Хитай афғанистанға көз тикмәктә

Канададики әң нопузлуқ гезитләрниң бири болған "йәршари почтиси" гезитидә, "әҗдиһа һиндиқуш теғида: хитайниң афғанистанға қизиқишлири" намлиқ мақалә елан қилинди.
Мухбиримиз камил турсун
2009.05.01
NATO-Afghan-mountain-305 Америка чарлаш қисимлири афғанистанниң мәлум тағлиқ районида чарлашта.
AFP Photo

Бу мақалә канадалиқ икки нәпәр истратегийә вә мудапиә мәсилилири мутәхәссиси тәрипидин йезилған болуп, хитайниң афғанистанға көз тикишидә, хитайниң бешини ағритиватқан уйғур мәсилисиниң муһим рол ойниғанлиқи алаһидә тәһлил қилинған.

Бу мақалә торонтодики канада хәлқара комитетиниң истратегийә тәтқиқатчиси томас адамс билән оттавадики мудапиә кеңиши җәмийитиниң мудапиә мәсилилири анализчиси арнав манчанда тәрипидин йезилған.

Мақалида, хитай даирилириниң талибандин кейинки афғанистан билән алақиларни күчәйтиватқанлиқи, афғанистанниңму йирақтики ғәрб дөләтлири билән болған мунасивәтни көпхиллаштуруш үчүн хитайниң мәбләғ селишиға қизиқиватқанлиқи тилға елинған вә шундақла хитайниң афғанистанға алаһидә қизиқишида үч хил истратегийилик мәнпәәтиниң алаһидә түрткилик роли болуватқанлиқи изаһлап өтүлгән.

Иқтисади истратегийилири

Мақалә апторлири хитайниң афғанистанға көз тикишидики иқтисадий истратегийиси һәққидә тохтилип: "хитай иқтисадиниң тиз сүрәттә тәрәққи қилиши чәтәлдин енергийә вә йеқилғу киргүзүшни тәләп қилиду. Афғанистан мол тәбиий байлиқларға игә. 2008 - Йили хитайниң җяңши өлкилик мис ширкити билән хитай металлургийә ширкити бирлишип, 3 милярд 500 милйон долларлиқ мәбләғ селип, афғанистанниң техи ечилмиған айнак намлиқ мис кениниң толуқ ишлитиш һоқуқини сетивалди, бу келишим хитай үчүн интайин чоң ғәлибә һесаблиниду," дәп язиду.

Сиясий истратегийиси вә уйғур мәсилиси

Канадалиқ истратегийә вә мудапиә мутәхәссислири, хитайниң афғанистанға қизиқишиниң әң муһим сәвәблиридин бириниң уйғур мәсилиси билән мунасивәтлик икәнликини тилға елип: " хитай билән афғанистан "үч хил күч" кә йәни радикаллиқ, террорлуқ вә бөлгүнчилик билән көрәш қилишта ортақлиққа игә. Әмма бейҗиң үчүн елип ейтқанда, бу аталмиш "үч хил күч" асаслиқи уйғур аптоном районидики йәрлик мусулман уйғурларни көрситиду. Уйғур аптоном райони афғанистан билән 76 километерлиқ узунлуқтики чегра линийисигә игә. Бейҗиңниң илгири сүрүши буйичә, "шәрқий түркистан ислами һәрикити" намлиқ тәшкилатниң әзалири 90 - йилиниң ахирлирида, афғанистанда талибанниң ярдими билән һәрбий мәшиқ елип барған, кейин улар хитайға қайтип берип, уйғурларниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн җиһат һәрикәтлири билән шуғулланған," дәп язиду.

Мақалә апторлири нөвәттә уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлириниң хитайниң бешини ағритиватқанлиқини вә хитай коммунист һакимийити үчүн уйғур аптоном районидин айрилип қелишниң еғир бәдәл тәләп қилидиғанлиқини тилға елип: "бу земин пүтүнлүкини ишқа ашуруш үчүн урунуватқан хитай коммунистлири үчүн қобул қилғили болмайдиған ақивәттур. Әгәр хитай коммунист һакимийити уйғур районидин айрилса, бу тибәтликләрниң алий аптономийә тәлипигә илһам бериду. Гәрчә тибәтликләр хитайдин пүтүнләй айрилмиған тәқдирдиму. Бу йәнә тәйвәнниң рәсмий мустәқиллиқ елан қилишини илгири сүриду. Шуңа хитай даирилири уйғур аптоном райони билән афғанистан чегрисидики бихәтәрлик күчлирини көпәйтмәктә," дәп язиду.

Енергийә бихәтәрлики истратегийиси

Мақалә апторлири афғанистанда тинчлиқ вә бихәтәрликниң ишқа ешишиниң хитайниң пакистандики истратегийилик мәнпәәтлиригә уйғун келидиғанлиқини баян қилип: "
Афғанистанниң муқимлиқи хитайниң пакистандики истратегийилик вә ихтисадий мәнпәәтлири үчүн муһим рол ойнайду. Хитай пакистанниң бәлуҗистан өлкисидики истратегийилик әһмийәткә игә болған, гвадар портиға көпләп мәбләғ салди. Чүнки хитай импорт қилған нефитиниң 60% и бу портниң 400 километер ғәрбидики һормуз боғизидин өтиду. Айнак мис кени вә гвадар порти билән хитайни туташтуридиған қуруқлуқ йоли уйғур аптоном районидин өтиду," дәп язиду.

Улар мақалисидә уйғурлар вәтиниң хитай үчүн интайин муһим истратегийилик орунға игә икәнликини алаһидә тилға алиду.

Хитайниң афғанистанға сиңип кириши вә буниң ақивити

Бу мақалидә йәнә , хитайниң афғанистандики бу " бүйүк оюн" ға башқиларға охшаш оюнчи сүпитидә бивастә қатнишишни вә бу дөләткә қол тиқишни хиял қиливатқанлиқи, лекин бихәтәрлик әндишилири түпәйлидин нөвәттә бир чәттә қарап турушқа мәҗбур болуватқанлиқи вә афғанистанниң бихәтәрлики нато ниң, йәни шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң қисимлири тәрипидин қоғдилидиған муддәттә, хитайниң бу йәрдин әмәлий бир мәнпәәт алалмайдиғанлиқи әскәртилиду.

Бу икки нәпәр канадалиқ истратегийә вә мудапиә мутәхәссислири, афғанистанда тинчлиқ ишқа ашқанда, хитайниң бу дөләткә техиму көп мәбләғ салидиғанлиқини вә униң афғанистан үчүн муһим дөләткә айлинидиғанлиқини, буниң ахирида сәлбий ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини әскәртип: "бу йәрдә йошурун сәлбий амиллар мәвҗут. Адәттә хитай сиңип киргән дөләтләргә, өзлириниң тутқан йоли, иҗтимаи, сияси вә иқтисадий сиясәтлирини таңиду. Хитай афғанистанға сиңип киргәндин кейин, бу дөләтниң иҗтимаи вә сияси тәрәққиятини контрол қиливалиду," дәп язиду.

Улар мақалисидә, афғанистанниң тенчлиқи үчүн қан төкүватқан вә еғир бәдәлләрни төләватқан ғәрб дөләтлирини, хитайниң бу дөләткә сиңип киришигә қарита, алаһидә диққәт қилишқа чақириду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.