Хитай әмәлдари германийидә кишилик һоқуқ мәсилисидә бесимға дуч кәлди
Мухбиримиз әкрәм
2010.04.14
2010.04.14

AFP Photo
Германийә ташқи ишлар министирлиқи ахбарат башқармисиниң 12 - април елан қилған хәвиридә көрситилишичә, германийә ташқи ишлар министири вест велли әпәнди хитай әмәлдари ли чаңчүн билән көрүшкәндә, интернет әркинлики вә ахбарат әркинлики мәсилисидә алаһидә тохтилип, хитай телевизийә хәвәрлири ғәрб әллиридә чәклимигә учримиғанға охшаш, ғәрб ахбарат вастилири хәвәрлириниңму хитайда чәклимигә учримаслиқини тәкитлигән.
Иқтидардики һөкүмәтниң баянатчиси ерика стайинбач 12 - април күни бу мунасивәт билән берлинда елан қилған баянатида, хитайни өлүм җазасиға учриғанларниң санини йошурушни дөләт мәхпийәтлики даирисидин чиқириветишни вә ашкара елан қилишни әскәрткән. У сөзидә йәнә, хитайда өлүм җазасиға учриғанларниң һечбириниң қанун адалитидин бәһриман болалмиғанлиқини очуқлиған.
Германийидики уйғур зиялийси күрәш атахан әпәнди, хитайдики бу хил һәқсизлиқларниң 60 йилдин бери хитай вә униң риҗими астидики әлләрдә изчил давамлишип кәлгәнликини, болупму мустәмликә астидики уйғур вәтинидә бу хилдики қирғинниң етник тазилаш маһийитидә елип бериливатқанлиқини тилға алди.
У сөзидә, 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқидин кейин, хитайниң йәнә 30 дин артуқ уйғурға өлүм җазаси бәргәнликини ашкара елан қилғанлиқини вә бу қанлиқ паҗиәни уйғурларниң һәргиз унутмайдиғанлиқини әскәртти. У йәнә, хитай уйғурларға қаратқан сияситини дәрһал ислаһ қилмиса, буниң хитайға техиму яман ақивәтләрни елип келидиғанлиқини ейитти.
Германийә ташқи ишлар министирлиқи ахбарат башқармиси елан қилған хәвәрдә көрситилишичә, хитайниң 2009 - йили ичидә өлүм җазаси бәргәнләрниң сани аз дегәндә 4 миңдин артуқ болуп, хитай һөкүмити бу тоғрилиқ һечқандақ ениқлима бәрмигән.
Хитайниң өлүм җазасиға учриғанларниң санини дөләт мәхпийәтлики даирисигә киргүзүп йошурун тутуши сәвәбидин, хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2009 - йилға аит доклатида хитайдики өлүм җазасиға учриғанларниң санини елан қилмиған иди. Әмма хитайда 2008 - йил ичидә өлүмгә һөкүм қилғанлар сани пүтүн дуняда өлүмгә һөкүм қилинғанлар омуми саниниң 70% ини игиләйдиғанлиқини ашкарилиған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.