Хитайниң '1 - өктәбир дөләт байрими' уйғурларниң матәм күни
Мухбиримиз әқидә
2010.09.30
2010.09.30

YouTube Дин елинди.
Хитай компартийиси һәр йили 1 - өктәбир түрлүк мурасимлар билән өз һакимийитини тәбрикләп кәлмәктә. Бу йил өктәбирдә, хитайниң дөләт ахбарати- хәлқ гезити "улуғ вәтинимизниң ғәлибисини мәдһийиләп, җуңхуа хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 61 - йиллиқини тәбрикләймиз" сәрләвһилик баш мақалә елан қилди.
Мақалидә, хитай компартийисиниң 61 йилдин буян қолға кәлтүргән нәтиҗиси, уруш ғәлибисидин тартип, йәр тәврәш вә кәлкүн апәтлиридин қутулуп, дуня йәрмәнкиси өткүзгәнликигә қәдәр җәрянлар, ислаһат тәрәққияти, хәлқиниң турмушиниң капаләткә елинғанлиқи қатарлиқлар тилға елинған. Униң билән биргә, "бу, ху җинтав рәһбәрликидики мәркизи һөкүмәтниң йетәкчиликидә, һәр милләт хәлқиниң бирдәк иттипақлиқида вуҗудқа чиққан 61 йил" дәп, тәрипләнгән.
Дуня уйғур қурултийиниң явропа бирликидики алаһидә вәкили мәмәт тохти әпәнди, хитайниң "1 - өктәбир дөләт байрими" мунасивити билән елан қилинған баш мақалиға қарита сиясий мулаһизә йүргүзүп, буниң, пүткүл хитай хәлқи җүмлидин уйғур хәлқи, хитай коммунистик партийисиниң бир партийилик диктаториси астида әркинликтин мәһрум һалда һаят кәчүргән 61 йил икәнликини билдүрди.
Мәмәт тохти әпәнди мулаһизисидә йәнә, 61 йилдин буян уйғурлар дуч кәлгән сиясий вәзийәт, йәни 1949 - йили 10 - айниң 1 - күнидин башлап, уйғурларниң, тарихта мисли көрүлүп бақмиған хорлуқ вә бастурмичилиқ сиясити астида яшап кәлгәнлики, бу түпәйли уйғур хәлқиниң хитай коммунистик партийисигә нисбәтән өчмәнлик вә ғәзәп - нәпритиниң толуп ташқанлиқини, хитай коммунистик партийисиниң зулумиға учримиған һеч бир уйғур аилисиниң йоқ икәнликини оттуриға қойди.
Мәмәт тохти әпәнди "1 - өктәбир хитай дөләт байрими" күнини, хитай коммунистик партийиси қандақ тәнтәнә қилиши вә мәтбуатлири арқилиқ тәшвиқатлирини қанчилик күчлүк елип бериштин қәтий нәзәр, уйғур хәлқиниң қәлбидә ашкара вә йошурун қан йиғлайдиғанлиқини, дуня уйғур қурултийиниң "1 - өктәбир" күнини, "шәрқий түркистан хәлқиниң матәм күни" қилип бекиткәнликини тәкитлиди.
Мәмәт тохти әпәнди ахирида, хитай коммунистик партийисиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан қанунсиз сиясәтлири үстидин, наразилиқ билдүрүшниң, уйғурларниң, болупму чәтәлләрдики уйғурларниң "баш тартип болмайдиған муқәддәс бурчи" икәнлики, шуңа йиллардин буян д у қ ниң йетәкчилики астида чәтәлләрдики уйғурларниң дәл 1 - өктәбир, һәрқайси дөләтләрдики хитай әлчиханилири алдида намайиш елип бериш, нутуқ сөзләш вә тәшвиқат вәрәқилири тарқитиш паалийәтлири елип берип, хитай коммунистик партийисиниң һәқиқий әпти - бәширисини ашкарилап бериватқанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.