Хитай өмики үрүмчи вәқәси һәққидә мәлумат бериш үчүн түркийигә кәлди

7 - Айниң 5 - күни үрүмчидә йүз бәргән вәқә түркийиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди. Вәқә йүз бәргили бир һәптә болған болсиму түркийә рәһбәрлири давамлиқ һалда баянат берип хитайни әйибләп уйғурларға болған һесдашлиқини билдүрүшмәктә. Һәтта уйғур мәсилиси түркийидики сиясий партийиләр арисидики муһим мәсилиләрниң биригә айланди.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.07.13
Turk-xitay-tashqi-ishlar-ministirliri-305 Сүрәт, түркийә ташқи ишлар министири давутоғлу әпәнди билән хитай ташқи ишлар министири йаң җелоң.
AFP Photo

Һәр күни түркийиниң һәр қайси вилайәтлиридә намайишлар өткүзүлмәктә. Булардин қаттиқ биарам болған хитай һөкүмити бүгүн йәни 7 - айниң 13 - күни бир һәйәт әвәтип түркийә парламентиға мәлумат бәрди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқидин кәлгән һәйәт ,хитай ташқи ишлар министирлиқи мәсуллиридин суң әйго , хитайниң түркийидә турушлуқ баш әлчиси гуң шявшең қатарлиқ 4 кишдин тәркип тапқан болуп улар бүгүн түркийә парламенти инсан һәқлири комитети башлиқи зафәр үскүл, андин түркийә парламенти башлиқи көксал топтанлар билән көрүшти. Әмма бу учришишта немә гәпләр болғанлиқи һәққидә мухбирларға мәлумат берилмиди.

Дәл бу чағда түркийидә хитайға қарши намайиш йейилмақта. Бүгүн түркийә кадирлар оюшмиси әзалиридин 300 әтрапида киши хитайниң истанбул тарабядики консолханиси алдида намайиш қилип " хитайлар уйғур қериндашлиримизни өлтүррмә! уйғурларға әркинлик!" дәп шуар товлашти.

Бүгүн йәнә қәйсәри шәһиридә хитайға қарши намайиш өткүзүлүп хитай байрақлири көйдүрүлди. Түркийидә мәмлилкәт бойичә һәр хил паалийәтләр елип берилип хитайларниң үрүмчидә қилған қилмишлири вә уйғурларға қаратқан бесим сиясити әйибләнмәктә. Түркийидики нурғун шәһәрләрниң бәзи районлири айюлтузлуқ көк байрақ вә хитайға қарши шуарлар билән безәлгән болуп, тарихта көрүлүп бақмиған бир шәкилдә уйғурларни қоллап ‏ - қувәтләш паалийити башланди.

Түркийә җумһурийити баш министири рәҗәп тайип әрдоған хитайларни уйғурларға қаратқан ассимилиятсийә сияситини тохтитишқа, уйғурларниң һәқ вә һуқуқини беришкә чақирди. Түркийә баш министири үрүмчи вәқәсини ирқий қирғинчилиққа охшитип, түркийиниң буни бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик комитетиниң күнтәртипигә елип келидиғанлиқини ейтти. Хитай мәтбуатлириға қариғанда, булар хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилған.

Түркийә җумһурийити рәиси абдуллаһ гүл җумә намизидин чиқиветип мухбирларға баянат берип мундақ деди: "үрүмчидә болған вәқәләрдин әнсирәватимән. Йеқинда үрүмчидә биз билән қучақлашқан инсанларниң бүгүнки күндә қейин әһвалға чүшүп қелиши бизни қайғуға чүмдүрди. Мән хитай һөкүмитиниң бу мәсилини адил бир тәрәп қилишини үмид қилимән. Хитайдәк чоң дөләткә бу яришиду. Хитай дөлити уйғурларниң һәқ вә һуқуқини бериши керәк. Бизниң телевизийә вә гезитләрдин көргинимизгә қариғанда нурғун адәм өлтүрүлгән. Хитай дөлити буни өлтүргән кишиләрни тепип чиқиши керәк."

Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған италйидә тәрәққий қилған 8 дөләт лидәрлири йиғини ахирлашқандин кейин, үрүмчи вәқәси һәққидә бир мухбирниң ' сиз үрүмчидики вәқәни вәһшилик дедиңиз , хитай ташқи ишлар министирлиқи сизни хитайниң ички ишиға арилашти дәп әйиблиди, буниңға қандақ қарайсиз дегән соалиға җаваб берип мундақ деди: "үрүмчи вәқәси бир вәһшиликтур дегән гәпни мән қилдим. Бу сөзүмдин тенивалғиним йоқ. Чүнки йүздин көп киши өлтүрүлгән , миңдин артуқ киши яридар болған бу вәқәни худди бир ирқий қирғинчилиқ дегән сөздин башқиси ипадә қилалмайду. Биз уйғурлар билән қан ‏ - қериндаш вә диндаш болуш сүпитимиз билән бундақ дейишкә мәҗбур. Бир тәрәптин инсан һәқлири демократийә дәп туруп, йәнә бир тәрәптин бу ишқа қарап турсақ болмайду. Бүгүнки күндә икки дөләт оттурисидики мунасивәттә дөләт мәнпәәти әмәс , инсан амили алдинқи орунда туруши керәк. Бу мәсилини һәл қилиш үчүн һәр қайси дөләтләр һәмкарлишиши керәк. Шуниң үчүн мән мәнпәтимизни әмәс , инсаний қиммәтләрни ойлап иш қиливатимән. Хитай һөкүмитидин буни адил бир шәкилдә ениқлишини күтимиз. Бу һәқтә мән тәрәққий қилған 8 дөләт лидәрлири йиғиниға қатнишиватқан рәһбәрләр билән сөзләштим, бу мәсилигә болған сәзгүрлүкимизни оттуриға қойдум. Хитай бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик комитети әзаси, түркийә болса вақитлиқ әза, мән үрүмчидә йүз бәргән вәқәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида музакирә қилиниши керәкликини ойлаймән."
 
Баш министир рәҗәп тайип әрдоған италйидә давам қиливатқан тәрәққий қилған 8 дөләт йиғиниға қатнишиватқан дөләт рәһбәрлири биләнму бу мәсилини музакирә қилғанлиқини аңлитип мундақ деди: " бу йиғинға қатнишиватқан пүтүн рәһбәрләр билән көрүшүш пурситигә игә болдум. Бәзилири билән узунрақ , бәзилири билән қисқа вақит бу һәқтә сөзләштим. Бу һәқтики учришишларни ташқи ишлар министиримиз давам қилиду." 

Түркийә санаәт министири ниһат әргүл әпәнди турк хәлқигә хитай маллирини сетивалмаслиқни чақириқ қилди.

Түркийә җумһурийити рәһбәрлириниң бу баянатлириға қарши хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиси гуң шявшең баянат берип, бу вәқәни дуня уйғур қурултейи башлиқи рабийә қадир ханим вә униң туркийидики гумаштилириниң кушкуртуп чиқарғанлиқини илгири сүрди. Хитай әлчиси йәнә, әгәр түрк рәһбәрлири шинҗяңдики вәқәниң һәқиқий әһвалини билсә бундақ демәйдиғанлиқини илгири сүрди.

Бүгүн түркийидики ондин артуқ мәсчиттә үрүмчи вәқәсидә һаятидин айрилған уйғурларниң ғайиб җиназа намизи қилинди. Җүмә намизидин кейин җамаәт мәсчитниң алдида намайиш өткүзди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.