Хитай ташқи ишлар баянатчиси түркистан ислам партийиси һәққидә тохталди

Хитай ташқи ишлар баянатчиси лю җйәнчав, бүгүнки ахбарат елан қилиш йиғинида, мухбирларниң түркистан ислам партийиси һәққидики соаллириға дуч кәлгән. Бүгүнгә қәдәр хитайниң өлкә вә шәһәр дәриҗилик сақчи органлири мәзкур тәшкилатниң баянатиға инкас қайтурған болсиму, рәсмий дөләт әрбаблири бу темида ипадә билдүрмигән иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.07.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
 Баянатчи лю җйәнчав сөзидә, шәрқи түркистан террорчилири мәвҗут, хәлқара җамаәтниң бизгә бу җәһәттә ярдәмлишишни үмид қилимиз дегән.

Лю җйәнчав бүгүнки йиғинда тунҗи дуч кәлгән соал күнмиңдики аптобус партлаш вәқәси болған. Мухбир униңдин күнмиңдики партлаш бейҗиң олимпикиға тәсир көрситәмду, бу сәвәблик, террорлуққа қарши тәдбир күчәйтиләмду дәп сориған. Лю җйәнчавниң җаваби мундақ болған: "
Мән күнмиңдики аптобус партилашниң олимпик бихәтәрлики билән бивастә алақиси бар дәп қаримаймән. Шундақтиму у партлаш, бейҗиң олимпики мәзгилидә, муһим җамаәт сорунлиримизниң бихәтәрликини күчәйтишниң зөрүрлүкини һес қилдурди."
 
Ахбарат елан қилиш йиғининиң давамида йәнә бир мухбир, түркистан ислам партийиси һәққидә мундақ соал сориған: күнмиңдики аптобус партлаштин кейин, өзини шәрқи түркистан тәшкилати дәп атиған бир тәшкилат мәсулийәтни үстигә алди, бирақ хитай тәрәп уларниң баянатини рәт қилди. Силәрниң бу тәшкилаттин қанчилик хәвириңлар бар? һөкүмитиңлар нәзиридә мана мушундақ бир тәшкилат мәвҗутму? бу соалға лю җйәнчав мундақ җаваб бәргән: "күнмиңдики партлашни бир чәткә қоюп турайли, шуларға охшаш түркистанчи террорчилар вә террорлуқ һәрикәтлири җуңгода мәвҗут, шуңа биз хәлқара җамаәтниң бизниң террорлуқ һәққидики әндишилиримизни чүшинишни, террорға қарши күришимизни, җүмлидин шәрқи түркистанчиларға қарши күришимизни қоллишини вә ярдәмлишишни үмид қилимиз."

Лю җйәнчав җавабиниң ахирида йәнә, бу қоллашниң башқа дөләтләр үчүнму пайдилиқ икәнликини әскәрткән. Мухбир түркистан ислам партийисини шәрқи түркистан тәшкилати дәп атиған, лю җйәнчавму шу буйичә җаваб бәргән.

Ройтерс агентлиқи бүгүн лю җйәнчавниң юқириқи сөзлиригә қарита бир түркүм мутәхәссисләрниң қарашлирини игилигән. Австралийидики асия тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси Michael Clarke, "шинҗаң үсти йепиқ бир қазан, у йәрдә немә болуватқинини билиш мумкинсиз" дәп билдүргән вә хитайниң террорлуқ тәһдити һәққидики баянлириға ишинишкә болмайду дегән.

Америкиниң тайландта турушлуқ һәрбий мутәхәссиси Robert Karniol башқа җайларда болғинидәк, уйғурлар арисидиму қораллиқ күрәш йолида меңиватқан вә сиясий күрәш йолида меңиватқан охшимиған гуруппиларниң барлиқини, буларниң тәбиий һалда хитайға нисбәтән тәһдит икәнликини билдүргән. У йәнә мундақ дегән: "хитайниң террор тәһдитини әң чоң тәһдит дегинигиму ишәнмәймән, түркистан ислам партийиси у партлитишларни қилмиди дегинигиму ишәнмәймән."

Күнмиңдики аптобус партлаш вәқәси вә түркистан ислам партийисиниң баянати хитайдики учур - алақә контиролиниң қаттиқлиқини йәнә бир қетим күнтәртипкә әкәлди. Мәзкур темида пикир баян қилғучилар, омумийүзлүк хитай ахбарат контролидин шикайәт қилған. Бүгүнки ахбарат елан қилиш йиғинидиму, мухбирлар, лю җйәнчавдин шаңхәй вә күнмиңдики партлаш һәққидә немә үчүн ениқ мәлумат бәрмәйдиғанлиқини сориған. Лю җйәнчав бу соалға бихәтәрлик тәһдити сәвәбидин дәп җаваб бәргән.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.