Канада, сияси панаһлиқ тиләш қануниға хилаплиқ қилған бир хитай аялни чегридин қоғлап чиқарди

Торонтода чиқидиған торонто қуяши гезитиниң мәлум қилишичә, йеқинда канада тәрәп, канаданиң сияси панаһлиқ тиләш қануниға хилаплиқ қилған бир хитай аялни чеградин қоғлап чиқарған.
Мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2010.09.02

Мәлум болушичә, 24 яшлиқ фең фамилилик бу хитай аял 2003 - йили канадаға кәлгән болуп,2007 ‏ - йили униң канададики сияси панаһлиқ тәлипи рәт қилинған болсиму, әмма чегридин чиқип кәтмәй канадада қачақ яшиған вә бу җәрянда, мәлум бир алий мәктәпниң тор бетидә елан қилинған сияси панаһлиқ тилигүчиләргә  ярдәм қилимиз дегән хитайчә еланни көрүп, намәлум бир әргә тор арқилиқ икки хитайниң сияси панаһлиқ тәлипини қобул қилдуруп бериши үчүн, 18 миң канада доллири бәргәнлики мәлум.

Тор бәтлири арқилиқ сахта елан чиқарған бу киши өзиниң канада һөкүмити ичидики муһим адәмләр билән пәвқуладдә йеқин мунасивити барлиқи, бу хитай аялниң канададики сияси панаһлиқ тәлипини пул арқилиқ пүттүрүп берәләйдиғанлиқи һәққидә вәдә берип 18 миң канада доллирини алған. Лекин бу хитай аялни алдиған кишиләрниң қайси милләттин икәнлики ениқ әмәс.
 
Әмма, аридин икки йил вақит өтүп кәткән болсиму, бу хитай аялниң сияси панаһлиқ тәлипидә һечқандақ илгириләш болмиған. Хитай аял ахирқи қетим улар билән алақилашқанда, тор бәт алдамчилири бу аялға сениң ишиң пүтти, ахирқи ишлириңни бу киши пүттүрүп бериду дегән вә намәлум бир кишиниң телефун номурини бәргән. Бу хитай аял өзигә ярдәм қилидиған ахирқи кишини изләп тапқанда, у фең фамилилик бу аялни изләп йүргән сақчи офитсери болуп чиққан вә бу сақчи офитсери униң канада сияси панаһлиқ тилигүчиләр қануниға хилаплиқ қилғанлиқи үчүн канададин қоғлап чиқирилидиғанлиқини билдүргән.

Фең мухбирға: "хитайға қайтип барғандин кейин ақивитимниң немә болидиғанлиқини билмәймән, мениң барлиқ әркинликлирим йоққа чиқидиған болди, иқтисадимдинму айрилдим, хитайға қайтип барғандин кейин достлиримниң йүзигә қандақ қарармән? дегән."

Канада мәтбуатлиридин мәлум болушичә, хитайдин канадаға деңиз йоллири арқилиқ кемә билән, интайин узун вә хәтәрлик мусапиләрни бесип қачақ йол билән келидиған хитайларниң сани 2000 - йилидин етибарән барғансери көпийишкә башлиған. Бундин бир қанчә йил илгири хитайлардин тәркип тапқан 600 кишилик бир кемә канада деңиз саһилиға қачақ кирип канадада зор ғулғула пәйда қилған болуп, буниң ичидә 3 аялниң барлиқи мәлум болған.

Бу хитай аяллар канада к б к телевизийә қанилиниң немә үчүн бундақ бир хәтәргә тәвәккүл қилғанлиқи һәққидә сориған соалиға җаваб берип, хитайда яшаш шәртлириниң интайин төвән икәнликини, пәрзәнтлириниң хитайдики истиқбалидин үмид йоқлуқини, әвлатлириға канадада парлақ бир келәчәк яритип бериш үчүн бу хил хәтәргә тәвәккүл қилғанлиқини илгири сүргән иди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.