Хитай билән америка оттурисидики нәшр һоқуқи давасида хитай йеңилди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.08.13
2009.08.13

AFP Photo
Дуня сода тәшкилати чаршәнбә күни хитай билән америка оттурисида икки йилдин ошуқ вақит давамлашқан мәзкур нәшр һоқуқи дәвасида хитайниң йеңилгәнликини елан қилди.
13 - Авғуст дуня сода тәшкилати WTO америка билән хитай нәшр һоқуқи дәвасиға қарита 460 бәтлик қарарини елан қилди. Дуня сода тәшкилатиниң мәзкур қарарида, хитайниң америкидики кино вә нахша,музика филим шеркәтлирини пәқәт хитай дөләт игидарчилиқидики ширкәтләр биләнла сода алақиси орнитиш билән чәклимәслики керәкликини тәләп қилиш билән тәң, хитайниң чәтәл шеркәтлириниң интернет арқилиқ өз нәшр буюмлирини сетишиға йол қоюши керәклики бекитилкән.
Бу америкидики кино, компйотер оюнлири вә нахша, музика пластинкилири, китаб вә компйотер юмшақ деталлири ишләпчиқириш саһәсигә нисбәтән интайин зор ғәлибә, хитай үчүн болса бу дуня сода тәшкилати тәрипидин аптомобил запчаслири експорт қилиш беҗи мәсилисидин кейин берилгән әң қаттиқ җаза һесаблиниду.
Америка билән хитай оттурисидики мәзкур нәшр һоқуқи дәвасини бир тәрәп қилишқа мәсул содийә хитайни, " 2001 - йили дуня сода тәшкилатиға киргән чағдики, сәнәт буюмлириниң әркин сетилишиға йол ачидиғанлиқи һәққидики вәдисигә хилаплиқ қилди," дәп әйиблигән.
Америка кино сәнити җәмийити директор мудирийити башлиқи Dan Glickman дуня сода тәшкилатиниң қарарини алқишлап " бу наһайити муһим бир қәдәм, буниң билән базар әркинликини ишқа ашуруш билән тәң хитайда һолливод филимлирини қанунсиз көчүрүп тарқитишқа зәрбә бәргили болиду" дегән.
Америкидики даңлиқ әқли мүлүк һоқуқи адвокати Kenyon LLP ниң пәризичә, хитай базарлирида сетиливатқан чәтәл нәшр буюмлириниң 20% тин 30% кичә болғини қанунсиз көчүрүп тарқитиливатқан нәшр боюмлар болуп, буниң билән болупму америка ширкәтлири еғир зиянға учримақта.
Америкиниң дуня сода тәшкилатиға хитай үстидин сунған нәшр һоқуқи әрзидә, америка ширкәтлири тәрипидин ишләпчиқириливатқан кино, vcd, dvd, cd, компйотер оюнлири, юмшақ деталлар, китаб вә башқа буюмларниң хитайда қанунсиз көчүрүп тарқитилиши билән америка шеркәтлириниң һәр йил тәхминән үч милярд йәттә йүз милйон доллар әтрапида зиянға учраватқанлиқи, америкиниң шеркәтлириниң буниңдин тәхирсиз һаләткә кәлгәнлики көрситилгән иди.
Дуня сода тәшкилатида америка билән хитай оттурисида давам қилған бу нәшр һоқуқи дәвасиниң икки йерим йилға йеқин вақит ичидә бесип өткән мусаписини әсләп өтәйли :
2007 - Йили - 4 айниң - 10 күни америка дуня сода тәшкилатиға хитайниң нәшр һоқуқи оғрилиқи вә сахта таварлар мәсилиси үстидин рәсмий әрз сунди.
2007 - Йили 6 - айда америка хитай икки тәрәп сода вәкиллири җәнвәдә мәзкур мәсилә һәққидә сөһбәт өткүзди.
2007 - Йили 8 - айда америка дуня сода тәшкилатиниң хитайға тәкшүрүш өмики әвәтишни тәләп қилди.
2008 - Йили 1 - ай вә 3 - айда америка вә хитай айрим - айрим һалда дуня сода тәшкилатиға материял тапшурди.
2008 - Йили 4 - айда җәнвәдә тунҗи қетимлиқ үч тәрәп испат аңлаш өткүзди.
2008 - Йили 5 - айда икки тәрәп йәнә айрим - айрим материял тапшурди.
2008 - Йили 6 - айда үч тәрәп қайта испат аңлаш йиғиниға қатнашти.
2008 - Йили 11 - айда дуня сода тәшкилати мутәхәссисләр гурупписи тәкшүрүш доклатини тапшурди.
2009 - Йили 1 - айда мутәхәссисләр гурупписи дуня сода тәшкилатиға доклатини сунди.
2009 - Йили 3 - айда дуня сода тәшкилати мәзкур мәсилини һәл қилишқа мәсул гуруппа йиғин чақирип, мутәхәссисләрниң доклатиға қарап чиқти.
2009 - Йили 12 - авғуст дуня сода тәшкилати америка - хитай оттурисидики әқли мүлүк ихтилапи һәққидә ахирқи қарарини елиши билән мәзкур дава америкиниң йеңиши хитайниң йеңилиши билән ахирлашти.
Һалбуки хитай ахбаратлириниң бу һәқтә тарқатқан хәвәрлиридин ашкарилинишичә, мәзкур дәвада йеңилгән хитай, дуня сода тәшкилатиниң бу қарариға қарита қайта наразилиқ әрзи сунуши мумкин.
Америка сода вәкилиRon Kirt мәзкур қарарниң, базарниң ечилғанлиқини көрситидиғанлиқини бу америкидики ширкәт һәм ишчиларға нисбәтән интайин пайдилиқ икәнликини көрсәткән.
Wall Street Journal Волситрет журнили гезитиниң хәвиридә көрситишичә, дуня сода тәшкилатиниң мәзкур қарари Bruce Springsteen, Maddonna дәк америкидики хәлқаралиқ даңлиқ артислар үчүн наһайити зор хушхәвәр болуши керәк, чүнки бу қарар, бу артислар өзиниң нәшр буюмлирини техиму мувапиқ йоллар билән саталайдиғанлиқидин дерәк бериду.
Мәзкур хәвәрдә вашингтон учур оргини қурғучиси Simon Lester ниң сөзини нәқил елишичә, "бу дәталаштики һалқилиқ мәсилидә америка йәңди."