Хитай демократлири тйәнәнмен вәқәсиниң 20 йиллиқида йәр шари характерлик зор көләмлик һәрикәт қозғашни пиланлимақта

Келәр йили, 1989 ‏ - йили 6 ‏ - айниң 4 ‏ - күни йүз бәргән тйәнәнмен демократийә һәрикити бастурулғанлиқиниң 20 йиллиқидур. Чәтәлдики хитай демократлири мәзкур вәқәниң 20 йиллиқи мунасивити билән йәр шари характерлик зор көләмлик хатириләш паалийити уюштуруп, тйәнәнмен вәқәсини ақлаш, вәқәгә қатнашқанларға кәчүрүм елан қилиш тоғрисида хитай даирилиригә бесим ишлитишни пиланлимақта.
Мухбиримиз әркин
2008.10.13
nensi-pelosi-4-iyun-305 Нәнсий пелоси ханим, 4 - ийун күни америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән 1989 - йили 4 - ийун оқуғучилар һәрикитиниң 19 йиллиқини хатириләш йиғинида сөздә.
RFA Photo / Jume

Хитай демократлири шәнбә вә йәкшәнбә күнлири америкиниң калифорнийә штатидики монгомирий бағчисиға йиғилип, тйәнәнмен вәқәсиниң 20 йиллиқини қандақ хатириләш мәсилисини музакирә қилған.

Тйәнәнмен вәқәси хитай һөкүмити дипломатик сорунларда яки ашкара мәйданларда тилға елишни халимайдиған бир "көңүлсизлик" болуп, мәзкур вәқә хитай иқтисади тәрәққиятиниң сәрхошлуқи вә вақитниң өтүши билән йеңи әвлад хитайлар арисида аста - аста унтулуватқан бир тарихий һадисә. Лекин хитайниң мәмликәт ичи вә сиртидики мәзкур вәқә билән мунасивәтлик кишиләр йәни демократик хитайлар, тйәнәнмен вәқәсидә пәрзәнти өлгән аилиләр вә компартийигә қарши өктичи пикирдики затларниң нәзиридә бу вәқә унтулғусиз, җавабкарлиқи сүрүштүрүлүшкә тегишлик трагедийилик қирғинчилиқтур.

Хитай һөкүмити 1989 ‏ - йилдин бери бу кишиләрниң җавабкарларни сүрүштүрүш, вәқәгә қатнашқан һазирға қәдәр түрмидики вә чәтәлдә сүргүндики затларға кәчүрүм елан қилиш, вәқәни ақлаш һәққидики тәләп вә пикирлиридин хали болалмай кәлди. Чәтәлдики хитай демократлар һәр йили 4 ‏ - июн күни дуняниң һәр қайси җайлирида тйәнәнмен вәқәсини түрлүк усуллар билән хатириләп кәлмәктә вә кишиләргә 1989 - йили 4 ‏ - июн күни йүз бәргән бейҗиңдики қирғинчилиқни хатириләтмәктә иди. Келәр йили 6 ‏ - айда тйәнәнмен вәқәсиниң 20 йиллиқи толиду. Чәтәлдики демократик хитайлар болса келәр йили мәзкур вәқәниң 20 йиллиқи мунасивити билән тйәнәнмен вәқәсини ақлаш, вәқәгә қатнашқучиларға кәчүрүм елан қилиш, әпу сораш, чәтәлдикиләрниң юртиға қайтишиға рухсәт қилишни тәләп қилишни мәзмун қилған йәр шари характерлик зор көләмлик хатириләш паалийити тәшкилләшни, хитай даирилиригә вәқәни ақлаш тоғрисида бесим ишлитишни пиланлимақта.

Алдинқи күни хитай демократийә сепидики йетәкчи затларниң калифорнийә штатидики монтгомерий бағчисида елип барған 2 күнлүк йиғини бу мәзмунда болуп, улар келәр йили елип берилидиған йәр шари характерлик хатириләш паалийитиниң конкрет күнтәртипини музакирә қилған вә бир қатар орунлаштурушларни елип барған. "Җуңго демократийә һәрикитиниң 2008 ‏ - йилқи лос ‏ - анҗелис қурултейи"дегән намдики бу нөвәтлик йиғинда хитай "пуқралар күчи" һәрикитиниң рәһбири яң җйәнли, 4 ‏ - июн вәқәсиниң 20 йиллиқини хатириләш паалийитини чәтәлдә вә хитайниң ички қисимида тәң қанат яйдуруш, һәрикәтни бир ай давамлаштурушни вә оттуриға қоюлидиған тәләпләрни санап өткән.

Яң җйәнли мундақ дәйду":‏ 1 ‏ - тәләп түрмидики 4‏ - июн билән мунасивәтлик затларни қоюветиш, 2‏ - тәләп тутуш буйруқи чиқирилған оқуғучи вә зиялийларниң тутуш буйруқини бикар қилиш, 3‏ - тәләп чегридин кириши чәклинидиған кишиләр қара тизимликини бикар қилиш, 4 ‏ - тәләп һөкүмәтниң 4‏ - июн мәсилиси тоғрисида һәр қайси саһәләр билән сөһбәт өткүзүшини тәләп қилиштур". Хитай һөкүмити 1989 ‏ - йили тйәнәнмен демократийә һәрикитини бастурғанда һәрикәткә йитәкчилик қилған аз дегәндә 22 нәпәр оқуғучи вә бир қатар зиялий вә актиплар үстидин тутуш буйруқи чиқарған. Тутуш буйруқи чиқирилғанларниң бир қисими қолға елинған, йәнә бир қисими чәтәлгә қечип кәткән иди.

Чәтәлгә қачқанлар ичидә өркәш дөләт, сәй лиң, шяң шавҗи қатарлиқ оқуғучилар рәһбәрлири бар болуп, ваң дәнгә охшаш бир қисим оқуғучилар рәһбәрлири қолға елинған, зиялийлардин хитай физика алими, җуңго пән - техника университетиниң профессори фаң лиҗи аяли билән биргә америка әлчиханисиға қечип киривалған, хитай язғучи лю йәнбиң, җав зияңниң мәслиһәтчиси йән җячи, хитай хәлқ қурултейи мудири вән линиң оғли, ситоң гуруһиниң баш мудири вән руңнән қатарлиқлар америкиға қачқан иди.

Чәтәлдики хитай демократийә һәрикити дуч келиватқан еғир мәсилиләрниң бири тәшкилатлар арисидики иттипақсизлиқлар иди. Хитай демократлириниң лос анҗелистики қурултийида җуңго демократийә бирлики тәшкилатиниң рәиси шө вей, 4 ‏ - июнни хатириләш паалийитиниң дағдуға пәйда қилиши үчүн тәшкилатлар арисидики мәнмәнчиликни түгитишниң муһимлиқини тәкитләйду. У," тәшкилатлар арисидики чәк ‏ - чегрини бузуп ташлаш, һечқандақ тәшкилатниң исмини тилға алмай, хатириләш паалийитигә пүтүн бир демократик һәрикәт сүпитидә тәйярлиниш интайин зөрүр," дәйду.

Германийидики җуңго демократийә фронтиниң рәиси феи ляңюң болса әйни чағда тйәнәнмен вәқәсини бастурушниң баш пиланлиғучиси, дәп қаралған компартийиниң пәрдә арқисидики һөкүмдари дең шавпиңниң 200" миң адәмни өлтүрүп, 20 йиллиқ тинчлиқни қолға кәлтүримиз " дегәнликини тәнқид қилди. Фей ляңюң, " адәм өлтүрүп муқимлиққа еришиш дегәнлик бу бир мустәбитниң сөзи" дәп тәкитләйду. Демократик затларниң 4‏ - июнни йеңи усуллар билән хатирилишини тәләп қилған феи ляңюң мундақ дәйду": демократик тәшкилатлар чоқум зилзилә пәйда қилалайдиған чақириқларни, һәр хил рәсимлик вә шуарларни оттуриға қоюши керәк. Хитай демократик партийиси ғәрбий америка комитетиниң мәсули җен чүнҗу, мәзкур партийиниң келәр йили бир қатар паалийәтләрни пиланлап қойғанлиқини, бу паалийәтләрниң 56 күн ачлиқ елан қилиш, демократийә илаһиниң һәйкилини ясаш, 4 ‏ - июн марши кәшп қилиш вә пиядә меңиш қатарлиқларни өз ичигә алидиғанлиқини билдүргән.

Йиғинда хитай " пуқралар күчи " һәрикитиниң рәһбири яң җйәнли хитайниң мәмликәт ичидә 4 ‏ - июнға аит ликсийә сөзләш паалийәтлирини орунлаштуруш, чәтәлдә һәр қайси дөләт парламентлирини һәрикәткә кәлтүрүшни оттуриға қойди. У, " 4‏ - июнға аит лексийиләрни орунлаштуруш, мәмликәт ичидики затларни ликсийә сөзләшкә риғбәтләндүрүш керәк. Һәқиқий әһвални сөзләш, пәрзәнтләргә тйәнәнмен мәйданида өлгән кишиләрни хатирилитиш лазим .... Шундақла һәр қайси дөләт парламентлирини 4 ‏ - июн вәқәсигә даир қарар лайиһилирини чиқиришқа һәйдәкчилик қилиш керәк. Чәтәл парламентлири чиқарған қарар лайиһилириниң җуңго һөкүмитини биз оттуриға қойған 4 тәләпни қандурушқа түрткә болушини үмид қилимиз. Тйәнәнмен демократийә һәрикити хитайда демократийини илгири сүрүш ролини ойнидиму яки демократийиниң кечикишигә сәвәб болдиму ? дегән мәсилидә йәнила охшимиған пикир вә көз қарашлар мәвҗүт.

 Тйәнәнмен демократийә һәрикитигә қатнашқан вә һазир чәтәлдә паалийәт елип баридиған хитай демократлириниң көпчилики мәзкур вәқәни "җуңгода демократийини илгири сүрүш йолидики зор иҗабий һәрикәт " дәп қаримақта. Лекин йәнә бәзи анализчилар болса, тйәнәнмен вәқәси хитайда демократийиниң тәрәққиятини кечиктүрүш ролини ойниғанлиқини илгири сүрмәктә.

Бу қараштики анализчиларниң әскәртишичә, оқуғучиларниң тйәнәнмен мәйданини узун муддәт бесип йетивелиши вә бейҗиң шәһириниң паләч һалға чүшүп қелиши компартийә ичидики қаттиқ қолларниң түгминигә су қуюп бәргән. Улар тәртипни әслигә кәлтүрүшни баһанә қилип, тйәнәнмен вәқәсини бастурупла қалмай, компартийә ичидики ислаһатчи, демократийини яқлайдиған либераллар гуруһини һакимийәт қатлимидин тазилап чиқарған.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.