Гүәнтанамодики уйғурлар мәсилисидә хитай мәғлуп болди, әмди уйғурларни бастуруштин қолини тартамду?

AFP Photo
2001 - Йилидин тартип америкиниң гүәнтанамо һәрбий түрмисидә тутуп турулған 22 нәпәр уйғурниң һәммиси һазир 'америкиға қарши уруш қилған дүшмән җәңчиси әмәс' дәп тәлтөкүс ақлинип болди. Гәрчә һазир улардин йәнә 5 киши техичә үчинчи бир дөләткә орунлишип болмиған болсиму. Шуниң билән, уларни хәлқарада 'террорчи, бөлгүнчи, диний екистермичи' дәп әйибләп, қарилап келиватқан коммунист хитай, бу бир чоң мәсилидә мәғлуп болди. Әмди хитай буларни баһанә қилип уйғурларни бастуруштин қолини тартамду? бу һәқтә һазир америкида туруватқан уйғур зиялиси илшат һәсән бу һәқтә көз қарашлирини сөзләп өтти.
Әгәр хитай буниңдин кейин йәнила гүәнтанамода ақлинип болған уйғурларни әйибләштин қолини тартмиса, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә гүәнтанамода ақлинип болған уйғурлар буниңға қандақ тәдбир қоллиниши керәк? бу һәқтә илшат һәсән көз қарашлирини оттуриға қойди.
Коммунист хитай һөкүмити гүәнтанамодики уйғурларни 'террорчи, бөлгүнчи, диний екистермичи' дәп әйибләп, қарилап бир мунчә хитай пуқралирини вә миллий кадирларни бәк қаймуқтурувәтти, мәсилән, буниң ичидә әң көп қаймуққан нур бәкри болуши мумкин, әмди буларниң чиқиш йоли немә? илшат һәсән бу һәқтиму көз қарашлирини сөзләп өтти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.