'Милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқидин аталмиш аптономийигичә' мавзулуқ мақалә һәққидә

Йеқинда түркийидики тор бәтлиридә доктур алимҗан инайәт әпәнди язған "милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқидин аталмиш аптономийигичә" мавзулуқ мақалә елан қилинди.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2010.02.10
Dr.alimjan-inayet-305 1 - Айниң 17 - күни түркийиниң 3 - чоң шәһири болған измирда алтай тағлиридин туна дәрйасиғичә түрк дастанлири темисида илмий доклат йиғини чақирилған болуп, сүрәттә, әгә университети түрк дунйаси тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси проф. Др. Алимҗан инайәт әпәнди уйғур дастанлири темисида сөз қилғандин кейин, әгә университети түрк дунйаси тәтқиқат мәркизи мудири проф. Др. Фикрәт түркмән әпәнди билән биргә.
RFA Photo / Erkin Tarim

Доктур алимҗан инайәт әпәнди мақалида, гоминдаң вә коммунист һөкүмәтлириниң өз һакимийити астидики азсанлиқ милләтләргә бәргән һәқ вә һоқуқлири вә буларниң әмәлийлишиш әһвали әтраплиқ мисаллар билән баян қилинған.

Мақалида йәнә, хитай һөкүмитиниң аптономийә һоқуқини қәғәз үстидә берип қоюп, немә үчүн әмәлийләштүрмәйватқанлиқи үстидә тохталған. У мақалисида, һәқиқий аптономийиниң уйғур мәсилисини һәл қилаламду? дегән соалғиму җаваб издигән.

Биз бу мақалә һәққидә мақалиниң доктур алимҗан инайәт әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.