Америка - хитай мунасивитидики 'балун' маҗрасиниң ақивити қандақ болиду?
Мухбиримиз вәли
2009.09.14
2009.09.14
AFP Photo
Америка президенти обама 9 - айниң 11 - күни, хитайдин импорт қилинған аптомобил балунлиридин үч йилиғичә чегра беҗи елиш һәққидики қарар лайиһисигә имза қойған иди. Бу қарар 26 - числадин башлап иҗра қилинмақчи иди.
Б б с ниң баян қилишичә, хитайниң сода министирлиқи бүгүн 9 - айниң 14 - күни, америкини 'содида бекинмичилик қилди' дәп бивастә тәнқидлиди вә бу мәсилидә 'америка үстидин дуня сода тәшкилатиға әрз қилимиз', 'бизму америкидин импорт қилиниватқан аптомобил сәплимилири, тоху мәһсулатлири үстидә дәрһал тәкшүрүш елип берип, америкидин өч алимиз' дәп давраң селишқа башлиди.
Хитай һәргиз америкидин йүз өрүшкә җүрәт қилалмайду
Бирләшмә агентлиқи, франсийә агентлиқи қатарлиқ учур вастилири һазир, 'балун мәсилиси' буниңдин кейин, америка - хитай мунасивитигә еғир дәриҗидә тәсир йәткөзүши мумкин, дәп пәрәз қилмақта. Америка билән хитай оттурисида 'балун мәсилиси' дин келип чиққан бу уштумтут җиддийлик қайси дәриҗигә йетиши мумкин?Һазир америкида туруватқан җәмийәт мәсилилири вә иқтисади мәсилиләр мутәхәссиси чен шавнуңниң қаришичә, мәйли немә болсун, һазир америка балунға чегра беҗи елишни қарар қилғанлиқи үчүн, хитай һәргиз америкидин йүз өрүшкә җүрәт қилалмайду. Немә үчүн?
Чен шавнуңниң қаришичә, хитай иқтисади наһайити көп һалда америкидин ибарәт бу базарға мал екиспорт қилишқа беқиниду. Бу мәсилини хитай бу қетим обдан һес қилди. Хитай әгәр бу мәсилидә америкидин йүз өрисә, хитайниң башқа мәһсулатлириму америкиға кирәлмәйду. Шуңлашқа хитай һөкүмити бу мәсилидә америкидин йүз өрүшкә җүрәт қилалмайду. Гәрчә хитай һазир гәпни чоң қилған билән, әмәлийәттә, буниңдин кейин америкиниң чегра беҗини аз елишини қолға кәлтүрүш үчүнла җиддий һәрикәт қиливатиду.
Бу хитайни қаттиқ қинап қойидиған бир сегнал бәрди
Дуня сода тәшкилатиниң 'малийә учурлири'да баян қилинишичә, америка бу йил 4 - айниң 29 - күни хитайдин импорт қилиниватқан балун һәққидә тәкшүрүш елип беришқа башлап, 6 - айниң 29 - күни, хитайдин импорт қилинидиған балунлардин үч йилғичә чегра беҗи елишни қарар қилған вә америка президенти бу қарарға 9 - айниң 11 - күни имза қойған иди.Америка бу ишни башлиғандин кейинла, һиндистан 5 - айда, бразилийә 6 - айда хитай балунлиридин чегра беҗи елишқа башлиған иди. Һазир хитай буниңға асасән, 'америка дуняға бир хата сегнал берип, дөлитимизни қаттиқ зиянға учратқили турди, ', 'дөлитимизниң карханилирини қалаймиқанлаштурувәтти', 'америкиниң үстидин дуня сода тәшкилатиға әрз қилимиз' дәп наһайити қаттиқ тәнқид вә наразилиқ яғдурушқа башлиди.
Чен шавнуңниң қаришичә, америка дуняға хата сегнал бәрмиди, тоғрисини ейтқанда, хитайни қаттиқ қинап қойидиған бир сегнал бәрди.
Ахирқи һесабта, хитай өзи америкиға йол қоюши мумкин
Америка 'балун мәсилиси' дә хитайға йол қоюши мумкинму? чен шавнуңниң қаришичә, яқ. Америка бу мәсилидә қарарини өзгәртип хитайға йол қоймайду. Ахирқи һесабта, хитай өзи бу мәсилидә америкиға йол қоюши мумкин. Гәрчә хитай һазир гәпни чоң қиливатсиму, әмма америка бу мәсилидә хитайниң тәһдитини һәргиз қобул қилмайду.Чүнки, америка содида һаман үстүнлүккә игә. Хитай мелини америкиға сатмақчи, дуняда хитайдин башқа балун ишләпчиқиридиған дөләт наһайити күп, америка бундақ мәһсулатни хитайдин алмай, охшаш өлчәмдә башқа дөләтләрдин алалайду. Тоғрисини ейтқанда, хитай мелини америкиға ялвуруп сатиду, әмма америка һечқачан хитайдин ялвуруп мал алмайду, америкиға ялвуруп мал сатидиған дөләтләр наһайити көп.