Хитайдики бай - кәмбәғәллик пәрқигә аит санлиқ мәлуматлар муназирә пәйда қилди
2013.01.18
Әмма бу рәқәмниң әмәлийәткә қанчилик уйғунлиқи, буниң пуқралар турмушини қанчилик дәриҗидә әкс әттүрүп берәләйдиғанлиқи болса мәтбуатларда талаш - тартиш қилинмақта. Улар асаслиқ хитайдики бай - кәмбәғәллик пәрқи мәсилисигә мәркәзләшкән болуп, тәнқидчиләр бирдәк, хитай һөкүмитиниң бай - кәмбәғәллик пәрқигә аит санлиқ мәлуматларни қәстән йошуруватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитайниң 2012 - йиллиқ омумий ишләпчиқириш қиммитиниң өрләш нисбити әслидә нишан қилинған 5. 7 Пирсәнттин ашуруп орунлинип 8. 7 Пирсәнткә йәткүзүлгән болсиму, әмма бу рәқәмләрниң һәммә кишини мәмнун қилмиғанлиқи көрүлмәктә. Чүнки көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайдики бу иқтисади зорийиштин нәп еливатқан кишиләр чәмбирики интайин кичик болуп, мутләқ зор көпчилик йәнила чәмбирәкниң сиртида. Хитайдики бай - кәмбәғәллик пәрқиниң зорийиш мәсилиси һазир хитай рәһбәрләр учраватқан әң муһим бир риқабәт. Хитайда бай - кәмбәғәллик пәрқигә аит темилар сиясий сәзгүрлүккә игә болғанлиқтин һөкүмәт бу һәқтики санлиқ мәлуматларниму наһайити еһтиятчанлиқ билән тилға алиду. Әң ахирқи қетим хитай һөкүмити бай - кәмбәғәллик пәрқини ипадиләп беридиған хәлқара бирлик җини номурини 2000 - йили илан қилғандин бери бу һәқтики йеңи номурларни елан қилип бақмиди.
Җини номури - хәлқарада бир туташ бирликкә кәлгән бир бирлик. У адәттә 0 билән 1 арисида болиду. Бир дөләтниң номури нөлгә қанчә йеқинлашса, у шу дөләттә киримниң һәрқайси қатламлардики тарқилишиниң шунчә тәңпуңлуқини ипадиләп бериду. Әксичә бир номурға йеқинлашқансери у кирим тәңпуңсизлиқиниң шунчә еғирлиқини көрситип бериду. Адәттә бир дөләтниң җини номури 3.0 Әтрапида болса нормал һесаблиниду. Әмма 4.0 Дин ешип 5. 0 Гә йеқинлашқан тәқдирдә бу пәрқниң зорлиқидин бишарәт бериду. Хитай һөкүмити 2000 - йили елан қилған рәқимидә хитайниң җини номурини 0.474 Дәп елан қилған иди.
Хитайдики иқтисадшунаслар аридин өткән 10 йилдин артуқ вақит ичидә хитайдики бай - кәмбәғәллик пәрқидә зор өзгириш болғанлиқи, йәни бу икки қатлам арисидики һаңниң техиму чоңқурлишип кәткәнликигә ишиниду. Әмма бүгүн шинхуа агентлиқиниң хитайниң 2012 - йилидики җини номуриниң 2008 - йилидики 0.491 Дин төвәнләп 0.474 Кә чүшкәнликини, йәни кирим пәрқиниң кичиклигәнликини илгири сүрүши кәң муназирә қозғиди.
Хитайда башқа ахбаратларға қариғанда бир қәдәр мустәқил, дәп тонулидиған җәнубий җуңго сәһәр гезити бу һәқтики хәвиридә өзлириниң тонулған хитай иқтисад профессори шү шявшәнни зиярәт қилмақчи болғанда, шү шавшүәнниң мухбирға “мән бундақ ялған рәқәмләргә қарап туруп сөзлийәлмәймән” дегәнликини язған. Хәвәрдә ейтилишичә, хитайдики вейбо тор бетидә бу рәқәм һәққидә кәң инкаслар қозғилип кәткән болуп, уларниң һәммиси дегүдәк шинхуа агентлиқи елан қилған җини рәқиминиң растлиқидин гуман қилған. Бәзи хитай тордашлар бу рәқәмни заңлиқ қилип “чөчәкләрдиму бунчилик мубалиғә ишлитилмәйду” десә, йәнә бәзиләр “һөкүмәт қачан бизгә раст гәп қилип баққан, биз әзәлдинла һикайә - чөчәк ичидә яшимайватимизму” дейишкән.
Хитай һөкүмити рәсмий җини рәқәмлири һәққидә статестика елан қилмаслиқиға хитайдики юқири киримлик кишиләргә аит учурларниң техи толуқ йиғилип болалмиғанлиқини сәвәб қилип көрсәтмәктә. Әмма иқтисадшунас шү шавшүән һөкүмәтниң баһанә көрситиватқанлиқини, җини рәқиминиң даириләрниң қолида болған мәлуматларға қарап турупму һесиаблап чиққили болидиғанлиқини билдүргән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайда 7. 2 Милйон нәпәр доллар милйонири вә 251 нәпәр милярдер бар болсиму, әмма хитай пуқрасиниң 13 пирсәнти күндә 1 йерим долларғиму йәтмәйдиған пул билән турмуш кәчүридикән. Хитайдики йеза аһалисиниң омумий йиллиқ кирими 3800 доллар әтрапида икән. Өткән йил 12 - айда чеңдудики ғәрбий җәнуб университити иқтисад бөлүми бир рәқәм елан қилип, хитайниң җини рәқимини 61. 0 Дәп көрсәткән иди. Әмма көзәткүчиләр, мәйли һәқиқәт шундақ болсун - болмисун, шинхуа өзи елан қилған рәқәмләрму әһвалниң хәтәрлик икәнликини көрситип беришкә йетиду, дегән вә бу вәзийәтни оңшаш үчүн дәрһал тәдбир елиниши керәкликини билдүргән.
Дуняда бай - кәмбәғәллик пәрқи әң аз дөләтләр шветсийә, данийә вә германийә болуп, уларниң җини номури 2.0 Дин 3. 0 Әтрапида икән.
Уйғур көзәткүчиләр болса, уйғур елиниң хитайдики намрат район һесаблинидиғанлиқини, уйғурларниң түрлүк җәһәтләрдин кәмситилишкә учрап яшаватқанлиқини нәзәрдә тутқанда, уйғурлар билән хитайлар арисидики кирим тәңпуңлиқиниң техиму зор икәнликини билдүрмәктә.