Хитайда деһқанлар билән шәһәр пуқралириниң киримидики пәрқ зораймақта
2011.09.30

Хитай иҗтимаий пәнләр академийисиниң бу йил 8-айда елан қилған бир тәкшүрүш доклатида баян қилинишичә, нөвәттә хитайда йезидики деһқанларниң иқтисадий кирими барғанчә төвәнләватқан болуп, деһқанларниң иқтисадий кирими билән шәһәр пуқралириниң иқтисадий кирими оттурисидики оттуричә нисбәт пәрқи 3.23 Дә 1 болуп, хитайдики шәһәр пуқралири билән деһқанларниң иқтисадий иҗтимаий орни җәһәттики пәрқи дунядики һәрқандақ дөләттинму юқири һаләткә йәткән.Доклатта йәнә бәзи намрат йезилардики деһқанларниң шәһәр пуқралири билән болған иқтисадий пәрқиниң 6 гә қарши 1 яки 7 гә қарши 1 нисбәт һалитигә йәткәнлики әскәртилип, хитайда шәһәр билән йезилар оттурисидики пәрқниң 20 йил илгирикигә қариғанда 3 һәссә ашқанлиқи илгири сүрүлгән.
Чәтәлләрдики сиясий анализчилардин елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, нөвәттә хитайда яшаватқан уйғур деһқанлириниң әһвали техиму еғир болуп, уйғур деһқанлири хитай деһқанлириға охшашла иҗтимаий һәм иқтисадий җәһәттин езилишкә учраштин сирт йәнә, шәрқий түркистанда барғанчә көпийиватқан хитай көчмәнлири тәрипидин терилғу йәрлири игиливелинип, қошлап таҗавузчи һакимийәтниң зулумиға учримақта икән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 2005-йилдики статистикилиқ мәлуматиға асасланғанда, нурғунлиған дөләтләрдә пуқраларниң иқтисадий кирими пәрқидә, шәһәр пуқралири билән деһқанларниң иқтисадий кирими оттурисидики пәрқ 1.6 Дә 1 нисбәт болуп, әнглийә, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлиридә шәһәр пуқралири билән деһқанларниң тапавитидики пәрқ һәр вақит 1.5 Гә қарши 1 нисбәттин төвән һаләтни сақлап кәлмәктә икән.
Елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитайда деһқанларниң намрат қелишиға сәвәб болуватқан асаси сәвәб йәнила хитайдики чириклик, парихорлуқниң әвҗ елиши болуп, бир партийилик һакиммутләқлиқ түзүмидики хитайда демократик түзүм йолға қоюлмиғичә, хитайдики деһқанлар мәсилиси һәл болуши қийин икән.
Америка авази радиосиниң бу һәқтики мулаһизисидә оттуриға қоюлушичә, йезилардики деһқанлар билән шәһәр пуқралири оттурисидики иқтисади тапавәт пәрқиниң чоңийиши җәмийәт муқимлиқиға биваситә тәсир қилидиған муһим иҗтимаий мәсилә болғини үчүн, японийә һәм ғәрб дөләтлиригә охшаш иқтисади тәрәққий қилған демократик дөләтләр бу йилларда йеза билән шәһәр оттурисидики пәрқни азайтиш үчүн тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә икән.
Доклатта хитайда барғанчә чоңийиватқан шәһәр билән йезилар оттурисидики пәрқтә иқтисади пәрқтин башқа иҗтимаий пәрқниңму чоңлуқи оттуриға қоюлуп, хитай деһқанлириниң хитайдики әң намрат кишиләргә айлинип қелиши хитайдики иҗтимаий зиддийәтләрни техиму кәскинләштүрүп, бундин кейин хитайдики намрат деһқанлар мәсилисиниң хитайдики зор иҗтимаий мәсилигә айлинидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Сиясий анализчи елшат һәсән әпәнди бу һәқтә мулаһизә йүргүзүп, хитайдики шәһәрләр билән йезилар оттурисидики пәрқниң чоңийишиға әгишип, хитайдики деһқанларниң иқтисади һәм иҗтимаий орни җәһәттин җәмийәтниң әң төвән қатлимиға чүшүп қелиши, деһқанларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини барғанчә күчәйтип, ахирқи һесабта деһқанларниң наразилиқ һәрикәтлириниң хитай коммунист һөкүмитиниң йиқилиши үчүн шараит һазирлайдиғанлиқини билдүрди.