Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси


2008.03.18

Tibetan_shoot-dead-2_200.jpg
Абей наһийисидә, икки оттура мәктәп оқуғучиси вә бир башланғуч мәктәп оқуғучиси өлтүрүлгән. Сүрәтни, тибәт диний ишлар фонди тәминлигән.

Чәтәлләрдики хитай демократик тәшкилатлириниң көпинчиси тибәттики тоқунушларға қарита сүкүттә туруш позитсийисини тутти, пәқәт аз бир қисимлирила баянат елан қилип мәйданини ипадилиди. Мана булардин бири, бу йил 1 ‏ - айниң 1 ‏ - күни қурулғанлиқини елан қилған хитай өткүнчи һөкүмитидур. Өткүнчи һөкүмәт бу йил 15 ‏ - март вә 17 ‏ - март күнлири болуп, арқа - арқидин икки қетим баянат елан қилип хитайни әйиблиди, пүтүн дунядики дөләтләрниң парламент әзалириға қаритип вә хәлқара олимпик комитетиға қаритип мураҗиәт елан қилип, тибәт һәрикитини қоллашқа чақирди.

Хитай өткүнчи һөкүмитиниң баянати

Тибәтликләрниң йерим әсирдин бери инсаний һәқ - һоқуқлиридин тамамән мәһрум яшап келиватқанлиқи билдүрүлгән баянатта, 14 ‏ - март ласа вәқәси, коммунист хитай һакимийитиниң 1989 ‏ - йилидин кейинки иккинчи қетимлиқ қәтлиами дәп әйибләнгән. Баянатта йәнә, хитай коммунист партийисиниң һакимийәт бешиға кәлгәндин буян, түрлүк ислаһат вә өзгәртиш дәп аталған сиясий һәрикәтлири давамида, хитай дөлити ичидики йәр игилирини, иқтисад игилирини вә зиялийларни, диний затларни йәни җәмийәтниң әң актип қатламлирини қирғин қилип кәлгәнлики әскәртилгән. Болупму, шизаң бөлгүнчилири нами астида тибәтликләрниң, шинҗаң бөлгүнчилири нами астида уйғурларниң қаттиқ бастурушларға дуч кәлгәнлики алаһидә тилға елинған. Тибәтликләрниң исянкар роһиға апирин оқуған баянат, хитай хәлқини тибәт хәлқиниң һәққаний күришини қоллашқа вә униң зулумға қарши җәңгиварлиқидин өгинишкә чақирған.

Tibetan_shoot-dead-1_200.jpg
Бу, етип өлтүрүлгән тибәтлик яш болуп, оқ униң көксигә вә оң еңикиниң астиға тәккән. Сүрәтни, тибәт диний ишлар фонди тәминлигән.

Өткүнчи һөкүмәт дуняға қилған мураҗитидә, хитай коммунист һакимийитиниң, тибәттә дөләт террорлуқи йүргүзиватқанлиқини паш қилған вә дуня дөләтлирини хитай билән болған мунасивитидә, мәнпәәтпәрәстликтин ваз кечип һәққанийәт тәрипидә турушқа вә тибәт хәлқини ялғуз қоймаслиққа чақирған. Бир қисим дөләтләрниң 14 ‏ - март ласа тоқунушиға баянат бәргинидә, һәр икки тәрәпни өзини тутивелишқа чақиришини тәнқид қилған мураҗиәт, әслидә өзини тутивелиши керәк болған тәрәпниң икки тәрәп әмәс, пәқәт бир тәрәп йәни заманивий һәрбий қорал саһиби болған хитай тәрәп икәнликини әскәрткән.

Дунядики дөләтләр хитай билән болған мунасивитидә һәққанийәт тәрипидә туруши керәк

Хитай өткүнчи һөкүмити бу йил 1 ‏ - айниң 1 ‏ - күни қурулғанлиқини елан қилған болсиму, һазирға қәдәр көп сандики хитай демокиратчилириниң қоллишиға еришәлмиди. Өткүнчи һөкүмәт баянатчиси мушу айниң бешида, шинтаңрен телевизийә қанилиниң зияритини қобул қилип, һөкүмәт һәққидики бир қатар гуманлиқ соалларға җаваб бәргән вә һөкүмәтниң мустәһкәмлинишкә қарап илгириләватқанлиқини билдүргән. Өткүнчи һөкүмәт хитай коммунист һакимийитини ағдуруш үчүн барлиқ вастиларни қоллинишни тәшәббус қилидиған, хитай коммунистлири билән мурәссә қилишни пүтүнләй рәт қилидиған, сани көп болмиған бир түркүм хитай демокиратчилириниң вәкиллик оргинидур. Биз баянатчи таң бочяв билән тибәт тоқунуши һәққидики қарашлирини илгирилигән һалда игиләшкә тириштуқ.

DC-namayish-tibet-uyg2-200.jpg
Вашингтон хитай әлчиханиси алдидики тибәт - уйғур намайиши. RFA Photo

Биз униңдин, тибәтлик намайишчиларниң намайиш җәрянида зорлуқ вастилирини қолланғанлиқиға қандақ қарайдиғанлиқини соридуқ. У диктатор бир һакимийәт түзүми астида бу хил қаршилиқни тоғра чүшинишкә болиду дәп җаваб бәрди. У тоғра чүшинишниң сәвәбини мундақ изаһлиди: " тоқунушта бир тәрәп барлиқ һәрбий қоралларға саһип, йәнә бир тәрәп қуруқ қол болғандин кейин, қаршилиқ һәрикәтлиригә әхлақ өлчими қойғили болмайду. Адәттә барлиқ җәмийәтләрдә ихтилаплар болиду, демократийә вә қанун бу ихтилапларниң тоқунушқа айлинишиниң алдини алиду. Биз хитай намайиш қилиштин ибарәт әң әқәллий һоқуққа йол қоймиғанлиқи сәвәбидин, мәзкур вәқә келип чиққан дәп қараймиз."

"Тәйвәнниң иккинчи бир тибәт болуп қелиш еһтимали бар"

Хитайчә б б с хәвәр тори хитайниң тибәттики бастуруш һәрикитигә қарита китабханлириниң инкас қайтуруши үчүн мәхсус сәһипә ачқан. Сәһипигә хитай ичи - сиртидин инкаслар йезилған. Инкасларниң мутләқ көп қисмида, хитайниң бастуруши тоғра дәп баһа берилгән. Әмма инкас қайтурғучиларниң қайси хил пикир еқимидики кишиләр икәнлики мәлум әмәс, пәқәт хитай миллитидин икәнлики мәлум.

Бир қисим хитай демократчилири юқириқидәк қарашлирини оттуриға қойған пәйттә, тәйвән демократик тәрәққият партийисиниң президент намзати ше җинчаң тибәттики вәқә һәққидә тохтилип, тәйвән хәлқиниң вәқәдин дәрс чиқириши керәкликини, ундақ болмиғинида, тәйвәнниң иккинчи бир тибәт болуп қелиш еһтималини әскәртти вә тәйвән мустәқиллиқиниң ваз кечилмәсликигә ишарәт қилди. Тәйвәндики гоминдаң партийисиниң президент намзати ма йиңҗю тибәттики вәқә тоғрисида хитайни әйиблиди вә өзлириниң хитай һакимийити билән йеқинлишиш пиланини қайта көздин кәчүридиғанлиқини билдүрди. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.