Бәзи хитай өктичилириниң 5 ‏ - июл үрүмчи вәқәси һәққидики анализи

Бүгүн 5‏ - июлдики үрүмчи вәқәсигә бир ай болуп қалған болсиму, лекин уйғур елидә вәқәгә мунасивәтлик дәп қаралғанларни тутқун қилиш, қолға елиш һәрикити давам қиливатиду. Бу әһвалда хитайниң мәмликәт ичидики қисмән зиялийлири вә чәтәлдики бәзи өктичи хитайлар мақалә елан қилип, вәқә тоғрисидики қарашлирини баян қилишмақта.
Мухбиримиз әркин
2009.08.05
Urumqi-xitay-piqaq-esker-qatil-305 Сүрәттә, 14 - ийул, дөң көврүк базириниң йенида, қораллириға өткүр тиғларни бекитип, уйғурларға қарши постта турған хитай қораллиқ сақчилиридин бири.
AFP Photo

Бүгүн чаршәнбә күни 5 ‏- июлдики үрүмчи вәқәсигә топ ‏ - тоғра бир ай толиду. Хитайниң вәқәдә тутқун қилинғанларни җазалаш вә вәқә тоғрисидики бир тәрәплимилик тәшвиқат һәрикити шииддәтлик давам қиливатқан пәйттә, хитайниң мәмликәт ичи вә сиртидики бәзи өктичиләр мақалә елан қилип, вәқәниң йүз бериш сәвәби, арқа көрүнүши, хитайниң сиясити вә хитай даирилириниң вәқәдики җавабкарлиқиға даир мәсилиләр үстидә мулаһизә елип бармақта.

Хитай өктичилик һәрикитидики тонулған шәхсләрниң бири лин бавхуа әпәнди чаршәнбә күни " улуғ ера" тор бекитидә мақалә елан қилип, 25 ‏- июн шавгүән вәқәси вә 5 - июлдики үрүмчи вәқәсиниң йүз бериш сәвәбигә аит төвәндики мулаһизиләрдә болди.

"Улуғ ера" тор бекитидики мақалисидә "уйғурларниң дәсләпки мәзгилдә тили, диний етиқади вә өрп ‏ - адәтлириниң охшимиғанлиқи сәвәби чоң хитайчилиқниң кәмситишигә учриғанлиқи, хитайлаштурулуш сиясити йолға қоюлғанлиқи"ни илгири сүргән лин бавхуа "җуңго 11‏ - синтәбир вәқәсидин кейин америкиниң террорлуққа қарши туруш шуарини көтүрүвелип, ирқий өчмәнликни тарқатти. Уйғурлар террорчи дәп көрситилди. Бу ейҗиң олимпик йиғининиң һарписида юқири пәллигә чиққан иди " дәп тәкитлигән.

Лин бавхуа уйғурларни узун мәзгиллик "алвастилаштуруш" тәшвиқатиниң хитайларда уйғурларға қарши өчмәнлик пәйда қилип, шавгүән вәқәсини кәлтүрүп чиқарғанлиқини, бу 5 - июлдики қирғинчилиқиниң от пилтисигә айланғанлиқини илгири сүргән. Хитай чоң қуруқлуқидики туңган язғучи ан рән болса бейҗиң даирилириниң хитай пуқралирида милләтчиликни улғайтиватқанлиқини тәнқид қилди.

У, радиомизниң гуаңдуң бөлүминиң зияритини қобул қилип," улар милләтчиликни тәшәббус қиливатиду. Мәсилән, йеқинда нәшр қилинған 'җуңго хушал әмәс' дегән китаб . Бу китаб яхшилиқниң аламити әмәс иди. Бу китаб нәшр қилинғандин буян җуңгода қанчилик ишлар йүз берип кәтти. Һәммә йәргә таралди. Уларниң ғәризи милләтчиликни тәрғип қилиш. Милләтчиликни қалқан қилип, ички зиддийәтләрни йепеш, хәлқниң сиясәткә болған наразилиқини бураштур" дәп көрсәтти.

Лин бавхуа "улуғ ера" торидики "шинҗаңда йүз бәргән қәтлиамниң сәвәби вә ақивити" дегән мавзудики мақалисидә йәнә, уйғур яшлирини ичкиригә йөткәш сияситини тәнқидләп, буниңдики ғәрәз уларни ассимилятсийә қилиш дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән.

У мундақ дәйду" : шавгүәндики 700 нәпәр уйғур ишчи бир мәсилини ашкарилайду. У болса уйғурларни ассимилятсийә қилишни күчәйтиштур. Зор көләмдики хәнзу көчмәнлирини шинҗаңға көчүрүш билән биргә, уйғур яшлирини деңиз бойидики хәнзулар олтурақлашқан җайларға йөткәштики ғәрәз, уларниң мәдәнийити вә диний етиқадини аҗизлаштуруп, ассимилятсийә қилиш болса керәк".

Америка колумбийә университетиниң зиярәтчи тәтқиқатчиси чен покуң "улуғ ера "тор бетидики бир мақалисидә тибәт билән уйғур елидә үзлүксиз вәқә йүз беришидики сәвәбләрни мулаһизә қилип, буниң түпки сәвәблириниң бири, уйғурлар билән тибәтләрниң намрат қалдурулғанлиқи билән мунасивәтлик, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

У "шинҗаңда завут, карханилар қурулған, шинҗаңниң байлиқи үз җайида ишлитилгән болса, уйғурларға хизмәт тепилидиғанлиқи"ни, лекин"шизаң вә шинҗаңниң тәрәққиятида хәнзу әмәлдар вә содигәрләр гуруһи мәнпәәт елип, йәрлик тибәт вә уйғурлар чәткә қеқилғанлиқини, уларниң кәмбәғәллик ичидә қалғанлиқини, мана буларни "шизаң вә шинҗаңда үзлүксиз вәқә йүз беришиниң түпки сәвәблириниң бири"дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән.

Туңган язғучи ан рән болса, даириләрниң уйғур яшлириға террорчи муамилиси қилғанлиқини тәнқидлиди. Хитай миллитиниң нәзиридә уйғурларниң әсәбий вә әдәпсиз дәп қарилидиғанлиқини тәкитлигән ан рән "сиз чишиңизни кириштүрүп, зәрдә билән бу җидәлхор яшларни дүшмән күчләр дәп қариған билән, лекин сиз хәнзулар ичидики җидәлхор яшларни һечқачан дүшмән күчләр дәп бақмидиңиз" дәп көрсәтти.

Чәтәлдики хитай өктичилириниң рәһбири веи җиңшиң радиомизда елан қилған мәзкур вәқә тоғрисидики обзорида болса, үрүмчи вәқәсиниң бу қәдәр чоңайтиветилиши компартийә ичидики күрәш билән мунасивәтлик, дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән. Веи җиңшиңниң ейтишиға қариғанда, бу вәқә компартийә ичидики җаң земин гуруһиниң ху җинтав гуруһиға қурған қилтиғидур. У, буниңдики ғәрәз хәлқниң қаршилиқини бурап, ғәрбтики нефит базилирини җаң земин гуруһиниң қолида тутуп туруш, ху җинтавни аҗизлаштуруш вә оңайсиз әһвалға чүшүрүп қоюштур, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

Лекин колумбийә университетидики чен покуң "улуғ ера"тор бекитидики мақалисидә үрүмчи паҗиәсини хиянәтчилик билән алақидар дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән.

У, уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүәнни "қанхор иблис", "қара нийәт парихор" дәп әйиблигән. Шундақла униң шинҗаңни "тилла дәрихи" қиливелип, өзи, аилиси вә сәндуң гуруһиниң чөнтикини толдурғанлиқини, шинҗаңға ярдәм беришни баһанә қилип, шинҗаңниң пүтүн иқтисадий тәрәқият түрлирини сәндуңниң карханилириға һавалә қилғанлиқини, ваң лечүәнниң қизиниң тәңри теғиниң су байлиқини манапол қиливалғанлиқини билдүргән.

Тәйвәндики лин бавхуа әпәнди болса, хитай даирилириниң вәқәдә хәнзуларни көп өлди, дәп елан қилғанлиқини тәнқидлигән. "Топилаңда қәстән хәнзуларниң көп өлгәнликини елан қилиш ирқий өчмәнликни улғайтишни мәқсәт қиламду? " дәп тәкитлигән лин бавхуа, ваң лечүәнниң вәқәдә ойниған ролиға диққәт қилишқа әрзийдиғанлиқини, бу йил 65 яшлардики ваң лечүәнниң пинсийә йеши тошқанлиқини, шуңа униң үрүмчи вәқәсини қәстән кеңәйтип" шинҗаң вәзийитиниң муқимлиқини мениңсиз сақлиғили болмайду" дегән вәзийәт яритиш қәстини чәткә қаққили болмайдиғанлиқи"ни илгири сүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.