Бейҗиңдики хитай адвокатлар 'шинҗаң' даирилириниң '5 - июл вәқәси'гә қатнашқан уйғурларни бир тәрәп қилиш усулини тәнқид қилди
Мухбиримиз әркин
2009.10.28
2009.10.28

AFP Photo
Бу мунасивәт билән бейҗиңлиқ бир гуруппа адвокат вашингтонға келип, хитайда диний әркинлик вә қанунниң роли тоғрисида доклат бәрди шундақла хитайниң "5 - июл вәқәси"гә қатнашқан уйғурларни бир тәрәп қилиш усулиниң хитай қанунидики бәлгилимиләргә хилап икәнликини илгири сүрди.
Бейҗиңдики кишилик һоқуқ адвокатлирини асас қилип тәшкилләнгән бир гуруппа кәспий зиялий чаршәнбә күни америка дөләтлик ахбарат кулубида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, хитайда диний әркинлик вә қанунниң ролиға даир мәсилиләрдики пикирини оттуриға қойди вә президент обаманиң 11 - айдики хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшини тәләп қилди.
Мәзкур паалийәтни америка хәлқара диний әркинлик комитети уюштурған болуп, гуруппа әзалириниң арисида җаң кәй, ли фаңпиң вә җйән тйәнюңға охшаш уйғурларниң диний әркинлик давасиға арилашқан яки уйғур вәзийитигә диққәт қилидиған адвукатлар бар иди.
Йиғинда 6 кишиилик гуруппа тәркипидики бейҗиң йиҗя қанун мулазимәт ширкитиниң хадими, түрмидики қәшқәрлик уйғур христян мурити алим һимит вә осман иминларниң адвокати җаң кәй сөз қилип, хитайда адвокатларниң мәһбусларға вәкиллик қилиш вә уларни ақлаш һоқуқи еғир дәхли тәрузға учрайдиғанлиқини, даириләрниң сәзгүр дилоларда адвокатларға тәһдит салидиғанлиқини билдүрди. Җаң кәй, җуңго" әдлийә сестимиси даим бу түрлүк дилоларға йолуққанда дилони ақлишиңизға йол қоймайду яки дило турғузсиму сот ачмай турувалиду вә яки сот ачсиму һөкүм елан қилмай турувалиду. Бәзидә адвокатлар тәһдиткә учрайду" дәп көрсәтти.
Җаң кәй, бу түрдики вәқәләрниң типик мисали уйғур христян мурити алим һимитниң дилоси икәнликини, даириләрниң уни яки сотлимай вә яки һөкүм елан қилмай тутуп туруватқанлиқини билдүрди.
Вашингтондики бу паалийәт америка президенти барак обама келәр айниң оттурилирида хитайни зиярәт қилидиған, кишилик һоқуқни қоғдиғучи тәшкилатлар обамани хитай билән иқтисад, ениргийә вә келимат мәсилисини сүзлишипла қалмай, кишилик һоқуқни, асаси әркинлик мәсилисини сөзлишишкә чақириватқан мәзгилдә өткүзүлгән иди.
Йиғинда бейҗиңдики кишилик һоқуқ адвокати ли фаңпиң, хитай әдлийә тармақлириниң диний мәсилиләргә дөләт бихәтәрлик нуқти нәзиридә муамилә қилидиғанлиқини, адвокатларниң бу түрдики дилоларда роли йоқлуқини тәнқид қилди. У мундақ дәйду": адәттики әһвалларда йәрлик һөкүмәтләр дило беҗиргәндә диний мәсилигә даир дилоларни дөләт бихәтәрлик нуқти нәзирини чиқиш қилип, бир тәрәп қилиду. Нормалда җ х даирилириниң дөләт бихәтәрлик органи, дөләт аманлиқини қоғдаш әтрити яки хурапи динларға қарши туруш әтрити дегән органлар бир тәрәп қилиду. Җуңго һөкүмити йәнә бу түрлүк дилоларда қанун саһәси вә адвокатларға сияси сәзгүрлүкни тәшәббус қилиду....Бу әһвалда адвокатларниң хизмити тәсиргә учрайду, көп әһвалларда адвокатларниң һечқандақ роли болмайду."
Америка дөләтлик ахбарат кулубидики йиғинға қатнашқан 6 кишилик гуруппидики затларниң йәнә бири, бейҗиңдики йәр шари қанун мулазимәт орниниң адвокати җйән тйәнюңдур. У, 2008 - йили 3 - айдики намайишқа қатнашқан тибәтлик ламаларниң кишилик, диний әркинлик һоқуқиға аит дилосини қобул қилип, уларни ақлаш билән тонулған иди. Җйән тйәнюң йиғинда мухбиримизниң үрүмчи вәқәсигә даир соаллириға җаваб берип, "шинҗаң" даирилириниң йеқинда аталмиш "5 - июлдики вәқәгә қатнашқан уйғурлар"ни сот қилиш усули хитай қанунидики бәлгилимиләргә хилап икәнликини билдүрди.
У, үрүмчидики "сотниң қануни рәсмийитидики сақланған мәсилиләрдә қанун саһәсидикиләрниң көз қариши охшаш. Бу кишиләр җуңго қанунидики бәлгилимигә асасән халиған адвокатни тәклип қилалидиму ? бизгә шинҗаң адвокатлар җәмийитиниң адвокатларға бу кишиләрни бир туташ һавалә қилғанлиқиға даир хәвәрләр кәлди. Бу наһайити әхмиқанилиқтур... Бейҗиң әдлийә идариси болса үрүмчи вәқәсигә аит дилоларни қобул қилған адвокатларниң дилони тәстиқлитишини тәләп қилидиған уқтуруш чиқарди. Бу адвокатларниң кәспий һоқуқиға қанунсиз арилишиш болупла қалмай, әйибләнгүчиләрниң адвокат тәклип қилиш һоқуқиға таҗавуз қилғанлиқтур. Шуңа нурғун кишиләр үрүмчидики сотта йүз бәргән адаләтсизлик вә қанунсизлиқни тонуп йәтти" дәп көрсәтти.
Хитай һөкүмити "5 - июл вәқәси"ни чәтәлдики аталмиш "бөлгүнчи" күчләрниң пәйда қилғанлиқини илгири сүрүп, тиғ учини уйғур рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимға қаратқан иди. Лекин җйән тйәнюң бейҗиң даирилириниң бу әйиблишиниң пут тирәп туралмайдиғанлиқини әскәртип, бейҗиң һөкүмитини вәқәни башқиларниң үстигә артишниң орниға вәқәниң келип чиқиш сәвәби үстидә издиниши керәк иди, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду": лекин биз билимиз, җуңго һөкүмитиниң адәтләнгән бир миҗәзи бар. Бирәр вәқә йүз бәрсә даим мәсулийәтни башқиларға артиду. У даим мәсулийәтни артқини болидиған сәвәбни тепип, үзиниң мәсулийити йоқлуқини ипадиләшкә тиришиду. Бу яхши хаиш әмәс. Әгәр һөкүмәт мәсулийәткар болса вәқә йүз бәргәндин кейин униң сәвәбини тепип чиққан, башқуруштики хаталиқини түзәткән болатти. Мәсулийәтни мәлум бир тәшкилат яки шәхскә артмайтти."
Хитай һөкүмити йеқинда "5 - июл вәқәси" қатнишип, аталмиш"җинайәт" садир қилғанлиқини илгири сүргән уйғурларни үзлүксиз сотлайдиғанлиқини билдүргән. Хитайниң бу һәрикити чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң шиддәтлик тәнқидигә учрап, улар сотниң адаләтсиз елип бериливатқанлиқини, уйғурларни бир тәрәплимилик җазалаш, райондики миллий зиддийәтни илгирилигән һалда өткүрләштүридиғанлиқини агаһландурған иди.
Бейҗиңдики кишилик һоқуқ адвукати җаң кәй йиғин арисида зияритимизни қобул қилип, хитай әдлийә сестимисидики адаләтсизликкә хатимә беришниң йоли сотниң тәрәпсиз вә мустәқиллиқидур, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У, җуңго әдлийә сестимисида "җиддий һәл қилишқа тегишлик нигизлик мәсилә әдлийәниң мустәқиллиқидур. Әдлийә мустәқил болмиса, у һөкүмәткә тәвә болса, униң тоғра һөкүм чиқириши, мәсулийитини ада қилиши имкансиз. Җуңгода әдлийә сиясий қанун комитетиниң башқурушида болуп, тәрәпсиз әмәс. Әдлийә мустәқил әмәс дегәнлик, у өзиниң вәзиписини тәрәпсиз атқуралмайду дегәнликтур," дәп көрсәтти.
Америка дөләтлик ахбарат кулубидики йиғинға җаң кәй, ли фаңпиң вә җйән тйәнюңлар қатнашқанниң сиртида йәнә, бейҗиңдики кишилик һоқуқ адвокати вә паалийәтчиси дәй җинбо шундақла сав җи вә ваң гуаңзилар қатнашқан. Адвокатлар йиғинда президент обама келәр ай хитайни зиярәт қилғанда диний әркинлик, қанунниң роли вә кишилик һоқуқни хитай рәһбәрлириниң алдиға қоюши керәк, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.