Төвән капаләт үчүн йезилған вәдинамә муһаҗирәттики уйғурлар арисида ғулғула қозғиди
2012.07.26
Вәдинамә чүмбәл артқан аялларни өйигә киргүзмәслик вә чүмбәл артқан аялларни байқиса һөкүмәткә паш қилиш қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алған. Бу вәдинамә уйғур елидики бир һөкүмәт оргини тәрипидин тәйярланған вә мәлум бир уйғур аилисигә имза қойдурулған. Мана бу вәдинамә нөвәттә муһаҗирәттики уйғурлар арисида күчлүк ғулғула қозғимақта.
Вәдинамә төт маддидин түзүлгән. Биринчи маддида хитай компартийисиниң рәһбәрликини қәтий һимайә қилишқа; иккинчи маддисида аилисидә аталмиш қанунсиз диний паалийәтләргә йол қоймаслиқ вә диний үн-син буюмлирини сақлимаслиққа вәдә берилгән. Үчинчи вә төтинчи маддисида болса, аилисидә чүмбәл артқан аяллар болмаслиққа, чүмбәл артқан аялларни өйигә киргүзмәсликкә вә чүмбәл артқан аялларни байқиса һөкүмәткә паш қилишқа вәдә берилгән. Вәдинаминиң ахирида әгәр юқириқи 4 маддиниң һәрқандақ биригә әмәл қилмай қалса, төвән капаләт пулиниң кесилишигә разимәнлик билдүрүлгән.
Бу йил 5-айниң 16-күни имзаланған бу вәдинамә, дәсләптә түркийидики истиқлал радиосиниң торбетидә сүрәтлик хәвәр қилип берилгән. Нөвәттә фәйсбук қатарлиқ иҗтимаий ахбарат васитилиридә кәң түрдә тарқалмақта вә бәс-бәстә инкаслар йезилмақта. Инкасларда, мәзкур вәдинамә, диний етиқадқа қарита ашкара таҗавузчилиқ, әркинликкә қарита иптидаий чәклимә дәп әйибләнгән. Инкасларда омумйүзлүк һалда, хитай һөкүмитиниң уйғурларни иқтисадий җәһәттики аҗизлиқидин пайдилинип туруп башқурмақчи болуватқанлиқи оттуриға қоюлған вә бу чекидин ашқан рәзиллик дәп әйибләнгән. Йәнә бәзи инкасчилар хитайниң иқтисадий күчидин пайдилинип, уйғурларни динидин тандурушқа, миллий бирликини парчилашқа урунуватқанлиқини баян қилған вә бу қилмишни шум нийәтлик дәп әйиблигән. Нөвәттә мәзкур вәдинамигә қарита пикир вә инкаслар җамаәт сорунлиридиму давамлашмақта.
Аңлиғиниңлар, түркийидә яшаватқан җамаәт әрбаблиридин абдуләзиз әпәндиниң баянлири. Абдуләзиз әпәнди мундақ дәйду “хитай йеқинқи йиллардин бери, уйғурларниң сақили, бурути, ромили вә көйники билән һәпилишип, уйғурларни динидин тандурмақчи, мәдәнийитидин узақлаштурмақчи, қисқиси өзигә охшитивалмақчи болуватиду. Бу қудрәтлик бир дөләтниң, күчлүк бир һакимийәтниң чариси әмәс; бу аҗизлиқниң, чарисизлиқниң ипадиси. Демәкчимәнки, хитайниң армийиси, сақчиси, йәни барлиқ дөләт аппаратлири, уйғурларни өзлиригә бойсундурушта аҗизлиқ қиливатиду. Уйғурлар қоралға тайинип әмәс, бәлки һәқиқәткә тайинип туруп хитайни әндишигә селиватиду.”
Абдуләзиз әпәнди сөзидә йәнә, хитайниң һәрбий күчигә тайинип, гәрчә уйғурларниң маддий җуғрапийисини йәни шәрқи түркистан земинини өз иликидә тутуп туралаватқан болсиму, мәниви җуғрапийисини ишғал қилалмиғанлиқини йәни миллий вә диний кимликлирини өзгәртәлмигәнликини, шуңа бу җуғрапийигә тохтавсиз һуҗум қиливатқанлиқини баян қилди. Хитайниң нөвәттики дөләт пүтүнлүкини қоғдаш үчүн чарә таллимайватқанлиқини йәни барлиқ васитиләрни қоллиниватқанлиқини оттуриға қойған абдуләзиз әпәнди сөзини мундақ ахирлаштурди “бир җүмлә сөзгә йиғинчақлисақ- шәрқи түркистан земининиң әзәлдинла хитайға тәвә әмәсликидәк һәқиқәт, хитайда әндишә пәйда қиливатиду. Хитайниң әндишиси тоғра, әмма чариси тоғра әмәс, һаман бир күни хитай мәғлуп болиду, шәрқи түркистандин чекинип чиқиду.”