Хитай вә далай ламаниң вәкили йеңи бир нөвәтлик сөһбәт башлиди
Мухбиримиз әркин
2010.01.27
2010.01.27

AFP Photo
Тибәт сәргәрдан һөкүмити болса сөһбәттин чоң үмид күтмәйдиғанлиқини билдүргән болсиму, бәзи анализчилар тибәт вәкиллириниң бәзи тәләпләрдин ваз кечип, вәзийәткә "риалистик позитсийә" тутидиғанлиқини билдүрмәктә.
Алдинқи күни далай ламаниң баш сөһбәт вәкили лоди гяри билән келсаң гялтсен башчилиқидики тибәт вәкилләр өмики хитайниң хунән өлкисигә йетип кәлгән болуп, дарамсаладики тибәт сәргәрдан һөкүмити тибәт вәкиллириниң хунәндики зияритидин кейин җүмә күни бейҗиңға баридиғанлиқини, шәнбә күни хитай билән икки күнлүк рәсмий сөһбәт үстилигә олтуридиғанлиқини билдүрди.
Тибәт сәргәрдан һөкүмити бейҗиң даирилириниң тибәт вә тибәтләр олтурақлашқан районларға кәң даирилик аптономийә бериш тәклипини тәкрар ойлишип көрүшни үмид қилидиғанлиқини тәкитлигән.
2008 - Йилдики тибәт-хитай сөһбитидә тибәтләр тибәт аптоном райони вә әтраптики өлкиләрдә яшайдиған тибәтләрни бирләштүрүп, кәң даиририлик аптономийә һоқуқиға игә тибәт мәмури райони қуруш тәклипи бәргән. Лекин хитай тәрәп бу тәклипни рәт қилип, пәқәт далай ламаниң юртиға қайтиш мәсилиси үстидила сөһбәтлишишкә болидиғанлиқини, лекин тибәтниң штати үстидә сөһбәтлишишкә болмайдиғанлиқини билдүргән иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи вә компартийә мәркизи бирликсәп бөлүмидики даириләр сәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитайниң далай ламаға тутқан позитсийиниң "бирдәклики вә изчиллиқи"ни, тибәт роһани даһисиниң бейҗиңниң тәлипигә иҗабий инкас қайтурушини күтидиғанлиқини тәкитлигән.
Америкидики бәзи хитай мутәхәссисләр болса, хитай даирилириниң тибәт мәсилисидики мәйданини тәнқидләп, хитай һөкүмити тибәт мәсилисидә далай лама билән һәмкарлишиши керәк, дәп қарайдиғанлиқини билдүрмәктә.
Оттура америка университетиниң хитай ишлар мутәхәссиси профессор яң лийүй әпәнди мундақ дәйду" :мән җуңго компартийиси наһайити ғәлитә дәп қараймән. У далай ламаға охшаш мөтидилликни тәшәббус қилидиған бир кишини қолға кәлтүрүшни билмәйватиду. Далай лама тибәт мустәқиллиқиғә ашкара қарши туриду. Биз далай лама билән 3 саәт сөһбәтләшкән. У тибәт мустәқиллиқиғә изчил қарши туруп кәлди. У тибәт җуңгониң бир қисими дегәнни өзлүксиз тәкитләп келиватиду. Җуңго компартийиси далай ламаниң вәкили билән сөһбәт елип барди. Лекин бу бир түрлүк илгириләшкә еришәлмәй кәлди. Компартийә бу түрлүк сөһбәтни уйғурлар билән елип барса болидиғу? далай ламаниң хәлқара орни бар. У нобил мукапатиниң лаурияти. Мән бу мәсилини һәл қилиш үчүн диалогни һәммидин муһим, дәп қараймән."
Бу қетимқи сөһбәтниң немә үчүн әслигә кәлгәнлики мәлум әмәс. Далай ламаниң баянатчиси топтен сампел чаршәнбә күни икки тәрәпниң тибәткә кәң даирилик аптономийә бериш пиланини тәкрар көрүп чиқишини күтидиғанлиқини әскәртип,"хитай һөкүмитиниң биз 2008 - йили оттуриға қойған тибәткә кәң даирилик аптономийә бериш тоғрисидики әсләтмә асасида музакирә елип беришини сәмимийлик билән үмид қилимиз" дегән. Лекин хитай ашкара соунлардики позитсийисидә тибәт мәсилисидики мәйданида өзгириш болмиғанлиқини көрситишкә тиришиватқан болуп, компартийә мәркизи бирликсәп бөлүми бу һәқтики баянатида "биз далай ламаниң пурсәтни ғәнимәт билип, мәркизи һөкүмәтниң тәлипигә иҗабий инкас қайтурушини үмид қилимиз" дәп тәкитлигән, лекин немә тәләпләрни оттуриға қойғанлиқини демигән.
Яң лийүй әпәнди, әгәр хитай һөкүмити сәмимий болса сөһбәтни илгири сүридиған бәзи актип тәдбирләрни йолға қоюши керәкликини билдүрди. У "маңа көрә җуңго компартийиси төвәндики икки тәдбирни йолға қоюши керәк. Биринчиси, сөһбәт чоқум шәртсиз болуш, шәртлик сөһбәт болмаслиқи керәк. Һәммә мәсилини оттуриға қоюп, сөһбәтниң йүрүшигә капаләтлик қилиш лазим. Иккинчиси, сиз аз санлиқ милләтләрниң мәдәнийити, тарихий вә диний - етиқадиға һөрмәт қилишиңиз керәк. Сиз буларға һөрмәт қилғандила сөһбәтниң асаси шәкиллиниду. Мана бу сөһбәтни илгири сүридиған тәдбирләрдур" дәп көрсәтти.
Хоңкоңдики"җәнубий җуңго әтигәнлик почта гезити"ниң бүгүнки бир хәвиридә, бәзи анализчилар далай лама вәкиллириниң бу қетим хитайға бәзи мәсилиләрдә йол қоюп,"риалистик" позитсийә тутуш еһтимали барлиқини, әгәр тибәтләр бурунқи пиланидин ваз кәчсә, хитайниң улар билән әмәлий мәсилиләр үстидә чоңқур музакирә елип баридиғанлиқиниң аламити бар, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Мәзкур гезитниң бу һәқтики хәвиридә хитай әмәлдарлириниң далай лама тәрәпниң пиланини рәт қилип, "башқичирәк бир пилан оттуриға қойса, болмиди дегәндә ойлишип көрүшкә болиду" дегәнликини илгири сүргән.
Оттура америка университетидики яң лийүй әпәнди диалогниң зөрүрлүкини әскәртип, сөһбәтниң өзи бир илгириләш, дәп көрсәтти. У мундақ дәйду" :мән 2005 - йили далай лама билән көрүшкәндә улар 6 қетим сөһбәт өткүзүп болған иди. Мән униңдин бирәр илгириләш болдиму, дәп сорисам у, сөһбәтниң үнүми болмиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин йәнила сөһбәтни муәййәнләштүрүп, сөһбәт өткүзмигәндин өткүзгән яхширақ, дегән иди. Чүнки сөһбәт өткүзүлсә пикир алмаштуруш болиду. Далай лама, мениң вәкилим болмиди дегәндә бейҗиңға барса, җуңго әмәлдарлириниң пойиз истансиси яки айродромда күтүвелишиға еришиду. Учришишлар орунлаштурулиду вә зияпәткә тәклип қилиниду, дәп көрсәткән иди. Қисқиси мән сөһбәтни чоқум зөрүр, дәп қараймән."
Бәзи хәвәрдә, америка әмәлдарлириниң мәтбуатларға учур берип, президент обаманиң йеқинда далай лама билән көрүшүш еһтимали барлиқини билдүргәнликини, бу хитайниң далай лама билән сөһбәт өткүзүшигә түрткә болғанлиқини илгири сүргән. Хитай далай лама билән обаманиң пат йеқинда көрүшүшини халимайдиғанлиқини билдүргән бу һәқтики хәвәрләрдә, чүнки ху җинтавниң бу йил 4 - айда америкини зиярәт қилиш еһтимали барлиқини тәкитлигән.
Америка, канада вә әнгилийә болса, хитай билән далай лама вәкиллириниң арисидики йеңи бир нөвәтлик сөһбәтни қарши алидиғанлиқини әскәртип, сөһбәтниң иҗабий нәтиҗигә еришишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси филип кровлей алдинқи күни елан қилған бу һәқтики язма баянатида "америка хитай билән далай лама вәкиллириниң арисида өткүзүлгән пәрқләргә чарә тепиш йолидики сөһбәтни күчлүк дәриҗидә қоллайду." Шундақла, "һөкүмәт йәнә бу сөһбәтниң иҗабий нәтиҗә яритишини вә аридики җиддий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн өткүзүлидиған сөһбәтләргә асас болуп қелишини үмид қилиду," дегән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.