесимиға баш әгмәйдиғанлиқини билдүрди
- Америка билән хитай хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәш мәсилисини музакирә қилиду
- Америка хитайға қаратқан сияситини чиңитмақта
- Буш хитайға чәтәл пули тегишиш қиммитини әркин қоюветиш һәққидә бесим ишләтти