Хитайниң чаған һарписидики қаттиқ бастуруши уйғур елиниң һәр қайси җайлирида җиддий давам қилмақта

Йиллардикидәк, уйғур елидә хитай даирилири йеңи йил вә чаған байрими мәзгилидики муқимлиқ вә җәмийәт аманлиқни қоғдаш баһанисидә, түрлүк қаттиқ бастуруш вә назарәт қилиш һәрикәтлирини күчәйтмәктә.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.01.09
Nur-bekri-Urumchi-Basturush-305 Сүрәт, уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкриниң 6 - ийул күни, шинҗаң телевизийиси вә хитай мәркизи хәлқ телевизийисидә сөз қилип, шавгүән вәқәси вә үрүмчи намайиши һәққидә ипадә билдүрүватқан көрүнүш.
http://news.cctv.com

Буниң үчүн барлиқ идарә, органлар 24 саәтлик нөвәтчи түзүми йолға қоюш, барлиқ җайларда сақчи тармақлири гуманлиқ орунларға қарита кечилик туюқсиз тәкшүрүш елип бериш, йеза асасий қатламлардиму муқимлиқ сақлаш әтрәтлири, мәһәллә назарәт мәсулийәт гуруппилирини қуруш түзүми орнитиш, сақчи хадимларни көпәйтиш қатарлиқ чариләрни йолға қоймақта.

Хитай һөкүмитиниң мәхсус қанунсиз диний паалийәтләргә қаратмилиқ йүз күнлүк зәрбә бериш һәрикити давам қиливатқан бир пәйттә, йәнә йеңи йил кириши билән икки байрам мәзгилидики җәмийәт муқимлиқиға капаләтлик қилиш баһанисидики қаттиқ бастуруш һәрикити башланди. Хитайниң тинчлиқ торида уйғур елидә елип бериливатқан йүз күнлүк зәрбә бериш һәрикитиниң нәтиҗилири вә икки байрам һарписида хитай даирилириниң муқимлиқни қоғдашқа даир елан қилған учурлиридин, хитайниң чағини келиш һарписида уйғур елиниң умумий вәзийитиниң йәнә қайтидин җиддий басқучқа киргәнлики әкс әтмәктә.

Йеңи йил һарписида, уйғур елиниң һәр қайси вилайәт, шәһәр, наһийилиридики җәмий 835 сақчи оргини - 12айниң 31 - күни саәт нөлдә бир туташ кечилик туюқсиз ақтуруш елип барған иди шинҗаң тинчлиқ торида бу һәқтә берилгән учурдин ашкарилинишиға қариғанда, даириләр йеңи йил кечиси бир кечидә, 835 сақчи оргинидин 2871 хадимни һәрикәтләндүрүп,муқимсизлиқ вә аманлиқ мәсилиси бар дәп гуман қилған йүз орган, миң җамаәт соруни вә йүз миң аилидә туюқсиз тәкшүрүш елип барған болуп, бу җәрянда 16 кишини қолға алған, хәвәрдә бу кишиләрниң салаһийити вә уларниң қандақ җинайәт билән қолға елинғанлиқи һәққидә ениқлима берилмигән.

Хәвәрдин қариғанда, хитай даирилириниң бу хил туюқсиз ақтуруш елип бериши икки байрам мәзгилидики муқимлиққа капаләтлик қилиш тәдбирлириниң бири икән.

Тәңритағ ториниң - 8 янивар хәвиридә көрситишичә, хитай компартийисиниң уйғур елидики секретари җаң чүншән, - 7 янивар ечилған хитай коммунистик партийиси қораллиқ сақчи қисим шинҗаң баш әтрити - 3 нөвәтлик комитетиниң - 8 омумий йиғинида сөз қилип “қораллиқ сақчи қисим җәзмән "үч хил күч" гә қаттиқ зәрбә бериш мәсулийити, бурчини үнүмлүк ада қилип тасадипий вәқәләрни бир тәрәп қилиш, террорлуққа қарши туруш, муқимлиқни сақлаш вәзиписини қәтий орундиши дөләтниң алий мәнпәәтини, муқимлиқни қәтий қоғдап, узақ әминликни илгири сүрүшкә яхши иҗтимаий муһит яритиши керәк” дегән.

Вилайәт вә наһийиләрниң иҗтимаий хәвәрлиридә пүтүнләй хитай даирилириниң чаған мәзгилидики муқимлиққа капаләтлик қилиш оқтурушлири чапланған болуп, униңда хитайниң уйғур елигә қойған партком секретари җаң чүншәнниң йеңи йил вә чаған байримида һәр қайси идарә, орган, асасий қатлам кадирлириниң бирдәк һошярлиқни өстүрүп, тасадипий вәқәләрниң алдини елиш, муқимлиқни сақлашта бурчини ада қилиш йолйоруқлири тәкитләнгән. Униңда асасән һазир уйғур елиниң барлиқ сақчи органлири тармақ әтрәтлиридин башқа, һәммә идарә, органлар аманлиқни қоғдаш, муқимлиққа капаләтлик қилиш мәсулийәтчанлиқ түзүми орнитилған шундақла җинайәтләргә қарши маслишишчанлиқни, учур игиләшни, пакит игиләшни күчәйтип, зәрбә беришни йәниму юқири пәллигә көтүрүш тәлипи бойичә, җайларда қаттиқ бастуруш һәрикити йәнә бир йеңи басқучқа киргән.

Биз уйғур елидики телефон номур сүрүштә қилиш аппаратиға телифон қилғинимизда, бу орунларниңму сақчи даирилириниң намәлум номурлардин кәлгән телифонларни учур билән тәминлимәслик уқтуруши тапшурувалғанлиқи мәлум болди:

Қәшқәрниң маралбеши наһийисидики бир сақчи байрамлиқ орунлаштуруш бойичә өзиниң кечилик көзәтчиликтә туруватқанлиқини ейтқандин башқа учур билән тәминлимиди:

Тинчлиқ торида сақчи даирилириниң қаттиқ бастуруш һәрикәтлириниң үнүми һәққидә мисал елинишичә, или вилайәтлик сақчи даирилириниң чоң делоларни паш қилиш зәрбә бериш үнүмдарлиқи 100%кә йәткән болуп, истатистика қилинишичә, 2011 - йили - 1 айдин 12 - айғичә паш қилинған һәр хил делолар 6480 қетимға, қолға елинған адәм 2764кә йәткән

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит болса, хитай даирилириниң уйғур елидә һәр қандақ баһанә билән елип бериватқан қаттиқ бастуруш һәрикәтлиридә пәқәтла уйғурларни бастуруш нишани қиливатқанлиқини, болупму хитайниң дөләт байрими һәмдә чағанлирида елип бериватқан аталмиш муқимлиқни қоғдаш һәрикәтлириниң пәқәт уйғурларни бастуруш арқилиқ хитай көчмәнлирини хатирҗәм қилишни мәқсәт қиливатқанлиқини ипадиләп“хитай үчүн байрам, уйғурлар үчүн апәт болмақта” дәйду:

Үрүмчидики муқимлиқни қоғдаш тәдбирлири һәққидә мәлумат елиш үчүн, үрүмчи сайбағ районлуқ сақчиханиға телефон қилған болсақму, сақчи соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди:

Әмма үрүмчидә яшаватқиниға он йил болған бир көчмән хитай,хитай даирилириниң алған тәдбирлиридин интайин разилиқини, - 5 июл вәқәсидин кейин елинған қаттиқ тәдбирләрдин кейин үрүмчиниң нөвәттики вәзийитидин хатирҗәм икәнликини билдүрди:

Дилшат ришит йәнә, хитай даирилириниң районда елип бериватқан һәр қандақ намдики бастуруш һәрикәтлириниң әмәлйәттә хәлқаралиқ қанунларға һәм хитай өзиниң қанунлириғиму хилап һәрикәт икәнликини көрсәтти:

Хитайниң чаған байрими бу йил мушу айниң - 23 күнигә тоғра келиду, төмүр йол хәвәрлиригә қариғанда, үрүмчидә пойиз вә һава қатниши һәр йилқи чаған һарписидикидәк, йолучи тошушниң әң җиддий басқучиға киришкә башлиған. Шу сәвәблик томур йол вә қатнаш сақчи даирилириму аманлиқ қоғдаш тәкшүрүш тәдбирлирини алаһидә күчәйткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.