Коммунист хитай һазир пүтүн дуня миқясида демократик түзүм билән риқабәтләшмәктә
Мухбиримиз вәли
2008.11.25
2008.11.25

AFP Photo
Мустәбит түзүм йүргүзүп мувәппәқийәт қазиналмиған дөләтләр коммунист хитайни һемайә қилмақта
Б б с ниң баян қилишичә, паттин әпәнди һазир әнглийидики окисфорт университетиниң мудири. У йеқинда коммунист хитайниң һазирқи әһвали һәққидә мулаһизә йүргүзүп бир китаб язған.- Пүтүн шәрқий җәнуби асияниң ишлири сиясий әркинлик вә әркин сода муһитида йүрүшүватқан иди, - дәп баянини башлайду паттин әпәнди 'хитай пүтүн дуня миқясида демократийә түзүми билән риқабәтләшмәктә' сәрләвһилик йеңи китабида, - коммунист хитайниң иқтисадий орни асияда биринчи орунға өткәндин кейинла, у сиясий әркинликни асасий гәвдә қилған демократийә түзүмигә риқабәт қилишқа башлиди.
Коммунист хитайниң бу риқабити һазир дуняда мустәбит түзүм йүргүзүп техичә мувәппәқийәт қазиналмиған дөләтләрниң, һәтта африқидики мустәбит түзүмни яқлайдиған дөләтләрниңму һемайисигә еришмәктә.
Хитай 'демократийә түзүмини тиклимәй бейиш мумкинлики'ни тәрғип қиливатиду
Паттин әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити гәрчә өзини дуня җамаитиниң бир қисми дәп ативалған болсиму, әмма у бирләшкән дөләтләр тәшкилати үчүн бирәр вәзипини үстигә елип һәрикәткә атлинишни һәргиз халимайду.Бәлки у хитайниң пүтүн әрзан әмгәк күчи, йәр - земин вә тәбиий байлиқ мәнбәлирини сәрп қилиш арқилиқла еришкән иқтисадий байлиққа тайинип, пүтүн дуня миқясида демократийини йоқатмақчи болуватиду. Буниң үчүн һәдәп демократийә түзүмини тиклимәй бейиш мумкинликини тәрғип қиливатиду.
Ғәрб әллиридә иқтисадий тәрәққият арқилиқ әмәлгә ашқан демократийә хитайда әмәлгә ашмиди
Радиомиз мухбирлириниң хәвәр қилишичә, киристофер паттин әпәндиниң бу йеңи китаби һәққидә тохталған хоңкоң университетиниң сиясийшунас профессори җен йүшо мулаһизисидә 'ғәрб әллири иқтисадий тәрәққият җәмийәткә демократийә, кишилик һоқуқ вә қанун билән билән идарә қилидиған түзүм елип келиду, дәп қарайду. Бу, дуняниң башқа җайлирида әмәлгә ашқан болсиму, әмма хитайда әмәлгә ашмиди' дегән.Униң баян қилишичә йәнә, үчинчи дуня әллиридики иқтисадий тәрәққият гәрчә уларға техичә мукәммәл демократийә елип кәлмигән болсиму, әмма улардики иқтисадий тәрәққият арқилиқ һәр бир адәмниң кишилик һоқуқи, кишилик иптихари мәлум дәриҗидә һүрмәткә игә болди. Әмма хитайда бундақ аламәт йоқ.
Мустәбитлик, әркинлик болмиған вә содини биринчи орунға қойидиған модил һәргиз ғәлибә қилмайду
Униң қаришичә, гәрчә һазир хитайда иқтисад тәрәққи қилған болсиму, әмма бир партийә һөкүмранлиқ қилидиған мустәбит түзүм қилчә аҗизлимиди, кишилик һоқуқ яхшиланмиди вә буниңдин кейинму бу җәһәтләрдә яхшилиниш болуштин бишарәт йоқ.Әмма хитайниң бундақ тәрәққият модели - мустәбитлик, әркинлик болмиған вә содини биринчи орунға қойидиған бундақ модил, худди паттин әпәнди ейтқандәк, һәргизму ғәлибә қилмайду. Чүнки униңда демократийә түзүми тәминләйдиған бихәтәр ачқуч йоқ.
Хитай һөкүмити 'кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған үстүнлүки'дин пайдилинип, дуня иқтисадида зор тәңпуңсизлиқ пәйда қилди
Бейҗиңдики чиңхуа университетиниң профессори чин хуйзеңниң баян қилишичә, хитай һөкүмити 'кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған үстүнлүки'дин пайдилинип, пүтүн дуняниң мәблиғини җәлип қилип, униңда ишләнгән таварларни екиспорт қилиш арқилиқ дуня иқтисадида наһайити чоң тәңпуңсизлиқ пәйда қилди.Хитайдики бундақ һаләтни пәқәт ишчи - деһқанларниң мәнпәәтини, кишилик һоқуқини қоғдаш арқилиқ өзгәртиш мумкин
Униң қаришичә, бундақ тәңпуңсизлиқ башқа дөләтләрдә мәсилә пәйда қилди, хитайниң дөләт ичидиму хәлқ 'тәрәққият' тин нәп алалмиди. Хитай һөкүмити пәқәт әрзан әмгәк күчи, йәр - земин вә тәбиий байлиқларни сәрп қилип, униңға доллар дәп атилидиған 'көк қәғәз' тегишип кәлди, халас.Хитайда үстүнлүк бар дейилсә, пәқәт мушундақ бир 'үстүнлүк' бар. Хитайдики бундақ һаләтни пәқәт ишчи - деһқанларниң мәнпәәтини, кишилик һоқуқини қоғдаш арқилиқ өзгәртиш мумкин.