Японийидә китаб: “японийә уйғурларға японийә парламенти ишикини, бағрини ачти”
2013.01.04
Мәзкур китабқа хитай йеңи һакимийитидики ши җинпиң башчилиқидики хитай мәркизи комитетидики әмәлдарларниң мәнсәплири нумур бойичә тизилған шундақла уларниң сиясий арқа көрүнүши,мәнсәпдарлиққа өрлишидики сәвәбләр тоғрисидики учурлар, сүрәтлири билән биргә берилгән. Ши җинпиңниң иккинчи қетимлиқ рәпиқиси, атағлиқ хитай армийә нахшичиси пең лиюән һәққидиму тохталған. Ундин башқа, 2010 - йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң саһиби лю шавбо, тибәт роһаний даһийиси далай лама вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир қатарлиқлар бу йүз нәпәр шәхс қатаридин орун алған.
Миязаки японийидә хитай мәсилилири тәтқиқатида тонулған язғучи, обзорчи. Униң әсәрлирини узундин буян яқтуруп оқуп келиватқан, японийә тойо университетиниң аспирант доктори ямада, миязаки вә униң әсәрлири һәққидә тохтилип өтти:
- Миязаки әпәнди хитай тәтқиқатида, болупму хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиридики тәтқиқатида әтраплиқ йетилгән язғучи, мән шәхсән униң тәтқиқатлирини вә әсәрлирини толиму яқтуруп оқуймән.
язғучи миязаки 2012 - йили 5 - айда токйода ечилған 4 - нөвәтлик дуня уйғур қурултийиға алий меһман сүпитидә қатнашқан вә сөз қилған. Униң билән узун йиллардин бири, хитайдики уйғурларға аит тәтқиқатларни бирликтә ишләп өз - ара пикирдаш болуп келиватқан японийидики уйғур сиясий көзәткүчиләрдин доктор турмуһәммәт, миязаки әпәнди һәққидә қисқичә тохтилип өтти.
Мәзкур китабниң 299 - бетидә, япон һөкүмитиниң вә дуняниң уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә қандақ қарайдиғанлиқини төвәндикидәк баян қилған:
“японийә һөкүмити вә хәлқи хитайдики шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғурларниң һәр қандақ һәрикитини шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикити дәп тонуйду. Шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитини японийә шундақ тониған икән, әлвәттә дуняму уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған барлиқ қаршилиқ һәрикәтлирини мустәқиллиқ һәрикити дәп тонуйду. явропа,америка әллириму уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини қоллап қувәтләйду.”
Аптор әсиридә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисиниң ялғузла уйғурларниң мәсилисила әмәс, бәлки бу мәсилиниң тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләргиму мунасивәтлик икәнлики һәққидиму тохталған.
Хитайдики мустәқиллиқ мәсилиси ялғузла шәрқий түркистанлиқ уйғурларниңла арзуси болмастин, бәлки тибәт, җәнубий моңғулийә қатарлиқ хитайдики аз санлиқ милләтләрниңму арзусидур.
Мизаяки китабидики “кишилик һоқуқ нахшисини яңритиватқан уйғур аниси - рабийә қадир” дегән қисмида уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим һәққидә мундақ тохталған:
“рабийә қадир һазир дунядики уйғурларниң рәһбири, илгири хитайдики милйонер, хитай сиясий кеңәшниң әзаси, хитай дөләт рәиси җяң земинниң алаһидә қобул қилишиға еришкән, өзгичә қарашлири билән хитай һөкүмитидики кишилик һоқуқ мәсилисини тәнқидлигәнлики үчүн түрмигә қамалған вә 2005 - йилидин башлап америкида сәргәрданлиқ һаятини башлиған. У өзиниң қабилийити, дуняниң қоллиши билән кишилик һоқуқ мәсилисидә уйғурлар тарихида аҗайип күнләрни бәрпа қилди. Мәсилән: 2012 - йили 5 - айниң 14 - күни пүтүн дунядики 20 нәччә дөләттин кәлгән уйғур вәкиллири, японийә, түркийә парламент әзалири билән бирликтә, японийә парламентиниң қанун салонида дуня уйғур қурултийиниң 4 - нөвәтлик қурултийини ачти. 200 Нәччә мухбирға хитайдики уйғурларниң дәрт әһвалини аңлатти. У кишилик һоқуқ нахшисини яңритиватқан уйғур аниси.”
Аптор китабиниң ахирида, уйғур елидики уйғурларниң һәқ даваси хитай һөкүмити қораллиқ бастурған биләнму түгимәйдиғанлиқини, пәқәтла уйғурларниң һәқ - һоқуқини өзигә қайтуруп бәргәндила, хитай дөлитигиму тинчлиқ, хитай пуқралириға аманлиқ болидиғанлиқи тоғрисида өзиниң қарашлирини мундақ баян қилған:
“шәрқий түркистан хәлқини он нәччә йил қораллиқ бастуруш билән уйғурларни мустәқиллиқ давасидин ваз кәчтүрмәкчи болған ваң лечуән ақивәттә, 2009 - йили 5 - июл үрүмчи вәқәсигә йолуқуп,уйғурларниң хитай йеқинқи заман тарихида мөлчәрлигүсиз мустәқиллиқ қаршилиқ намайишиға дуч кәлди. Буниңдин чөчүгән бейҗиң һөкүмити тәҗрибә - савақларни йәкүнләп, уйғурлар билән һәмсөһбәттә болушниң орниға, йәнә қаттиқ бастуруш үчүн йеңи әмәлдар җаң чуншйәнни тәйинлиди. Хитай уйғурларни бастуруш үчүн йеңи әмәлдарларни тәйинлигән болса, японийә уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини қоллаш үчүн уйғурларға японийә парламенти ишикини, бағрини ачти.”