Хитай, 2008 хартийисигә қол қойған кишиләрни бастуруш буйруқи чүшүргән

Сиясий түзүлмә ислаһати үчүн дәрһал тәдбир елиш, демократик сайлам арқилиқ хәлқ ирадисигә вәкиллик қилидиған парламент қуруп чиқиш, әдлийә орунлирини мустәқил қилиш вә федерал җумһурийәт қуруш арқилиқ миллий мәсилиләрни бир тәрәп қилиш қатарлиқ тәләпләр оттуриға қоюлған вә 300 дин артуқ хитай зиялийси тәрипидин имзаланған 2008 хартийиси хитайдики тор бәтләрдә елан қилинғандин кейин, мәзкур чақириққа қол қойған хитай зиялийлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бәзилири сорақ қилинған , бәзилири болса сақчилар тәрипидин тутулған иди.
Мухбиримиз өмәр қатат
2008.12.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Bao-Tong-ependi-305.jpg Сүрәттә, хитай коммунист партийисиниң секретари җав зийаңниң баш катипи, 2008 низамнамисини қоллиғучилардин бири бав тоң әпәнди.
RFA Photo

Истансимизниң игилишичә, әмди болса хитай мәркизи тәшвиқат бөлүми 2008 чақириқнамисигә қол қойған мәтбуат саһәсидә ишләйдиған кишиләрни бастуруш, мәзкур чақириқнамини имзалиған хитай зиялийлири тәрипидин йезилған мақалиләрни нәшр қилмаслиқ тоғрисида буйруқ чүшүрүп, бу кишиләрниң баянатлириниң мәтбуатта елан қилинишини пүтүнләй чәклигән.

2008 Хартийисини имзалиған бейҗиңдики хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бири болған җав гваңчаң хитай һөкүмәт даирилириниң хитайдики мухбирларни мушу мәсилә арқилиқ өзини дөләт вә партийигә болған садақитини көрситишкә мәҗбурлаватиду, дегән. Җав гваңчаңниң ейтишичә, хитай һөкүмәт даирилири 2008‏ - чақириқнамисини имзалиған хитай зиялийлирини тутуш, сораққа тартиш , қорқутиш вә уларниң баянатлириниң мәтбуатта елан қилинишини чәкләш арқилиқ техиму көп хитай зиялийсиниң мәзкур чақириқнамини имзалишиниң алдини елишни мәқсәт қилмақта.

2008 Хартийиси дәсләптә 300 хитай зиялийси, адвокатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси тәрипидин имзаланған иди. Әмма мәзкур чақириқнамигә қол қойғанларниң сани күнсери көпийип, йеқинда 500 кишидин ашқан иди.

Лекин бәзи хитай зиялийлириниң ейтишичә, 2008 хартийиси һәққидә хитай мәтбуати вә хитайдики тор бәтләрдә нурғунлиған мақалә вә мулаһизиләр елан қилинған болуп, һөкүмәт даирилириниң һөкүмәт вә дөләт ичи - сиртида қоллиғучилири күнсайин көпийиватқан 2008 чақириқнамиси роһиниң хәлқ арисида тарқилишниң алдини елиши мумкин әмәс икән.

Хитай зиялийлири, адвокатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң дадиллиқ билән оттуриға чиқип, хитай асасий қанунини өзгәртишкә вә кәң көләмлик сиясий ислаһат елип беришқа чақирған 2008 хартийисини елан қилиши дуня җамаәтчилики арисида ғулғула қозғиған иди.

Чех җумһурийитиниң сабиқ президенти вә 77 хартийиси дәп аталған чақириқнаминиң лайиһилигүчиси ватслав һавәл йеқинда баянат елан қилип, хитай һөкүмитини сабиқ чехословакийә һөкүмитидин дәрс елишқа вә җаң җухуа вә лю шавбу қатарлиқ хитай зиялийлири тәрипидин имзаланған вә хитай ичидә тәсири күнсери көпийиватқан 2008 чақириқнамисигә қулақ селишқа чақирған.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.