Хитай, өзи билән сиясий көз қариши охшимиған кишиләрниң өйлирини түрмигә айландурувалди

Радиомизниң мухбирлири төтинчи июн күни телефон арқилиқ уққан әһваллардин қариғанда, 1989‏ - йили тйәнәнмен мәйданида демократийә тәләп қилған оқуғучиларни танка билән йәнҗип, милтиқ билән етип бастурған хитай һөкүмити, шу қанлиқ вәқәдин та һазирға қәдәр изчил һалда әркинлик вә адаләткә болған арзу тиләклиридин ваз кәчмигән кишиләрни өз өйилиригә қамивалди.
Мухбиримиз вәли
2009.06.05

Хитайда тйәнәнмен анилири өз өйлиридә қамалди

Төтинчи июн вәқәсидә пәрзәнтлиридин айрилған аниларниң бири болған диң зилин ханимниң мухбиримизға телефон арқилиқ баян қилишичә, төтинчи июн вәқәсиниң бу йилқи 20 йиллиқ хатирә күнлиридә, хитай сақчилири уни өз өйигә қамивелип, сиртқа чиқармай, өз пәрзәнтиниң қәбрисини йоқлаш һоқуқидин мәһрум қалдурған. У пәқәт өз өйидә туруп 40 минут һаза тутушқа вә интернет арқилиқла сирт билән алақә қилишқа мәҗбур болған.

Униң ейтишичә, хитай һөкүмити чәтәл мухбирлирини тйәнәнмен мәйдани қатарлиқ сәзгүр районларға киргүзмигән. Уларниң кишиләр билән алақә қилишини тәқип астиға алған.

Хәлқниң пуқралиқ һоқуқини қоғдиғучилар интернет арқилиқ һесят алмаштурди

Һөкүмәт хитайдики мустәқил язғучилар җәмийитиниң муавин башлиқи җаң чисең әпәндиниму өйигә қамивалған. Мушу бир нәччә күн ичидә, униң пидагогика университетидики өйидин сиртқа чиқип көктат сетивелишиғиму рухсәт қилмиған. У пәқәт төтинчи июн күни өйидә ақ кейим кейиш арқилиқ өз һесятини ипадилигән.

Униңға худди мәһбусларға охшаш бир қетим 'шамалдаш' қа рухсәт қилинған болуп, у мәктәп қорасиға чиққанда, сақчилар уни ялап маңған. У пәқәт өйидә туруп, хәлқниң пуқралиқ һоқуқини қоғдиғучи адвокатлар пүтүн мәмликәткә елан қилған очуқ хәтни интернет арқилиқ оқуған вә униңға инкас язған.

'Һазирқи пурсәтни ғәнимәт билип, сиясий җәһәттә кәң ечиветишни йолға қоюш ақиланилиқ'

Хоңкуңда йүзмиңлиған амма кичидә шам йеқип төтинчи июнни хатирилигәндә, " пуқралиқ күчи' дегән тәшкилат вашингтонда , америка дөләт мәҗлиси бинасиниң алдида хатириләш паалийити өткүзди. Буниңдин 20 йил бурун тйәнәнмен мәйданида демократик паалийәтләргә йетәкчилик қилған ваң дән қатарлиқ кишиләр, тйәнәнмендә башланған демократик һәрикәтләрни қоллиған йән җачи қатарлиқ һөкүмәт әрбаблири, зиялийлар җәм болди. Буларниң ичидә, әйни вақитта азадлиқ армийиниң танкилири путини яки қолини йәнҗивәткән, һазир ток билән һәрикәтлинидиған орундоқида олтүрған мейипларму бар.

Бу хатириләш паалийитидә, әйни вақиттики оқуғучилар йетәкчилириниң бири болған сәй лин ханим һазирқи хитай рәһбәрлиригә нәсиһәт қилип 'әйни вақиттики қанлиқ бастуруш билән силәрниң бивастә мунасивитиңлар йоқ, һазирқи пурсәтни ғәнимәт билип, сиясий җәһәттә кәң ечиветишни йолға қоюш ақиланилиқ' дәп җакарлиди.

Төтинчи июн һәрикитигә қатнашмай түрмигә ташланған бир киши бу қетим хатириләшкә қатнашти

Әйни вақттики өзи тйәнәнмендики һәрикәткә қатнашмиған, бәлки чиңхәйдә оттура мәктәптә оқуватқан, әмма униңдин кейин төтинчи июн вәқәсини хатириләйдиған күнләрдә, аңсиз һалда хатириләш паалийәтлиригә қатнашқа кишиләргә охшайдиған майка кейип қойғанлиқи үчүн, сақчилар тутувелип түрмигә ташилиған го бавҗен бу қетим калифорнийидә өткүзүлгән төтинчи июн вәқәсини хатириләш паалийигә аңлиқ һалда қатнашти.

Хитай һөкүмити 20 йилдин кейин хәлқтин әйминидиған болди

Германийә авазиниң баян қилишичә, хитай коммунист партийиси 89 ‏ - йили төтинчи июнда башланған һәрикәтни 20 йил бастурупму, хәлқниң әркинликкә болған арзулирини йоқ қилалмиди. Гәрчә бу һәрикәткә даир учурларни китабханилардин йерақ тутуп, бу һәқтә сөз қилған хәлқни 'дөләт мәхпийәтликини ашкарилиди' дәп җазалап, худди тарихтики падишаһлардәк тарихни халиғанчә бормилап келиватсиму, әмма хәлқ йәнила коммунист партийиниң бу пасиқ 'дөләт мәхпийәтлики' ни интернет арқилиқ ашкарилап келиватқанлиқи үчүн, хитай һөкүмити һазир өзиниң қилидиғинини ашкара һалда қилалмайдиған, бәлки өзини чағлап иш қилидиған һалда чүшүп қалди.

Хитай һөкүмити һазир өркәшни тутушқа җүрәт қилалмиди

Б б с ниң баян қилишичә, төтинчи июн һәрикити йетәкчилириниң бири болған өркәш дөләт төтинчи июн күни макавға берип хитай даирилиригә 'мини тутуш үчүн буйруқ чүшүргән идиңлар, мән һазир алдиңларға кәлдим, һазир тутушқа җүрәт қилаламсиләр' дәп бир кечә сақлисиму, хитай даирилири уни тутушқа җүрәт қилалмиди.

Һазир чирик әмәлдарларға хәнҗәр салидиған қизлар пәйда болди

Мәшһур мулаһизичи гу юән әпәнди төтинчи июн күни 'көзитиш журнили' да елан қилған мақалисидә баян қилишичә, хәлқ мушу йигирмә йил ичидә, коммунист партийиниң зиялийларни көзгә илмайдиған, чирайлиқ тәшәббусни һәргиз аңлимайдиған, әгәшмигәнниң һәммисиини дүшмән дәп өлтүривиридиған әсли тәбиитини интайин яхши чүшәнди. Коммунист партийиму, әйни вақиттики оқуғучилар һәрикити һазир кишилик һоқуқ үчүн көрәш қилидиған демократик һәрикәткә айланғанлиқини көрди.

Төтинчи июн һәрикитидә коммунист партийигә худди һөр пәриләрдәк мулаһим һалда нәсиһәт қилған қизлар һазир йоқ, бәлки һазир чирик әмәлдарларға бевастә хәнҗәр тиқидиған дең йүҗавдәк қизлар пәйда болғанлиқини чүшәнди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.