Йеридин айрилип қалған деһқанларниң наразилиқ һәрикәтлири барғанчә көпәймәктә

Йеқинқи бирқанчә йилдин буян хитайда йеридин айрилип қалған деһқанларниң һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлири барғанчә көпәймәктә.
Мухбиримиз меһрибан
2011.12.28
guangdong-xeymen-namayish-saqchi-305.jpg Гуаңдуң өлкисиниң хәймән кәнтидә бирнәччә күн давам қилған намайиштин кейин кочини тосуп турған сақчилар. 2011-Йили 22-декабир.
AFP

Радиомиз хитай бөлүми игилигән учурлардин мәлум болушичә, бүгүн әтигән сичүән өлкиси даҗу шәһиридики нәччә йүз деһқан, даҗу айропортиға баридиған йолни тосувелип намайиш қилған.

Әһвалдин хәвәрдар бирәйләнниң радиомизға билдүрүшичә, өткән йили даҗу шәһири дашйән базиридики деһқанларниң йәрлири “йәргә игидарчилиқ һоқуқи дөләттә” дегән қануний бәлгилимигә асасән наһийилик һөкүмәтниң мәҗбурлишиши билән өй-мүлк ширкәтлиригә сетип берилгән. Әмма йәрлири сетиветилгәндин кейин тирикчилик йоли үзүлгән деһқанларға әслидики тохтамда дейилгән төләм пулниң берилмәслики деһқанларниң ғәзипини қозғап, бу қетимқи наразилиқ намайишиниң партлишиға сәвәб болған.

Мәлум болушичә, сәйшәнбә күни әтигән башланған намайиш чаршәнбә күниму давамлишиватқан болуп, бүгүн әтигән тәхминән 300дин артуқ амма наһийилик һөкүмәттин деһқанларниң йеригә берилишкә тегишлик төләм пулни тәләп қилип, наһийилик һөкүмәт алдидин өтидиған даҗу айропортиға баридиған юқири сүрәтлик йолға орундуқларни қоюп олтурувалған һәмдә деһқанларға тегишлик төләм пули берилидиғанлиқи һәққидә ениқ җаваб алмиғичә йолни бошитип бәрмәйдиғанлиқини билдүргән.

Чәтәлләрдики сиясий анализчилардин илшат һәсән әпәнди, барғанчә көпийиватқан деһқанларниң наразилиқ һәрикәтлириниң сәвәби һәққидә тохтилип, әгәр хитай һөкүмити һазирқи дөләт қанунидики “йәргә болған игидарчилиқ һоқуқи қануни” ға түзитиш киргүзмәйдикән, деһқанларниң йәрлиридин айрилип қелиш әһвали йәнә давамлишидиғанлиқи, наразилиқ намайишлириниңму көпийидиғанлиқини илгири сүрди.

Түнүгүн27-декабир сәйшәнбә күни хитай баш министири вен җябао икки һәптә илгири гуаңдуң өлкисидә йүз бәргән “вукән кәнти” вәқәси һәққидә тохтилип, һәрқайси йәрлик һөкүмәт даирилиридин деһқанларниң терилғу йәрлирини халиғанчә игиливалмаслиқ керәкликини тәкитлиди.

Илшат әпәнди өз баянида вен җябавниң “деһқанларниң йерини игиливалмаслиқ керәк” дегән сөзи һәққидә тохтилип, “һазирқи хитай дөлитидә деһқанларниң йәргә болған игидарчилиқ һоқуқи капаләткә игә қилинидиған, йеңи қанунниң түзүлүши үчүн, алди билән һазирқи хитайниң дөләт түзүлмисиниң өзгириши керәк”ликини тәкитлиди.

Икки күндин буян хитай тор бекәтлиридики муназириләрдиму, хитайдики деһқанларниң йеридин айрилип қелиш мәсилиси һәм вен җябавниң “деһқанларниң терилғу йәрлирини халиғанчә игиливалмаслиқ” дегән буйруқи һәққидә инкаслар көпәйди.

“4-июн роһи” тор бекитидә йезилған бир инкаста, хитайда йеридин айрилған деһқанлар мәсилисиниң һәл болуши үчүн, алди билән хитай коммунист партийиси һазирқи бир партийилик дөләт түзүмини өзгәртип, һеқиқи демократик түзүм бәрпа қилиш, дөләт йәргә болған игидарчилиқ мәсилисидә пуқраларниң өз земиниға болған игидарчилиқ һоқуқиға һеқиқи капаләтлик қилидиған, қануний бәлгилимиләрни мақуллиши керәклики, әгәр ундақ болмиғинида хитайда йеридин айрилип қалған деһқанларниң наразилиқ һәрикәтлириниң барғанчә көпийип ахирқи һесабта бу һәрикәтләрниң һазирқи хитай коммунист һөкүмитиниң ағдурулушиға сәвәб болуши мумкинлики оттуриға қоюлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.