Җаң чүншән вә нур бәкриниң муқимлиқни сақлашта қаттиқ қол сияситини тәкитлиши җиддий инкас қозғиди

Икки йиғин мәзгилидә җаң чүншән һәм нур бәкриниң, муқимлиқни сақлашта хәлқниң қаршилиқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә беришни тәкитлиши, хәлқара мәтбуатларда җиддий инкас қозғиди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.03.08
nur-bekri-wang-lechwan-pichillashmaqta.jpg Нур бәкри билән ваң ләчван пичирлашмақта. 2009-Йили 6-март, бейҗиң.
EyePress

Бейҗиңда ечиливатқан икки чоң йиғинға қатнишиватқан, уйғур аптоном райониниң хитай һөкүмити тәрипидин тәйинләнгән әмәлдарлири җаң чүншән һәм нур бәкриләр, 7-март күни мухбирларниң 28-феврал қағилиқ вәқәси һәққидә сориған соаллириға җаваб берип, қағилиқ вәқәси қатарлиқ бир қатар қаршилиқ һәрикәтлирини террорлуқ һәрикити дәп әйибләп, буниңдин кейин буниңдин кейин бундақ вәқәләр йүз бәрсә, бу хил вәқәләрни қаттиқ бастуридиғанлиқини җакарлиған.

Чәтәл учур васитилириниң бу һәқтә берилгән хәвәрлиридә, җаң чүншән һәм нур бәкри қатарлиқларниң райондики уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиригә зәрбә беришни тәкитләп, районда техиму қаттиқ болған бастуруш сиясити елип беридиғанлиқини җакарлишиниң, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә муқимлиқни сақлишиниң барғанчә тәслишиватқанлиқиниң ипадиси икәнлики илгири сүрүлди.

Җаң чүншән сөзидә, уйғур районидики йеқинқи вәқәләр үстидә нуқтилиқ тохтилип, террорчи вә зораванларға бундин кейин инсаний муамилә қилинмайдиғанлиқини баян қилған. Нур бәкри бу һәқтә тохтилип, “бултурдин буян қәшқәр, хотән қатарлиқ җайларда йүз бәргән террорлуқ һуҗум қилиш вәқәлири бу районлардики диний радикализимлиқ идийисидин келип чиққан. Бу районларда бир мәзгил әвҗ алған қанунсиз диний паалийәтләр районда диний әсәбийликни барлиққа кәлтүрүп, бу хил террорлуқ вәқәлириниң йүз беришигә сәвәб болди.” дегән. Нур бәкри сөзидә йәнә “уйғур аптоном район даирилириниң барлиқ қанунсиз диний етиқад паалийәтләрни чәкләп, бөлгүнчи күчләргә вә террорлуқ һуҗумларға зәрбә беридиғанлиқи” ни тәкитлигән.

Чәтәлләрдики уйғур зиялийлиридин австралийидики һүсән әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, җаң чүншән һәм нур бәкри қатарлиқларниң уйғурларға қарита қаттиқ бастуруш сиясити йүргүзидиғанлиқи һәққидики баянлириға инкас қайтурди.

Һүсән әпәнди җаң чүншәнниң 28-феврал қағилиқ вәқәси һәққидә ейтқан “бу миллий мәсилә әмәс, диний мәсилә әмәс, бу инсанийәткә қарши турушни асас қилған вәһший террорлуқ вә зораванлиқ вәқәси” дегән сөзигә рәддийә берип, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан нөвәттики сияситиниң уйғурларниң мустәқиллиқ ирадисигә қарши елип бериливатқан таҗавузчилиқ сиясити икәнликини, шуңа җаң чүншәнниң дуняда езилгән милләтләр өз мустәқиллиқини қолға елип әркин яшаватқан бүгүнки җәмийәттә, алди билән хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ милләтләргә қаратқан таҗавузчилиқ сияситидин ваз кечиши керәкликини илгири сүрди.

Һүсән әпәнди йәнә 28-феврал қағилиқ вәқәси қатарлиқ бир қатар қаршилиқ һәрикәтлириниң маһийити һәққидә тохтилип, бу һәрикәтләрниң характери һәққидә өз қаришини баян қилди.

Һүсән әпәнди йәнә нур бәкриниң бу хил қаршилиқ һәрикәтлирини диний етиқад билән бағлап, уйғурларниң диний етиқадини давамлиқ бастуридиғанлиқи һәққидики сөзигә рәддийә берип, хитай һөкүмитиниң барлиқ васитиләрни ишқа селип уйғурларниң етиқадини, өрп-адитини, тилини йоқитип, ахирида уйғур хәлқиниң миллий кимликини йоқитишқа урунуватқанлиқини көрсәтти.

Америкиниң невйорк шәһиридики кишилик һоқуқ паалийәтчиси лю чиң радиомиз зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң тибәтләр һәм уйғурларға қаратқан сияситини түзитиши лазимлиқини билдүрүп, бу районларда йүз бериватқан наразилиқ һәрикәтлиригә қарита, хитай һөкүмитиниң алди билән мәсилини өзидин издиши керәкликини тәкитлиди.

Лю чиң мундақ деди: “мәйли тибәтләрниң өзини көйдүрүш арқилиқ наразилиқини ипадилиши болсун, яки уйғурларниң һуҗум қилиш һәрикәтлири болсун. Хитай һөкүмитиниң бу хил наразилиқ һәрикәтлирини чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан далай лама яки башқа тәшкилатларниң қутратқулуқ қилиши билән йүз бәргән һәрикәт дәп тәриплиши толиму бимәнилик һәм күлкилик. Әсли хитай һөкүмити алди билән бу хил вәқәләрниң йүз бериш сәвәбини тәкшүрүп, мәсилини өзидин издиши керәк иди.”

Лю чиң йәнә хитай һөкүмитиниң тибәт һәм уйғур қатарлиқ милләтләргә қаратқан миллий сияситидә алди билән шу райондики йәрлик хәлқниң сиясий арзу-тәлипини оттуриға қоюшиға пурсәт берип, һеқиқи демократийини йолға қоюп, йәрлик хәлққә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи бериш керәкликини тәкитлиди.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит җаң чүншәнниң “қаттиқ зәрбә бериш арқилиқ, кишилик һоқуққа капаләтлик қилиш керәк” дегән сөзи һәққидә тохтилип,“әгәр хитай һөкүмити өзлириниң қаттиқ зәрбә бериш һәрикитиниң мәқсити кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн дәйдикән, у һалда хитай һөкүмити алди билән уйғурларниң мәвҗут мәсилиләргә қарита өзиниң охшимайдиған қаришини оттуриға қоюш, йиғилиш арқилиқ наразилиқини ипадиләш, намайиш қилиш, тәшкилат җәмийәтләргә уюшуш, өз земини, байлиқи, тили, өрүп адити қатарлиқларни қоғдаш, җүмлидин өз тәқдирини өзи бәлгиләш, өзиниң һәқ-һоқуқиға өзи игә болуш капаләткә игә қилиниши керәк иди. Әмма һазир хитай һөкүмити барлиқ васитиләрни қоллинип уйғурларға қарита қаттиқ бастуруш елип бармақта. Бу әһвал мушундақ давамлашса район вәзийити техиму мурәккәплишип, райондики тоқунушлар тохтимайду.” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.