Хитай билән һиндистанниң 21 - әсирдики елишиши шәкилләнмәктә

24‏ - Өктәбир күни шәрқий асия дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришишида, һиндистан баш министири манмохан билән хитай баш министири вен җябав чегра мәсилисидә 'силиқ һәм сағлам сөһбәт өткүзүш'кә келишкән болсиму, әмма манмоханниң 'далай ламаниң аруначални зиярәт қилишиға рухсәт қилиниду' дегән сөзи хитайда әнсизлик пәйда қилған иди.
Мухбиримиз вәли
2009.10.26
Xitay-Hindistan-sohbiti-305.jpg Һиндистан баш министири манмоһан синғ вә хитай муавин ташқи ишлар министири дай биңго 2007 - йили 20 - априлдики сөһбәттә.
AFP Photo

Бүгүн һиндистан учур вастилириниң бангалордин хәвәр қилишичә, һиндистан ташқи ишлар министири кришна билән хитай ташқи ишлар министири яң җиечи әтә 27‏ - өктәбир күни йәнә 'чегра сөһбитини асанлаштуруш' һәққидә сөһбәт өткүзидикән.

Һиндистан билән хитай һазир пәқәт чегра сөһбитини 'силиқ өткүзүш яки асанлаштуруш' һәққидә сөһбәтлишиватқан вәзийәттә 'волт стрит гезити' бүгүн 'хитай билән һинидстанниң йигирмә биринчи әсрдики елишиши' сәрләвһилик баш мақалә елан қилди.

'Бу һинидстанниң земини, биз һиндистан пуқраси, бу җайда әвладму - әвлад мал беқип келиватимиз'

--- Һазир хитай билән һиндистандин ибарәт қәтий нийәткә кәлгән икки чоң дөләт, һемалая етәклиридә земин талишип бир - биригә пәқәт йол қоюшмайватиду, --- дәп башлиниду 'волт стрит гезити' ниң бүгүн елан қилған баш мақалиси. Униңда баян қилинишичә, мушу йилниң ичидә, хитайниң йигирмә нәччә әскири һемалая тағлириниң җәнубий етикидики бир қишлаққа келип, мал беқиватқан чарвичиларни 'һиндистандики демкокқа кетип мал беқиңлар' дегән. Бу чарвичилар хитай әскәрлиригә 'бу һинидстанниң земини, биз һиндистан пуқраси, бу җайда әвладму - әвлад мал беқип келиватимиз' дегән. Җедәлдин кейин, һиндистанниң ладақ аптономийә комитетиниң башлиқи чериң дорҗай бу қишлаққа келип 'хитай бизниң земинимизни пилә қурутидәк йәп, һазир мушу җайға кәлди, силәр бу җайдин қозғалмаңлар, һиндистан бихәтәрлик қисимлири силәрни қоғдайду' дәп җакарлиған.

Аруначалниң тарихий арқа көрүнүши

Вики инискилопидийисдә баян қилинишичә, әнгилийә вәкили, тибәт вәкили, әнгилийигә қарам һиндистан вәкили вә җуңхуа минго вәкили 1914‏ - йили өткүзгән 'һемалая сөһбити'дә, һемалая тағлириниң җәнубий етикидики аруначал, таван районлири әнгилийиниң тәвәликидә болидиғанлиқи бекиитлгән. Әйни вақитта бу келишимгә җуңхуа минго вәкили имза қоймиған, әмма қалған үч тәрәп имза қойған. Йиллардин буян тилға елинип келиватқан 'микмахун сизиқи' дегән мушу.

Һиндистанниң җәнубидики аруначал ботан вә берма билән тутишидиған мәнзириси гүзәл земин. Алтинчи әвлад далай лама мушу районда туғулған. Униң нопуси бир милйондин ашиду. Йәр көлөми 83 миң 743 квадират километир. Бу районда тибәтчә буддизмиға етиқад қилидиған, тибәт тилида сөзлишидиған каңба қатарлиқ 10 нәччә қәбилә вә һинди диниға етиқад қилидиған, һинди тилида сөзлишидиған нот қәбилири көп санлиқни тәшкил қилиду.

Бу икки район 1936‏ - йилидиму 'бекитилмигән чегра' дәп қарилатти. 1954‏ - Йили җуңхуа хәлқ җумһурийити бу районларни 'җуңгониң земини' дәп җакарлашқа башлиди. Бу талаш - тартиш 1962 ‏- йилидики хитай - һиндистан чегра урушини кәлтүрүп чиқарғандин кейин, хитай 'чегра'дин 20 километир чекингән иди. Һиндистан парламинти 1986‏ - йили бир қарар мақуллап, бу районни 'һиндистанниң аруначал шитати' дәп җакарлиди. Хитай һазир аруначални 'җәнубий тибәт' дәп атап, бу земинни тибәттики һәр қайси наһийиләргә буйруп берип, уни иҗра қилишни тезлитиватиду.

Хитай билән һинидстан һазир земин һоқуқи мәсилисидә бир - биригә мутләқ йол қоюшмайватиду

'Волт стрит гезити' бүгүн елан қилған "хитай билән һинидстанниң йигирмә биринчи әсрдики елишиши" сәрләвһийилик баш мақалиниң баяни мундақ давамлишиду: һазир хитайму, һиндистанму, һәр иккиси һемалая тағлириниң җәнубий етикидики бу земиндә тағ еғизлириға әскәр қоюп, земин һоқуқи мәсилисидә бир - биригә мутләқ йол қоюшмай туруватиду.

Хитай билән һиндистан һәр иккиси америка билән яхши мунасивәттә болушни ойлайду

Хитай билән һиндистан бәзидә һәмкарлишиду, бәзидә сәтлишип қалиду. Әмма һәр иккилиси америка билән яхши мунасивәттә болушни ойлайду. Әгәр бу үч дөләт оттурисида истратегийилик өзгириш пәйда болса, мәсилә интайин мурәккәплишидиғанлиқи турған гәп.

Хитай өзиниң русийә қатарлиқ дөләтләр билән болған земин мәсилисини һәл қилип болди, әмма 2003 ‏- йилидин буян, һиндистан билән болған земин мәсилисидики 13 қетимлиқ сөһбәтниң һечқандақ нәтиҗиси көрүлмиди. Һазир һиндистанниң хитай билән сода мунасивитиму җиддий. Һиндистан хитайниң төкүп сатидиған обикти болушни халимай, хитайниң оюнчуқ, кала сүти, шакилатлирини импорт қилишни мәни қилди. Һазир хитайниң аптомобил чақи вә хемиийә мәһсулатлирини тәкшүрүватиду. Һинидстан дуня сода тәшкилатиға хитай үстидә йоллиған делолар барғансери көпәймәктә.

Хитайлар һазир талаш - тартиштики районларда таш - қияларға хитайчә хәт йезип, бәлгә қоюшқа башлиған

Һиндистанниң аруначал шитатида су иншаатлирини яхшилаш үчүн дуня банкисиға сунған мәбләғ илтимасини хитай тосуп қойди. Әмма хитай өзи, һиндистан билән пакистанниң һәрбий контроллиқидики кәшмир районида су қурулуши елип беришқа башлиди. Шундақла, бу үч дөләт оттуриисдики талаш - тартишта туруватқан аруначал, кәшмир районлириниң пуқралириға виза тарқитип, хитай пуқралириға охшаш муамилә қилишқа башлиди. Арруначал пуқралириниң ейтишичә, хитайниң чарлиғучилири һазир таш - қияларға хитайчә хәт йезип, бәлгә қоюшқа башлиған.

'Волт стрит гезити' ниң мақалисида баян қилинишичә, хелидин буян мушу икки дөләт оттурисида җиддийлишиватқан иқтисадий мунасивәт вә уларниң бәзидә яхши, бәзидә яман болуп қалидиған чегра мәсилиси һазир мурәккәплишип қалди вә буниңдин, хитай билән һиндистандин ибарәт асиядики бу икки чоң дөләтниң йигирмә биринчи әсирдики елишиши башланғанлиқи көрүнүшкә башлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.