Америка, хитайниң аләм бошлуқи вә интернет бихәтәрликигә тәһдити күчийиватқанлиқини илгири сүрди

Америка - хитай иқтисади - бихәтәрлик көзитиш комитетиниң дөләт мәҗлисидики испат бериш йиғини, хитайниң аләм бошлуқи вә тор системисида америка бихәтәрликигә тәһдит селиш күчи, зор көләмлик қирғучи қоралларниң тарқилишидики роли вә бу түрдики қоралларни чәкләш әһдинамисиға риайә қилиш әһвалини игиләш шундақла мунасивәтлик тәрәпләрниң бу мәсилидики пикирини елишқа беғишланған йиғинларниң биридур.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.21

 Шу күнки йиғинда америка армийисиниң аләм бошлуқи, йәршари интернет мәшғулатиға мәсул генераллар, ташқий ишларминистирлиқиниң юқири дәриҗилик дипломати вә америка тәтқиқат органлиридики мутәхәссисләрниң пикири елинди. Испат бәргүчиләр ичидә америка армийиси истратегийилик қараргаһиниң аләм бошлуқи программиси мәсули, муавин қомандан җефрей хорен вә истиратегийилик қараргаһи қармиқидики йәр шари тор системиси мәшғулат қисимлириниң мәсули полковник гәрий микалум шундақла америка ташқий ишлар министирлиқиниң муавин ярдәмчи министири патришийә микнернейлар бар иди.

" Хитай сүний һәмраһқа қарши туруш қораллириға зәрбә бериш иқтидарини "әсәбийлик" билән раваҗландуруватиду "

Йиғинда генерал җефрей хорен, хитайниң аләм бошлуқида уруш қилиш иқтидарини раваҗландуруш дөләтниң абройи вә дөләтниң қудритини намайән қилишта зор әһмийәткә игә,дәп қарайдиғанлиқи, сүний һәмраһ , башқа аләм әслиһәлирини вә сүний һәмраһқа қарши туруш қораллириға зәрбә бериш иқтидарини "әсәбийлик" билән раваҗландуруватқанлиқи шундақла буниң америка вә башқиларға пәйда қиливатқан тәһдити күчийиватқанлиқи қатарлиқларни билдүрди.

Бу қоралларниң тәрәққияти тәйвән боғузиниң вәзийитидә зор мәнигә игиликини тәкитлигән җефрей хорен, " хитай һәрбий күчини тәрәққи қилдуруш билән тәң аләм бошлуқи вә аләм бошлуқи қораллириға қарши туруш иқтидарини зор күч билән илгири сүрмәктә....Хитай тәрәққи қилдуруватқан аләм бошлуқи қораллири сүний һәмраһқа қарши туруш, аләм бошлуқини тиң-тиңлаш шундаақла аләм бошлуқида уруш қилиш иқтидариға игә қоралларни өз ичигә алиду. Бу қораллар тәйвән боғузиниң вәзийитидә зор мәнигә игә " дәйду.

Генерал җефрей хорен америка - хитай иқтисади вә бихәтәрлик комитетидики сөзидә йәнә, хитай армийисиниң йеқинқи бир язма йолланмисида дүшмәнниң тиңтиңчи сүний һәмраһлирини, йолбашлиғучи сүний һәмраһ вә агаһландурғучи сүний һәмраһлирини "гас һәм қарғу" қиливетиш керәк, дәп тәкитләнгәнликини әскәртти.

" Хитай армийисиниң йәр шари орбитисидики сүний һәмраһларға зәрбә бериш иқтидари бар "

Җефрей хпрен, хитайниң 2007 ‏ - йили 1 ‏ - айда аләм бошлуқидики бир керәксиз һаварайи сүний һәмраһини етип чүшүргәнлик вәқәси хитай армийисиниң йәр шари орбитисидики сүний һәмраһларға зәрбә бериш иқтидари барлиқиниң намайәндиси, дәп тәкитлигән болсиму, лекин у әгәр хитай тәйвәнгә һуҗум қилса , буниңға америкиниң қайтуридиған инкасини тилға алмиди. У пәқәт америкиниң "аләм бошлуқи иқтидарини қоғдаш җәһәттики актипчанлиқини сақлаш" зөрүр, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Йиғинда америка йәр шари тор системиси мәшғулат қисимлириниң мәсули, полковник гәрий микалем, хитайниң америка тор системисиға тәһдит селиш иқтидари үстидә тохтилип, хитай 2050 ‏ - йилиға қәдәр електрон саһәсидә йәр шари үстүнлүкигә еришиш, йәр шари учур асаси әслиһәлиригә әҗәллик зәрбә берәләйдиған иқтидарға игә болушни көзлимәктә, дәп көрсәтти.

Полковник гәрий микалум оттуриға қойған бу пәрәз америкидики кәвен колмән текнолитик институтиниң йеқинда тәйярлиған бир доклатида тәкитләнгән иди. Колмән америка - хитай иқтисади - бихәтәрлик көзитиш комитетиниң әзалириға "бу мәсилини һазирниң өзидә музакирә қилиш керәк " дәп қарайдиғанлиқини, чүнки бу мушу әсирниң оттурилиридики тәһдит болмай, йеқин келәчәктики тәһдит икәнликини билдүрди.

" Хитай қорал - ярақлар содисини тохтитиши керәк "

Хитайниң бәзи саһәләрдә мунасивәтлик америка әмәлдарлирини һәйран қалдурғанлиқини тәкитлигән колмән, " хитайниң бир қанчә җәһәттики артуқчилиқи америка мудапиә вә ахбарат хадимлирини һәйран қалдурди шундақла хитайниң һәрбий иқтидарини мөлчәрләш қабилийитимиздә гуман қозғиди " дәйду. Бу қетимқи испат бериш йиғинида доклат бәргән әрбапларниң бири, америка ташқий ишлар министирлиқиниң хәлқара бихәтәрлик, қирғинчи қоралларни тизгинләш ишлириға җавабкар муавин ярдәмчи министири патришийә микнерней иди. У, хитайниң қирғинчи қоралларни тизгинләш мәсилисидики хатирисини тәнқид қилди.

Микнерней, иранниң ирақтики қаршилашқучи күчләр вә террорчиларни қорал - ярақлар билән тәминләватқанлиқиға қаримай, хитайниң иранға қорал - ярақларни йоллаватқанлиқи, буниң ичидики бәзи қоралларниң ирақтики қаршилашқучи күчләрниң қолиға йәткүзүлүватқанлиқини билдүрди. У, хитайниң авғуст ейида олимпик мусабиқиси өткүзүшкә тәйярлиниватқанлиқини, хитайниң қорал - ярақлар содисини тохтитиши керәкликини, чүнки ирақтики америка әскәрлириниң бу қоралларда өлтүрүлүватқанлиқини әскәртти. Хитайниң қорал - ярақлар содиси ялғуз иран билән чәкләнмәйдиғанлиқини тәкитлигән микнерней, хитай ширкәтлириниң америка хәтәрлик, дәп қарайдиған дөләтләр берма, судан вә сүрийәләргә қорал - ярақлар сетиватқанлиқи, америкиниң хитай билән , деңиз порти вә айродромлирини лүкчәк дөләтләрниң хәтәрлик материялларни йөткишигә ечип бәргәнлики тоғрисида сөзләшкәнликини әскәртти.

У мундақ дәйду," әлвәттә биз хитайниң чәтәллик қорал - ярағ тошуғучиларниң әң бихәтәрлик өткүнчи бекити, дегән намни чөрүп ташлишини үмид қилимиз." . Лекин у йәнә , хитайниң қирғинчи қоралларни тизгинләш сияситидә бир аз илгириләш болғанлиқини, болупму шималий корийә билән иранға ядро программисидин ваз кечиш тоғрисида бесим ишләткәнликини билдүрди.

"Хитай хакерлириниң америкиға һуҗум қилиш вәқәлирини даим ишиткили болиду "

Америка - хитай иқтисади - бихәтәрлик көзитиш комитетиниң әзаси Daniel Blumenthal болса америка чоқум йүз бериш еһтимали мәвҗут һадисиләргә қарши туруш иқтидарини һазирлиши керәк, дәй қарайдиған америка мутәхәссислириниң бири. У америка дуч келиватқан бу тәһдит тоғрисида мундақ дәйду: " биз шуни қияс қилишимиз керәк. Хитай һәрбий вә аммиви ишларда америка билән аләм бошлуқи риқабити елип берипла қалмай, аләм бошлуқи қораллирини актип тәрәққи қилдурмақта. Америка чоқум бу әһвалға қарши тәйяр туруши керәк".

Америка авам палата әзаси зое лофгрен америка - хитай иқтисади - бихәтәрлик көзитиш комитетиниң йиғиниға қатнашқан иштиракчиларниң биридур. У йиғинда америкиниң тор бихәтәрлики дуч келиватқан тәһдит үстидә тохталди.

Америка тор системисиниң бихәтәрликини қоғдаш күнтәртиптики муһим мәсилә болуп қалғанлиқини тәкитлигән лофгрен, " хитай хакерлириниң америкиға һуҗум қилиш вәқәлирини даим ишиткили болиду. Мәсилән , 2006 ‏ - йили 10 ‏ - айда америка сода министирлиқи, ташқи ишлар министирлиқи хитай хакерлириниң һуҗумиға учриди. Америка федератсийә органлири нурғун сәзгүр материяллирини адәттики тор бәтлиридә сақлайду. Шуңа бу диққәт қилишқа әрзийдиған бир иш болуп қалди " дәйду. Америка - хитай иқтисади бихәтәрлик көзитиш комитети 2000 ‏ - йили қурулған орган болуп, униң вәзиписи хитай билән болған сода - иқтисади мунасивәтләрни көзитиш, назарәт қилиш, дөләт мәҗлисигә тәклип пикирләрни бериш шундақла хитай - америка мунасивитигә даир доклат һазирлаштур.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.