Хитайниң '5 - июл вәқәси'ни баһанә қилип уйғурларни давамлиқ бастуруши әйибләшкә учримақта

Гәрчә "5 - июл үрүмчи вәқәси" йүз бәргинигә йерим йил болған болсиму, әмма хитай һөкүмити "5 - июл вәқәси"гә мунасивәтлик дәп қариған уйғурларға қаратқан кәң көләмлик тутқун қилиш вә бастуруш һәрикитини тохтатмиған болуп, хитайниң бу хил кәң көләмлик тутқун қилиш, бастуруш һәрикити чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң вә демократийә һәм кишилик һоқуқни тәшәббус қилғучи дуня җамаәтчиликиниң қаттиқ әйиблишигә учримақта.
Мухбиримиз миһрибан
2010.01.19
Xitay-herbi-qisimliri-Urumqige-kiriwatidu-305 Сүрәт, 8 - авғуст күни, сирттин йөткәп келингән хитай қораллиқ қисимлириниң үрүмчигә кириватқан көрүнүши.
AFP Photo

Хитайниң шинхуа агентлиқиниң бүгүн әтигәнки хәвиридә мәлум қилинишичә, түнүгүн 18 - январ күни уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң җинайи ишлар әтритиниң башлиқи гав җавйи мухбирларни күтүвелиш йиғинида 2009 - йиллиқ хизмәтләр һәққидә баянат берип, 2009 - йили шинҗаң уйғур аптоном районидики һәрқайси җамаәт хәвпсизлик идарилириниң һәр хил җинайи ишларға қаттиқ зәрбә бәргәнликини, қийинлиқ дәриҗиси юқири һәм қатиллиқ җинайитигә мунасивәтлик делоларни паш қилиш нисбитини 90% кә йәткүзгәнликини баян қилған.

Гав җавйи мухбирларға баянат берип, 2009 - йили җамаәт хәвпсизлики тармақлириниң 41991 делони паш қилғанлиқини, буниң ичидә алдинқи йиллардин қеп қалған делолардин 6793 ни паш қилип бир тәрәп қилғанлиқини, башқа өлкиләр билән һәмкарлишип паш қилған делоларниң қетим сани 2747 гә йәткәнликини, 2009 - йили шинҗаң җамаәт хәвпсизлик идарисиниң җәмийәт аманлиқиға зиян йәткүзгән қара җәмийәт гуруһидин бирни паш қилип йоқатқанлиқини, қарши гуруһ тәшкилатлардин 7 сини пачақлап ташлиғанлиқини баян қилған.

Гав җавйи сөзидә йәнә, 2010 - йиллиқ нишан һәққидә тохтилип мундақ дегән: "биз 2010 - йили ичидә, шинҗаң җамаәт хәвпсизлик органлири нуқтилиқ һалда, қатиллиқ, зораванлиқ җинайәтлиригә зәрбә беримиз, қатиллиқ делолирини паш қилиш принсипида чиң туруп, партлитиш, зәһәр йөткәш, от қоюш, гөрүгә елиш, қораллиқ җинайәт өткүзүш қатарлиқ делоларға болған разведкини күчәйтимиз. Болупму "5 - июл үрүмчи вәқәси" гә четишлиқ делоларға болған разведкини күчәйтип, "5 - июл вәқәси" гә четишлиқ кишиләрни қоғлап тутуп, делоға аит испатларни тезликтә қолға чүшүрүп, уларни тегишлик җазаға тартимиз."

Хитайниң уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң җинайи ишлар әтритиниң башлиқи гав җавйиниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида дегән бу сөзигә қарита, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди бүгүн радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, дуня уйғур қурултийи намидин хитай һөкүмитиниң "5 - июл вәқәси"гә қатнашқан уйғурларға қаратқан бу хил кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини, хитайниң уйғурларға қаратқан қанлиқ бастуруш һәрикитини дәрһал тохтитиши керәкликини билдүрди.

Дилшат ришит әпәнди сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң таки бүгүнгә қәдәр, хәлқараниң әйиблишигә пәрва қилмастин "5 - июл вәқәси"ни баһанә қилип уйғурларға қаратқан бастурушини техичә тохтатмиғанлиқини, һәтта 2010 - йили киргәндин кейинму "5 - июл вәқәси" гә четишлиқ кишиләрни из қоғлап тутидиғанлиқини вә вәқәгә мунасивәтлик кишиләрни қаттиқ җазалайдиғанлиқини тәкитлишиниң, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң өзиниң уйғурларға қаратқан сияситидики баравәрсиз бастуруш сияситидин ибарәт хаталиқини түзитишниң орниға, уйғурларға қаратқан бастурушни барғанчә күчәйтип нәтиҗидә бу район вәзийитидә техиму җиддийлик кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини, шуңа хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситигә нисбәтән түзитиш киргүзүп, бу районда бундин кейин йүз бериш еһтимали болған техиму көп тоқунушларниң алдини елиши лазимлиқини тәкитлиди.

Америкидики уйғур зиялийси елшат әпәндиму радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң "5 - июл вәқәси" гә мунасивәтлик дәп қариған уйғурларға қаратқан тутқун қилишни тохтатмиғанлиқиға болған қаришини оттуриға қойди.

Елшат әпәнди уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң җинайи ишлар әтритиниң башлиқи гав җавйиниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида дегән, "биз '5 - июл вәқәси' гә четишлиқ кишиләрни қоғлап тутуп, делоға аит испатларни тезликтә қолға чүшүрүп, уларни тегишлик җазаға тартимиз," дегән сөзигә қарита өз қаришини билдүрди.

Хитайниң уйғурларға қаратқан қанлиқ бастуруш сиясити хәлқара җәмийәтниң үзлүксиз әйиблишигә учрап келиватқан болуп, техи алдинқи һәптила хәлқарадики 68 тәшкилат бирләшмә баянат елан қилип, хитайни камбоджадин қайтуруп әкәткән 20 нәпәр уйғурни "5 - июл вәқәси" гә четип қаттиқ җазалимаслиққа чақирған, шундақла "5 - июл вәқәси" дин кейин, хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бир тәрәплимә сотлашта, уйғурларға өлүм җазаси, 10 йилдин юқири қамақ җазаси қатарлиқ еғир җазаларни бериватқанлиқини әйиблигән иди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 19, 2010 03:31 PM

Әйиплигәнниң нимигә пайдиси?!
"Әйиплиди" дәп қуруқ көңүл хуш қилиштин башқа нәрсә әмәс шу!