Хитай даирилири канаданиң алаһидә қутқузуш әтритини рәт қилди

Канада һөкүмитиниң алаһидә қутқузғучи қисмини сичүәндики апәткә учриғанларни қутқузушқа әвәтиш тәлипи хитай даирилири тәрипидин рәт қилинди. Канада һөкүмитиниң билдүрүшичә,сичүәндә йәр тәвригәндин кейин, канада дәрру хитай тәрәпкә,апәткә учриғанларни қутқузушқа ярдәм бериш үчүн канаданиң алаһидә қутқузғучи қисимини әвәтишни халайдиғанлиқини билдүргән,әмма хитай даирилири бу тәләпни рәт қилған.
Мухбиримиз камил турсун хәвири
2008.05.23

 Канада ғәрб дөләтлири ичидә хитайни қутқузуш ярдәм пули билән әң көп тәминлигән дөләт

Хитайниң сичуән өлкисидики йәр тәврәш апитидә өлгәнләрниң сани үзлүксиз юқири көтүрүлүш билән канадада апәткә учриған хәлққә ярдәм бериш һәрикити елип берилмақта. Канада даирилири хитайда йүз бәргән апәткә көңүл бөлди , канада мәдәнийәт министири җасон кеннейниң билдүрүшичә,сичүән өлкисидә қаттиқ йәр тәвригәндин кейин, канада баш министири степһен һарпер вә ташқи ишлар министири махиме берниер хитай кәсипдашлири билән алақилишип, канаданиң әң кәсипләшкән апәттин қутқузғучи алаһидә қисмини,қутқузуш хизмәтлиригә қатнишиш үчүн, апәт райониға әвәтишни халайдиғанлиқини ейтқан болсиму, хитай һөкүмити қобул қилмиған. Униң тәкитлишичә,бу ярдәмләр апәттин қутқузушқа керәклик кәспи техника, үскүнә вә канаданиң апәттин қутқузғучи алаһидә қисмини йәр тәвригән районға әвәтиш шундақла хитай һөкүмити үчүн зөрүр болған һәр қандақ кәспий характеридики ярдәм беришни өз ичигә алидикән.

 Канада ташқи ишлар министири махиме берниер хитайда йәр тәвригән күнниң әтиси хитайниң канадада турушлуқ вакаләтчи баш әлчиси билән көрүшүп,канаданиң хитайдики апәткә учриған хәлқтин һал сорайдиғанлиқини билдүргән һәмдә оттаваниң хитай һөкүмитигә керәклик һәр қандақ ярдәмни беришкә тәйяр икәнлики һәққидә вәдә бәргән. Канада федерал һөкүмитиниң мәдәнийәт министири җасон кеннейниң дәлиллишичә, әгәр хитай һөкүмити йол қойса, бермидики апәттин қутқузушқа қатнишиш үчүн, иҗазәтнамә күтүп,тайландта туруватқан канаданиң апәттин қутқузғучи алаһидә қисмини дәрру сичүәнгә йөткимәкчи болған. Канаданиң апәттин қутқузуш алаһидә қисми мол тәҗрибигә вә илғар үскүниләргә игә болуп, дуняниң һәр қайси җайлиридики һәр хил апәттин қутқузуш һәрикәтлиригә қатнашқан икән.

Һамуткам аччиқ, амути татлиқ

Җасон кенней хитай һөкүмити канаданиң техника вә кәспи хадим тәрәптики ярдимигә соғуқ муамилә қилғанлиқтин,канаданиң пәқәт иқтисади ярдәм бериш йолини тутушқа мәҗбур болғанлиқини,канаданиң нөвәттә дуняда хитайға әң көп пул ианә қилған дөләт икәнликини билдүрди:хәлқара қизил крист җәмийити хитайдики апәт үчүн дунядин тәләп қилған 9 милйон долларниң %10 ни канада үстигә алди.Нөвәттә канада һөкүмитиниң хитайға қилған ианиси америкиниң ярдиминиң икки һәссисигә тоғра келиду, деди. У сөзидә канададики аммиви тәшкилатлар тәрипидин йиғилған көп миқдардики пулниңму хитайға әвәтилгәнликини әскәртти.

Хитай йәнила диктатор дөләт

Канада мәтбуатлиридики мулаһизиләрдә болса,хитай даирилириниң әйни вақитта таңшәндә йәр тәвригәндә, чәтәлниң һәр қандақ ярдимини рәт қилип,240 миң адәмниң җениға замин болғанлиқини,бүгүнки күндә уларниң сияситидә бир аз өзгириш болған болсиму, хитай коммунистлириниң пуқраларниң өлүп-тирилиши билән кари болмастин,йәнила әнәниви "тәпәккүр услуби"ни давам қиливатқанлиқи вә хитай коммунистлириниң хәлқниң һаятидин һакимийәтниң муқимлиқини үстүн қоюватқанлиқи тәнқид қилинмақта.

Әмма хитайниң канададики әлчиханиниң баянатчиси чәтәл қутқузуш әтрәтлирини қобул қилмаслиқта сияси сәвәбләрниң йоқлуқини,йәр тәвригән районниң чәтәллик қутқузуш әтритигә уйғун кәлмәйдиғанлиқи илгири сүрди.

Уйғур райони хитай үчүн назук район

Буниңдин илгири хитай даирилири, уйғур райониниң пәйзиват наһийисидә йәр тәвригәндә, чәтәлдин келидиған ярдәмниму рәт қилғаниди. Канададики сияси паалийәтчи туйғун абдувәли,пәйзиват вә маралбеши наһийилиридики йәр тәврәштә апәткә учриғанларниң уйғур икәнликини,хитай даирилириниң уйғурларниң роһи һалити вә бу районниң сияси вәзийитини чәтәлликләрдин йошуридиғанлиқини әскәртти.

Канада ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, канаданиң хусусийлардин тәшкил қилинған бир халисанә қутқузуш әтрити хитайға кириш визиси үчүн, хоңкоңда 7 күн күткәндин кейин, иҗабий җаваб алалмай ахири алдинқи күни, канадаға қайтип кәлгән. Канада мәтбуатлириниң ашкарилишичә,хитай һөкүмитиниң тосалғулири сәвәбидин һоңкоңда күтүп туруватқан әнгилийиниң қутқузуш әтритиму әнглийигә қайтишқа мәҗбур болған.    
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.