Хитай - һиндистан мунасивәтлири вә уйғур мәсилиси

AFP Photo
Хитай - һиндистан мунасивитидики негизлик мәсилә йәнила чегра талаш - тартишидур. Чегра маҗираси хитай - һиндистан оттурсидики йошурун зиддийәткә айланған өз - ара тәһдит нәзәрийисини шәкилләндүргән болуп, улар һәр заман йәң ичидики соғуқ мунасивәтләр уруш һалитини сақлап кәлмәктә .
Гәрчә хитай һөкүмити 1962 - йилдики хитай - һиндистан урушида өзлириниң ғәлибә қилғанлиқини елан қилған болсиму , әмма земин дәваси қиливатқан аруначал райони аллиқачан һиндистанниң әмили контроллиқида болиши хитай һөкүмитини биарам қилип, һиндистанни 62 - йилидики урушни қозғиған таҗавузчилар дәп зәрдә қилишқа сәвәп болмақта.
Әмма һиндистан һөкүмити хитайниң бу әйибләшлирини изчил түрдә рәт қилип, 62 - йилидики урушта хитайниң һиндистан земиниға таҗавуз қилип киргәнликини аммиви сорунларда баян қилип кәлмәктә.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.