Хитайниң чәтәлдә оқуватқан " шинҗаңлиқ" оқуғучиларға қаратқан тәдбиригә тәбирләр
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.07.23
2010.07.23
Хитай даирилири бу җәһәттә актип һәрикәткә өтүп, уйғурлар яшаватқан дөләтләргә тохтимай һәйәт әвәтип, уларни хитай үчүн ишләшкә чақирғандин башқа, вәтәнгә қайтқан муһаҗирларниңму көңлини утуш чарилирини қолланмақта. Йеқинда чәтәлдә оқуйдиған шинҗаңлиқ оқуғучилар бирләшмиси америка вә явропада оқуватқан оқуғучиларниң сөһбәт йиғини уюштуруп уларни шинҗаңниң муқимлиқи һәм тәрәққиятиға хизмәт қилишқа чақирған. Буниң чәтәлләрдә билим ашурған бир қисим уйғур зиялийлирида қозғиған инкаслири һәқиқдә мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиған мәлуматни аңлитимиз.
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт торидин ашкарилинишичә, аптоном районлуқ партком 20 - июл күни чүштин кейин чәтәлләрдә оқуватқан шинҗаңлиқ оқуғучилар бирләшмисиниң намида йиғин чақирип, асаслиқ америка вә явропада билим ашуриватқан зиялийлар билән сөһбәт уюштурған. Йиғинда уйғур аптоном районлуқ партком даимий һәйәт әзаси шәвкәт имин сөз қилип " силәр чәтәлләрдә оқуватқан шинҗаңлиқ ихтисас игилири билән җуңго һөкүмити вә компартийә оттурисидики көврүклүк ролини ойнишиңлар керәк, вәтәнпәрвәрлик идийисини җари қилдуруп муқимлиқ вә тәрәққият үчүн зор төһпиләрни қошуңлар " дәп чақириқ қилған.
Сөһбәт йиғинидин кейин йәнә " вәтәнни қизғин сөйүп гүзәл юрт макан қуруш " темисида паалийәтләр өткүзгән.
Чәтәлләрдә оқуватқан шинҗаңлиқ оқуғучилар уюшмиси, хитай компартийиси қурған "чәтәлләрдики җуңголуқ оқуғучилар уюшмиси"ниң бир тармиқи болуп, мәзкур тәшкилат йеқинқи йиллардин буян чәтәлләргә оқушқа, билим ашурушқа чиққан уйғур зиялийлар һәмдә муһаҗирларниму шу дөләтләрдә турушлуқ әлчилириниң вастиси билән мәзкур тәшкилатқа әза болушқа қизиқтуруш үчүн һәрикәтләр қоллинип кәлмәктә.
Болупму, - 5 июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай һөкүмити мушуниңға охшаш тәшкилат вә бирлик сәпләр намида уйғур муһаҗир һәм билим ашуруватқан уйғурларни хитайға қайтишқа риғбәтләндүридиған бир қатар сиясәтләрни чиқарған.
Америкида туруватқан бир қисим уйғур зиялийлар хитай даирилириниң чәтәлләрдә оқуватқан вә оқуған уйғур зиялийларни өзлирини нишан қилған бу сиясәтлиригә қарита һошярлиқ билән муамилә қилишқа агаһландурмақта.
Бу һәқтә тохталған америкидики тарих пәнлири доктори қаһар барат әпәнди өзиниңму илгири хитайниң шундақ қиззиқтурушлириға учриғанлиқини баян қилди:
Америкидики дора тәтқиқати билән шуғуллиниватқан алий тәтқиқатчи турди ғуҗи әпәнди болса хитайниң уйғур зиялийлирини қизиқтуруш сияситиниң ғәрәзлиригә гуман билән қарайдиғанлиқини ипадилиди:
Америка калифорнийә шитатида компйотер инҗенирлиқи билән шуғуллиниватқан мәвлан ясин әпәнди болса хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә оқуватқан һәм оқуған зиялийларни өзигә қаритишқа йеқиндин буян техиму актип һәрикәткә өтүшини мундақ йешиду:
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә оқуватқан уйғур зиялийлириға қарита йүргүзүватқан бир қатар җәлп қилиш тактикилириға қарита америкида яшаватқан бир қисим уйғур зиялийлириниң көз қарашлирини аңлидиңлар. Гүлчеһрә мәлумат бәрди.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.