'Хитай 60 йиллиқ тойи һарписида бихәтәрлик вәсвәсә кесилигә гириптар болди'
Мухбиримиз җүмә
2009.09.29
2009.09.29

AFP Photo
Хәлқара һоқуқ тәшкилатлири баянат вә ахбаратларни елан қилип, хитайниң 60 йиллиқ дөләт байрими йеқинлашқан пәйтләрдә, ахбаратқа қарита чәклимиләрни күчәйткәндин башқа йәнә кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә қаратқан бастуруш салмиқиниму ашурғанлиқини илгири сүрди.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати 29 - сентәбир елан қилған баянатида, хитайниң 60 йиллиқ тойи һарписида бихәтәрлик вәсвәсә кесилигә гириптар болғанлиқи вә хитайниң ғәрб ахбаратчилири вә интернеткә қаритилған йолсиз қилмишларни күчәйткәнлики көрситилгән.
Баянатта, хитай йеқиндин буян алған бихәтәрлик тәдбирлири һәққидә тохтилип: " һөкүмәт даирилири катта мәрикә сүпитидә көрсәтмәкчи болған бу иш тор абонетлири вә мухбирларға нисбәтән бир чоң баш ағриқи болди" дейилгән.
Баянатта көрситилишичә, хитайдики интернетни контрол қилидиған органлар интернет абонетлирини чәкләш салмиқини нәччә һәссә күчәйткән. Хитайда яшаватқан чәтәл пуқралири вә хитайдики интернет тосақлиридин өтүп кетидиған юмшақ деталларни ишләткүчиләрму мәзкур органларниң чәкләш нишаниға айланған.
27 - Сентәбир йәкшәнбә күни, йәрлик хитай һөкүмити уйғур елидә интернеттә сиясий муназирә елип беришни чәкләшкә алақидар бир низам намә мақуллиған иди.
Хитай һөкүмитиниң бу һәқтики бәлгилимилиридә интернеттә "бөлгүнчилик" вә шу хил темилардики сиясий мәсилиләрни муназирә қилишиниң қануний җавабкарлиққа тартилидиғанлиқи көрситилгән.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати елан қилған баянатида бу һәқтиму тохталған вә: " хитай рәһбәрлири бөлгүнчиликкә қарши турушни 60 йиллиқ мурасим шуарлириниң биригә айландурди. Әң ғәрбий өлкә шинҗаңда тор бөлгүнчиликигә қаритилған йеңи бәлгилимә йолға қоюлди" дейилгән.
Баянатта көрситишичә, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур елидә интернеткә қарита елинған чәкләш тәдбирлири техичә бошашмиған, мулазимәтрлири хитайға җайлашқан уйғур тор бәтлириниң һәммиси дегүдәк тақалған.
Баянатта хитай хаккерлириниң австралийә вә тәйвән кино фестивалиниң тор бетигә һуҗум қилип, рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән "муһәббәтниң он шәрити" намлиқ һөҗҗәтлик филимниң мәзкур фестивалларға қоюлғанлиқиға наразилиқ билдүргәнлики вә фестивал тәшкиллигүчилиридин хитай хәлқидин әпу сорашни тәләп қилғанлиқи, хитай хаккерлириниң өзлириниң хитай коммунист партийиси билән болған мунасивәтлирини йошурмиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Хитай сақчи даирилириниң 1 - өктәбир байриминиң рәпитис паалийитини сүрәткә елишқа тәмшиливатқан японийә мухбирлириға зораванлиқ қилғанлиқи, японийә кйото ахбарат агентлиқи үчүн хизмәт қилидиған 3 нәпәр японийә мухбириниң өз ятақлирида пуқрачә кийингән хитай сақчилириниң һуҗумиға учриғанлиқи оттуриға қоюлған. Хитайниң 60 йиллиқ тойида мухбирлардин башқа йәнә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниңму қарши елинмайдиған меһманлар икәнлики илгири сүрүлмәктә.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 28 - сентәбир бу һәқтә елан қилған ахбаратида, кишилик һоқуқ пикриниң оттуриға чиқип, өктәбир байримида намайәндә қилмақчи болған инақ җәмийәт образиға тәһдит пәйда қилишиң алдини елиш үчүн, хитай һөкүмитиниң һоқуқ паалийәтчилирини нәзәрбәнд астиға елиш вә уларға паракәндичилик селиш салмиқини ашурғанлиқини оттуриға қойди.
Ахбаратта оттуриға қоюлушичә, хитай һөкүмити йеқинда буян нәччә йүзлигән паалийәтчиләрни нәзәр бәнд астиға алған вә бейҗиңға кәлгән әрздарларни бейҗиңдин мәҗбури һәйдигән.